Илһам тохтиниң ағриқлиқини ашкарилап қойған түрмә сақчиси ғопур абдурешит 7 йиллиқ кесиветилгән
2024.09.17
Норвегийәдики уйғуряр фондиниң мунасивәтлик қаналлири арқилиқ игилишичә, илһам тохтини назарәт қиливатқан түрмә сақчиси ғопур абдурешит бу йил 2-айда, дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш гумани билән тутқун қилинған. Бу йип учиға асасән мухбиримизниң ениқлишичә, ғопур абдурешит илһам тохти түрмә камерида ағрип қалған вақтида, бу әһвални илһам тохтиниң тәқдиригә көңүл бөлүватқан кишиләргә ашкарилап қойғини үчүн 7 йиллиқ кесиветилгән.
Хәвәрләрдин мәлум болушичә, пирофессор илһам тохти муддәтсиз кесилгәндин кейинму өзиниң һаят пиринсипидин, җүмлидин, һәқни сөзләш вә һәқсизлиққа қарши туруш адитидин ваз кәчмигән. Б б с ниң 2014-йили 27-июн күнидики хәвиридә дейилишичә, түрмидә өзигә сунулған тамақниң һалал әмәсликини, йәни мусулманчә әмәсликини билгәндин кейин, у ачлиқ елан қилип тамақ йейишни рәт қилған. Униңдин кейинки бир хәвәрдә дейилишичә, у хитай иҗтимаий җинайәтчиләр билән бир камерға солап қоюлғанда, хитай мәһбуслар уни бозәк қилишқа урунуп баққан, илһам тохти тегишлик әдипини бәргәндин кейин, хитай мәһбуслар униң үстидин шикайәт қилған. Нәтиҗидә илһам тохти ялғуз кишилик камерға йөткәлгән. Йәнә мәлум болушичә түрмә даирилири илһам тохтини уйғур мәһбус вә уйғур сақчи хадимлири билән мумкин қәдәр учраштурмаслиқ йолини тутқан. Шуңа илһам тохтини назарәт қиливатқан түрмә хадимлири арисида пәқәт бирла уйғур - ғопур абдурешит бар болуп, уму бу йил 2-айда тутқун қилинған вә илһам тохти түрмидиму уйғурларниң көзидин узақлаштурулған.
Норвегийәдики уйғуряр фондиниң игилишичә, түрмә хадими ғопур абдурешит 6 йилдин буян илһам тохтини назарәт қиливатқан хадимлар қатарида вәзипә өтәватқан болуп, у бу җәрянда илһам тохтиниң бирқисим әһвали йәни түрмидә ялғуз камерда тутуп турулуватқанлиқи, күндә бир қетим 15 минут аптапқа елип чиқилидиғанлиқи вә саламәтликиниң начарлашқанлиқи һәққидики учурларни сиртқа ашкарилап қойғанлиқи үчүн бу йил 2-айда тутқун қилинған.
Үрүмчи түрмә башқуруш идарисиниң бир хадими, соаллиримиз вә кимликимиздин гуманланғанлиқини билдүргәндин кейин, ғопур абдурешитниң нормал ишләватқанлиқи вә нөвәттә вәзипә иҗра қиливатқанлиқини илгири сүрди. Үрүмчи 1-түрмә 7-райониниң бир назарәтчи хадими, ғопур абдурешитниң әһвалидин хәвири барлиқи, әмма әһвални сиртқа ашкарилиялмайдиғанлиқини баян қилди. Өзини ашкарилашни халимиған йәнә бир сақчи хадиминиң дейишичә, ғопур абдурешит хизмәт давамида башқа мәһбусларни агаһландуруш үчүн илһам тохтиниң түрмә түзүмигә бойсунмиғанлиқи сәвәблик ялғуз кишилик камириға соланғанлиқи вә бу камерда саламәтликиниң начарлашқанлиқини тилға алған. Бу учурлар шу мәһбусларниң еғизи арқилиқ уларниң уруқ-туғқанлири вә улар арқилиқ җәмийәттә униң тәқдиригә көңүл бөлүватқан кишиләрниң қулиқиға йетип барған. Мәзкур хадимниң дейишичә, даириләр бу диққәтсизликни “мәқсәтлик һалда сәзгүр вә сәлбий учур тарқитиш” дәп қарап ғопур абдурешитни қолға алған вә түрмигә ташлиған.
Уйғуряр фондиниң йетәкчиси абдувәли аюпниң игилишичә, ғопур абдурешит 1973-йили корлида туғулған, 1990-йилларниң оттурилири һәрбийликкә қатнашқан вә һәрбий мәктәптә оқуған, һәрбий сәптин чекингәндин кейин сақчи болған. 2006-Йилидин башлап үрүмчи 1-түрмидә вәзипә өтигән.
Илгирики ениқлашлиримиздин мәлум болушичә, 2017-йилдин кейинки сотланғанларниң сот һөкми асасән дегүдәк әсли юртидики сақчиханилар арқилиқ мәһкумниң аилә тавабиати яки уруқ-туғқанлириға йәткүзүлгән. Ғопурниң юрти болған корла базар ичи сақчи хадими, өзиниң ғопур абдурешит һәққидә сот һөкми тапшурувалғанлиқи вә һөкүмнамини аилисигә йәткүзүп бәргәнликини ашкарилиди. Униң дейишичә, сот һөкмидә униң 7 йиллиқ кесилгәнлики хатириләнгән.
Биз юқирида, илһам тохтиниң түрмидики ағриқ һалитини сиртқа ашкарилиған ғопур абдурешитниң 7 йиллиқ кесилгәнлики һәққидә мәлумат бәрдуқ.