Авакри шәмси оттура асиядин чиққан тунҗи уйғур рәссами болған

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2023.03.27
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
ressam-awakri-shemsi-1.jpg Қазақистанниң байсейит йезисида өткән рәссам авакри шәмсигә беғишланған “мәңгүлүк һаят” яш рәссамлар көргәзмисидин көрүнүш. 2023-Йил 25-март.
RFA/Oyghan

Қазақистанда яшаватқан уйғурлардин әйни вақитларда дөләт вә җәмийәт әрбаблири, язғучилар, рәссамлар, сәнәткарлар, әмгәк қәһриманлири охшаш көплигән мәшһур шәхсләрниң йетилип чиққанлиқи мәлум. Шуларниң бири атақлиқ рәссам авакри шәмси болуп, униң исми туғулған юрти қазақистандин сирт оттура асиядиму, уйғур елидиму мәшһур болған.

Авакри шәмси сабиқ совет иттипақида яшиған уйғурлардин чиққан тунҗи рәссамдур. 2013-Йили алмутада нәшр қилинидиған “достлуқ” журналида тонулған рәссам һәм тәнқидчи рәйһан ергалийева өзиниң авакри шәмсигә беғишлиған көләмлик мақалисини елан қилғаниди. Униңда у қазақистанниң хәлқ рәссами аубакир исмайилофниң сөзини нәқил кәлтүргән. У мундақ дегән: “авакри шәмси-совет шәрқиниң әң талантлиқ рәссамлириниң бири. У пәқәт кәспий рәссамлардинла болуп қалмай, у шуниңдәк томурлири йирақ әсирләргә кәткән қәдимий уйғур хәлқ мәдәнийитиниң әнәнилиридә тәрбийиләнгән яшларниң мәрипәтчиси вә устази болуп һесаблиниду.”

Қазақистанниң байсейит йезисида өткән рәссам авакри шәмсигә беғишланған “мәңгүлүк һаят” яш рәссамлар көргәзмисидин көрүнүш. 2023-Йил 25-март.

25-Мартта қазақистанниң байсейит йезисида әнә шу авакри шәмсиниң хатирисигә беғишланған яш рәссамларниң “мәңгүлүк һаят” мавзусида көргәзмиси болуп өтти. Униңға алмута шәһири вә вилайитидә билим еливатқан 50 кә йеқин мәктәп оқуғучиси қатнашти.

Уйғурлар арисида “шәмси” дегән тәхәллуси билән мәшһур болған авакри шәмшидинофниң бу хатириләш мурасими алмута вилайитиниң әмгәкчиқазақ наһийәсигә орунлашқан исмаил тайироф намидики оттура мәктипиниң уюштуруши һәмдә җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизиниң қоллап-қуввәтлиши билән өткән. Көргәзмини уюштурушни мәрһумниң шагирти, қазақистанниң хизмәт көрсәткән әрбаби, қазақистанниң тәсвирий сәнәт академийәсиниң академики, тонулған рәссам әхмәтҗан әһәт тәшәббус қилған.

Алди билән көргәзмә қатнашқучилири вә униң меһманлирини исмаил тайироф намидики мәктәпниң мудири илияр нурхалиқоф қарши елип, мәктәп мирасгаһи билән тонуштурған. Андин улар тәнһәрикәт залиға җайлашқан оқуғучилар көргәзмисини зиярәт қилған. Униңда алмута шәһири, алмута вилайитиниң уйғур, панфилоф, әмгәкчиқазақ вә талғир наһийәлири мәктәплириниң уйғур тилида билим еливатқан 5-11-синиплириниң оқуғучилири тәсвирий сәнәтниң мойқәләм, акварел вә әмәлий сәнәт түрлири бойичә өз әсәрлирини намайиш қилди.

Қазақистанниң байсейит йезисида өткән рәссам авакри шәмсигә беғишланған “мәңгүлүк һаят” яш рәссамлар көргәзмисидин көрүнүш. 2023-Йил 25-март.

Мурасимниң иккинчи қисмида “пәрванә” ансамбилиниң уссулчилири һүнәр көрситип, һәммини норуз байрими байрими билән мубарәклиди. Әхмәтҗан әһәтниң көргәзминиң мәқсити вә авакри шәмсиниң тәрҗимһали тоғрилиқ қилған доклатидин кейин 1985-йили “қазақтелефилим” филим ишләш мәркизи тәрипидин ишләнгән “шәмси” һөҗҗәтлик филими көрситилди.

Андин мурасимниң тәнтәнилик қисми башлинип, униңда сөзгә чиққан җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизиниң рәиси долқунтай абдухелил оқуғучиларниң талантидин бәк хуш болғанлиқини ейтип, мәзкур көргәзминиң яш әвладни вәтәнпәрвәрлик, милләтпәрвәрлик роһта тәрбийәләштики әһмийитини алаһидә тәкитлиди. У уйғур җамаити ичидә алаһидә көзгә көрүнгән шәхсләргә мәдәнийәт мәркизиниң “сахавәт” вә “ғәмхор” медаллирини тапшурди. Андин нөвәт көргәзмә ғалиблирини тәқдирләш қисимиға берилип, улар мәхсус мукапатлар вә авакри шәмсиниң пәрзәнтлириниң намидин соғилар билән тәқдирләнди. Мурасимда сөзгә чиққан башқиму кишиләр көргәзминиң алаһидилики вә әһмийити һәққидә өз қарашлирини билдүрүп, оқуғучиларға чоң утуқлар тилиди.

Рәссам әхмәтҗан әһәт әпәнди мундақ деди: “бу көргәзмигә балиларниң елип кәлгән сүрәтлири аҗайиб вә күчлүк. Аҗайиб талантлиқ балилиримиз рәссамлиқниң һәммә техника, қир-сирлирини биливалған. Бир мунчә балилар һәтта рәссамларни тәйярлайдиған мәктәп, техникомларда оқуватқан балиларға охшаш сүрәтләрни сизидикән. Мән өзүм һәйран қалдим. Келәчикимиздә зор, аҗайиб рәссамларниң чиқидиғанлиқиға ишәнчим камил. Бизниң бурчимиз-өтмүштә өткән мушундақ рәссам, язғучилиримизни яш өсмүрләргә көрситиш, улардин үлгә елиш үчүн мушундақ мусабиқиләрни өткүзүш. Бу келәчәк әвладқа интайин керәк”.

У йәнә авакри шәмсиниң әйни вақитларда көплигән шагиртларни тәрбийәлигәнликини, униң исминиң пәқәт уйғурларла әмәс, бәлки башқа милләтләргиму яхши тонуш икәнликини, өзиниңму униңдин көп савақ вә тәҗрибә алғанлиқини оттуриға қойди.

Байсейит йезисиниң баш йигит беши ғилаҗдин османоф әпәнди мундақ деди: “авакри шәмсиниң өзиниң туғулған юрти яркәнд. Оқушларға берип, ишләп, кейин ‛хәлқ дүшмини‚ дегән атақ билән сотлинип, сүргүн қилинди. Сүргүндин қайтип, йәнә өз иҗадийитини байсейит йезисида 50-йиллири башлиди. Униң 80 яшлиқини мушу байсейитта яшаватқанда алмутадин рәссамлар җәмийити бирлишип, өткүзүп бәрди. Авакри шәмси иҗадида садир палван, ғени батур, ризвангүл, нозугум, анайәткә охшаш хәлқимиздин чиққан батур-қәһриманлар орун алған. Омумән авакри шәмси наһайити талантлиқ, совет иттипақидин чиққан тунҗи уйғур рәссами болуп һесаблиниду. Униң ишлирида һәр түрлүк сиясий чүшәнчиләр наһайити нурғун. Униң сиясий тәрипини техи һеч ким толуқ ечип болғини йоқ. У киши билән қазақистандики уйғурларла әмәс, вәтәндики уйғурларму, һәммимиз пәхирлинимиз”.

Қазақистанниң байсейит йезисида өткән рәссам авакри шәмсигә беғишланған “мәңгүлүк һаят” яш рәссамлар көргәзмисидин көрүнүш. 2023-Йил 25-март.

Ғилаҗдин османоф мәзкур көргәзминиң тәшәббускари болған әхмәтҗан әһәткә чәксиз миннәтдарлиқини билдүрди. У йәнә мушу йили февралда рәссамниң тәвәллутиға беғишлап валибол бойичә тәнһәрикәт мусабиқиси өткүзүлгәнликини, келәчәктә йәнә рәссамлиқ бойичә илмий муһакимә йиғини өткүзүшни көздә тутуватқанлиқини билдүрди.

Мәлуматларға қариғанда, авакри шәмси 1903-йили алмута вилайитиниң яркәнд шәһиридә кәмбәғәл-деһқан аилисидә дуняға кәлгән. У кичикидинла рәсим сизишқа қизиққан. яш вақитлирида рәссамлар кулублирини башқурған вә қазақ хәлқиниң ичидин чиққан мәшһур рәссам әбилхан қастейеф билән йеқиндин тонушқан һәм һәмкарлашқан. У, русийәниң москва шәһиридики чайковский намидики консерваторийәгә оқушқа әвәтилгән. Кейинки йилларда яркәнд шәһиридики зәрват мәктипидә муәллимлик қилип, 1936-йили алмутада қазақистан мәркизий иҗраий комитетиниң бинасида өз әмгәклириниң чоң көргәзмисини уюштурған. У, 1934-йили совет иттипақи рәссамлар иттипақиға қобул қилинған. Рәссам 1987-йили 84 йешида аләмдин өткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.