Ғулҗадики даңлиқ сахавәтчи байлардин садиқҗан вә сақиһаҗиларниң тутқунда икәнлики дәлилләнди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2019.03.19
shwetsiyide-uyghur-osmur-putbol.JPG Шветсийидә хәлқара яшлар-өсмүрләр путбол мусабиқисигә қатнашқан уйғур балилар. 2012-Йили июл.
RFA/Shohret Hoshur

Радиомизға кәлгән инкаста, ғулҗа шәһиридә әң бурун игилик тиклигән, көп санда кишиләрни тиҗарәт йолиға башлиған вә уйғур җәмийитидики йетим-йесир һәм аҗизларниң бешини силап келиватқан һөрмәткә сазавәр содигәрләрдин садиқҗан вә сақиһаҗиларниңму тутқунда икәнлики баян қилинған. Бу һәқтики ениқлашлиримиз давамида, алақидар сақчи хадимлири, садиқҗан вә сақиһаҗиларниң қайси түрмә яки лагерда икәнлики һәққидики соалимизға ениқ җаваб бәрмигән болсиму, уларниң тутқунда икәнликини рәт қилмиған. Хадимлардин бәзилири бу икки мәшһур сахавәтчи содигәрниң һазирқи әһвалидин мәлумати йоқлуқини баян қилса, йәнә бәзилири бу һәқтә өзлириниң җаваб бериш һоқуқи йоқлуқини билдүрди.

Садиқҗан вә сақиһаҗи 2000 ‏-йилларниң бешида, ғулҗа шәһириниң турпанйүзи йезисида “садиқҗан-сақиһаҗи үмид башланғуч мәктипи” намида мәктәп салған. Мәктәп көп санда оқуғучиларни һәқсиз яки төвән һәқ билән оқутуштин башқа, 30-40 чә оқутқучини иш билән тәминлигән. Бу мәктәп оқуғучилири 2012‏-йили шиветсийәдә өткүзүлгән хәлқара путбол мусабиқисидә 80 нәччә команда билән риқабәткә чүшүп чемпийонлуққа еришкән. Нөвәттә шиветсийәдики хитай консулханисиниң торбетидә хитайға шан-шәрәп кәлтүргән Бу нәтиҗә һәққидики хәвәр Һелиһәм сақлинип турған болсиму. Әмма мәзкур “үмид мәктипи” ниң қурулуши вә тәрәққияти һәққидики, шундақла мәктәпниң қурғучиси садиқҗан вә сақиһаҗиниң иш-излири һәққидики барлиқ хәвәрләр хитайчә торлардин асасән дегүдәк өчүрүветилгән.

Радийомизға кәлгән инкаста, бихәтәрлик мәсилиси сәвәбидин садиқҗан вә сақиһаҗиниң ғулҗадики уруқ-туғқанлириниң бу тутқун һәққидә йеқин тонуш-билишлиригиму мәлумат берәлмәйватқанлиқи илгири сүрүлгән. Бу инкаста, ғулҗада лагерға әкетилгәнләрдин җәмийәттә бәлгилик иҗтимаий орни вә тәсири бар кишиләрниң ғулҗа шәһири или дәря йоли бойидики ямачаң йәни кәндир завути йенидики лагерда икәнлики илгири сүрүлгән. Сақчи хадимлиридин бири садиқҗан вә сақиһаҗи һәққидә или дәря йоли сақчиханисидин мәлумат соришимизни тәвсийә қилди. Бу сақчихана хадими или областлиқ сақчиниңла бу һәқтә мәлумат бериш һоқуқи барлиқини ейтти. Сақчи хадимлиридин бири, садиқҗан вә сақиһаҗиларниң хитайчә “җйәнзи җявпей җоңшин” дәп атилидиған бир лагерда икәнликини паш қилди. Мәзкур сақчидин “биринчи номурлуқларни тәрбийәләш мәркизи” мәнисидики бу лагерниң орнини сориғинимизда, у бу лагерниң нәқ инкаста дейилгәндәк, ямачаң, йәни кәндир завути йенида икәнликини ашкарилиди.

Хитайчә тор архиплиридики “уйғур райондики өй-мүлүк ширкәтлири вә униң саһиблири” тизимликидә ғулҗа шәһиридики 47 ширкәт вә униң саһибиниң нами тилға елинған. Буларниң ичидә пәқәт 4 нәпирила уйғур болуп, булар “бәхт яр өй мүлүк ширкити” ниң саһиби садиқҗан савут, “гөһәр земин өй-мүлүк ширкити” ниң саһиби аблимит қадир, “пәрваз өй-мүлүк ширкити” ниң саһиби әнвәр турсун, “синан өй-мүлк ширкити” ниң саһиби батур әхмәт қатарлиқлардур. Бәйду учур амбирида ғулҗа шәһиридики муқим нопусниң 557 миң 760 икәнлики, буниң 47.4% Ниң уйғур, 36.6% Ниң хитай икәнлики баян қилинған. Муһаҗирәттики уйғур көзәткүчиләрниң дейишичә, нопуста 47.4% Ни игилигән уйғурлар өй-мүлүк ширкити саһиблири ичидә 10% ни игилийәлмигәнниң үстигә, райондики сиясий боран чапқунларда һуҗум нишаниниң мәркизигә айланған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.