Көзәткүчиләр: “үрүмчидики от апити уйғур миллий роһини ялқунҗатти”

Мухбиримиз гүлчеһрә
2022.12.05
urumchi-ot-yardem.jpg Таҗсиман вирус (COVID-19) қамали мәзгилидә үрүмчидики егиз бинада йүз бәргән от апитидә яриланғанларға қан тәқдим қилиш әлани арқилиқ меһрибанлиқ билдүргән уйғур яш. 2022-Йили ноябир.
Social Media

Хитай даирилири “юқумни нөлгә чүшүрүш” баһанисида үрүмчидики аһалиләрни өйлиригә қамап қойғили 100 күндин ашқанда, еғир от апити йүз бәрди. 24 -Ноябир йүз бәргән бу паҗиәлик от апитидә өлгән вә яриланғанлар саниниң давамлиқ ешиватқанлиқи мәлум. Үрүмчи аһалилириниң нәқ мәйдандин тартип иҗтимаий таратқуларға йоллиған видийо вә син көрүнүшлири, шундақла радийомизниң үрүмчигә телефон қилип әвал игилиши давамида, от апитиниң йүз бериши вә шунчә көп адәмниң бинадин қечип чиқалмай өлүшигә даириләрниң чекидин ашқан қамал тәдбириниң сәвәб болғанлиқини көрсәтмәктә. Мәлум болушичә, от кәткән бинадики җиддий әһвалда қечип чиқиш ишиклириниң һәммиси қулупливетилгән болуп, һәтта от өчүрүш машинилириму бина алдидики юқумни қамал қилиш тәдбири сүпитидә орнитилған төмүр ришаткиларниң тосқунлуқи түпәйли, от кәткән нуқтиға йеқин баралмиған.

Иҗтимаий таратқулардики учурларға қариғанда, үрүмчидики паҗиәлик от апитидин кейин, торда “сениң җениң, мениң җеним, бир җан әмәсму?” дегән намдики апәткә учриған қериндашлириға меһрибанлиқ йәткүзүш вә ярдәм бериш һәрикити қозғалғанлиқи мәлум.

Таҗсиман вирус (COVID-19) қамали мәзгилидә үрүмчидики егиз бинада йүз бәргән от апитидин көрүнүш. 2022-Йили 24-ноябир.
Таҗсиман вирус (COVID-19) қамали мәзгилидә үрүмчидики егиз бинада йүз бәргән от апитидин көрүнүш. 2022-Йили 24-ноябир.
REUTERS

Үрүмчидин от апитидин илгири хитайниң райондики аталмиш “юқумни нөлгә чүшүрүш” намидики қаттиқ қамалида, 40 күндин артуқ өйлиригә солинип қалған ғулҗа хәлқи ачарлиққа учрап, адәм өлүш паҗиәлири йүз бәргән иди. Шу вақиттиму уйғурлар қурбиниң йетшичә тәрәп - тәрәптин ғулҗа хәлқигә әнә шундақ ярдәм долқуни қозғиғаниди. Әмма хитай һөкүмитиниң әйни чағда бу ярдәм паалийитини чәкләп, ғулҗа хәлқигә әвәтилгән йемәк-ичмәк, кийим-кечәк вә башқа җиддий еһтияҗлиқ тюрмуш буюмлирини вақтида йәткүзүп бәрмигәнлики, һәтта бир қисминиң әхләт сандуқлириға ташливетилгәнлики иҗтимаий таратқулар арқилиқ ашкариланған иди.

Бу қетимму уйғур хәлқиниң тәрәп-тәрәптин сәпәрвәрликкә келип, өзлириниң әмәлий һәрикити арқилиқ, от апитидин келип чиққан паҗиәлик ақивәтләрни азайтишқа күчиниң баричә тиришиватқанлиқи мәлум. Иҗтимаий таратқулардики учурларға қариғанда, улар уйғур диярида қолланғили болидиған чәклик иҗтимаий тартқулар арқилиқ, “өйлири көйүп кәткән қериндашлиримизға өйүмни беримән”, “мән өй әшялири билән тәминләймән”, “от апитидә яриланған қериндашлиримға қан тәқдим қилимән” дегәндәк елан-учурларни чиқирип, қийинчилиқта қалған қериндашлириға ярдәм беридиғанлиқини билдүргән.

Булардин башқа иҗтимаий таратқуларда йәнә бу қетимлиқ от апитидә җенидин айрилған қериндашлири үчүн матәм тутуш; бир мәзгил иҗтимаий тартқуларда күлкә-чақчақ, оюн-тамаша вә нахша-музикиларни тарқатмаслиқ; авам хәлқни уйғурларниң есил инсаний пәзиләтлири вә ярдәм сөйәрликини йоқатмаслиққа ундәш мәзмунидики тәшәббуслар көпәйгән. Шуниң билән бир вақитта иҗтимаий таратқуларниң достлар чәмбирики вә түрлүк супилирини “биз һәммимиз бир бинада, отниң пәқәт бизгә техи туташмиғанла йери бар!”, “инсанларни йоқ қилидиғини юқум, от яки ачарчилиқ әмәс, бәлки инсанлардики шәпқәтсизликтур!” дегәндәк инкас вә язмилар қаплап кәткән.

Голландийәдики үрүмчи рестораниниң хоҗайини зәйнидин турсун әпәнди голландийәдики хәлқара тәшкилатларниң мәсуллириға өзиниң ресторанида уйғур районида болуватқан паҗиәләрни аңлатти. 2022-Йили ноябир.
Голландийәдики үрүмчи рестораниниң хоҗайини зәйнидин турсун әпәнди голландийәдики хәлқара тәшкилатларниң мәсуллириға өзиниң ресторанида уйғур районида болуватқан паҗиәләрни аңлатти. 2022-Йили ноябир.

Муһаҗирәттики уйғурлар 24-ноябирдики от апитидин кейин, дуняниң һәр қайси җайлирида намайиш вә матәм мурасимлири өткүзүп, хәлқара җәмийәтниң хитайниң рәһимсиз сиясәтлири сәвәблик йүз бәргән бу паҗиәдики мәсулийитини сүрүштә қилишни тәләп қилмақта.

Үрүмчидики өт апитини көрүп қаттиқ азабланған голландийәдики актип паалийәтчи вә ресторан хоҗайини зәйнидин турсун әпәнди, өзиниң рестураниға тамақ йейишкә кәлгән голландийәлик херидарларға, болупму һөкүмәт хадимлириға үрүмчидики от апитидә һаятидин айрилған уйғурларниң әһвалини аңлатқан, шундақла хитай һөкүмитиниң бу вәқәдики мәсулийитини сүрүштә қилиш тәләшплирини йәткүзгән. У өзиниң бивастә һалда үрүмчидики қийин әһвалда яшаватқан хәлқигә ярдәм берәлмигән болсиму, әмма қолидин келишичә вәзийәтни аңлитишқа тиришиватқанлиқини, вәтән ичидә һәр түрлүк бесим, һәтта тәһдит аситида турупму қерндашлири үчүн пидакарлиқ көрситиватқан уйғурларға қарап “ һечқандақ күч уйғурни йоқиталмайдикән” дегән қарашқа кәлгәнликини билдүрди.

Голландийәдә яшаватқан лагер шаһитлиридин өмәр бекали бу һәқтә пикир баян қилип, шәрқий түркстан хәлқниң характеридики қийин күнләрдә өз ара меһрибанлиқ йәткүзүш, қериндашлириға ярдәм бериштәк есил инсаний пәзиләтләрни көргинидә чоңқур тәсирләнгәнликини, муһаҗирәттки қериндашлириниңму бу хил ярдәм роһини вә  инсаний хисләтләрни давамлаштурушқа болған үмид-ишәнчисиниң зорлиқини билдүрди.

Хитай даирилириниң һазирға қәдәр үрүмчидики от апитидин келип чиққан еғир паҗиигә қарита өз мәсулийитидин қечишқа уруниватқанлиқи мәлум. Буниң әң типик мисаллиридаин бири, даириләрниң һазирға қәдәр от апитидә қаза қилғанларға қарита бирәр қетимму тәзийә баянати елан қилмаслиқидур.

Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси пәрһат муһәммәт әпәнди, хитай даирилириниң нөвәттә уйғурларниң бир-биригә ярдәм қилишиниму “сиясй мәсилә” дәп қарайдиғанлиқини, шундақ болушиға қаримай вәтәндики уйғурларниң өзара ярдәм вә меһрибанлиқ йәткүзүшни һәргиз тохтитип қоймиғанлиқини тәкитләп өтти.

Пәрһат муһәммидиниң қаришичә, уйғурлардики бу хил пидакарлиқ вә тәвәккүлчилик роһи, уйғур хәлқиниң нөвәттә хитай һөкүмитиниң мәқситини ениқ тонуп йәткәнликиниң бир бишарити икән. Йәни бүгүнки күндә уйғур дияридики уйғурлар йоқуриқидәк түрлүк усуллар арқилиқ өзара ярдәм паалийити тәшкилләп, хитай һөкүмитидин һечқандақ бир шәпқәт күтмәйдиғанлиқини, өзлиригә тайинип өз мәвҗутлуқини сақлашқа бәл бағлиғанлиқини намайән қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.