Германийәлик түрк яшларниң уйғур елидики он күнлүк зиярити (3) -турпан

Вашингтондин мухбиримиз нуриман тәйярлиди
2024.07.01
Germaniyelik-sayahetchi-Cinan-choban Германийәдики даңлиқ аптомобил ширкитидә боғалтирлиқ билән шуғуллинидиған сенан чобан. 2024-Йили, турпан
Sinan Çoban

Әнәс капли (Enes Kaplı) вә синан чобан (Sinan Çoban) қатарлиқ германийәлик төт яш үрүмчидики сәпирини сақ саламәт түгәткәндин кейин, 5-айниң 25-күни пойиз билән сәпириниң кейинки бекити болған турпанға қарап йолға чиққан.

Улар турпан бекәткә кәлгәндин кейин охшашла қаттиқ тәкшүрүштин өткән. Әнәс бу һәқтә тохтилип, чеградин киргәндин буян һәр күни, һәр йәрдә наһайити көп тәкшүрүшләрдин өткән болғачқа, әгәр бирәр йәрдә тәкшүрүлмәй қалса ғәлитә туюлидиған һалға кәлгән.

Уларниң дейишичә, сақчи икәнлики наһайити ениқ билинип туридиған пуқрачә кийингән бир қанчә сақчи улар турпанға чүшкән күндин башлап, уларниң кәйнигә чүшүп назарәт қилишқа башлиған.

Улар пойиз истансидики тәкшүрүштин өткәндин кейин такси тосуп турпан шәһәр мәркизигә бармақчи болған. Уларниң ейтишичә, такси шопури башта наһайити қизғин муамилә қилған, кейин арилиқта бир телефон қобул қилғандин кейин җимип кәткән вә лам-җим демәстин уларни мәнзилгә йәткүзүп қоюп, наһайити соғуқла хошлишип кетип қалған.

Әнәс шәһәр мәркизигә кириш йолида бинормал бир мәнзирини көргән. У чандурмастин, достлириға бу йәрдики қумлуқ мәнзирисиниң наһайити гүзәлликини, өзиниң йолда йүгүрүватқан һалитини рәсимгә тартип қоюшни ейтип машинидин чүшкән. Униң ейтишичә, у әслидә йолниң һәр икки қасниқидики бипаян чөллүкниң оттурисида миңларчә кишиниң ишләватқанлиқини көргән. Чөллүктики етизлиқларда ишләватқан кишиләр асасән яшлар болуп, уларниң әтрапида танка вә сақчилар бар икән. Әнәс вә достлири уларни сақчилар лагердин ялап елип келип, мәҗбурий әмгәккә селиватқан кишиләр болуши мумкин дәп, пәрәз қилишқан.

Улар шопурға чандурмастин, өзара күлкә-чақчақ қилишип машиниға чиқишқан. Әмма уларниң һәммисиниң үни ичигә чүшүп кәткән. Әнәс зияритимиз җәрянида қайтидин ашу мәнзирини тәсвирлигәндин кейин, қумлуқ-топиларда ишләватқан миңларчә кишини көрүп, худди өз ака- инисиниң бипаян чөлниң оттурисида қуллуққа селиниватқанлиқини көргәндәк болуп, көңлиниң интайин ғәш болғанлиқини ейтти.

Улар турпан шәһәр мәркизигә киргәндин кейин, такси шопури наһайити соғуқла хошлишип кетип қалған. Әнәс таксидин чүшүпла, өткән йили кәлгәндә көргән кечик базарниң йоқлуқини, үзүм вә башқа йемәк-ичмәк сатқан уйғурларниңму ғайиб болғанлиқиға диққәт қилған. У һәтта “мән өткән йили бу базардики уйғурлар билән параңлашқанлиқим үчүн улар тутулуп кәткәнмиду” дәп гуманлинип, әтрапқа әстайидил қарап чиққан. Өткән йили өзини бу базарға әкилип қойған такси шопуриниң йирақтин өзигә қол пулаңлатқанлиқини көрүп, “һә, бу киши сақ болған болса, демәк башқа бир сәвәб билән базар тақалған болуши мумкин” дәп ойлап көңли җайиға чүшкән.

Синан вә достлири үзүми мәшһур болған турпанда уйғурлардин үзүм елиш үчүн әтрапни айланған. Әмма у йәрдә тиҗарәт қиливатқанларниң һәммиси дегүдәк хитай болуп, турпандәк қәдимий уйғур шәһиридә үзүм сатқан бирәр уйғурни көрәлмигәнликидин наһайити һәйран қалған.

Турпанниң туюқ йезисидики мәсчит. 2024-Йили 25-май, турпан
Турпанниң туюқ йезисидики мәсчит. 2024-Йили 25-май, турпан
Enes Kaplı/Sinan Çoban

Улар турпан шәһәр мәркизини бирәр қур көргәндин кейин, пилани бойичә туюқ йезисини зиярәт қилған. Синанниң билдүрүшичә, у уйғур елигә аит мәлуматлар ичидә турпан һәққидики учурлар униң диққитини бәкрәк тартқан. Йәни мәшһур әсһабулкәһф мазари җайлашқан туюқ йезисида йешил мунарлири қәд көтүрүп турған мәсчитләрни чөридәп олтурақлашқан йәрлик уйғурларни көрүшни үмид қилған.

Синан туюқ йезисини көргәндин кейин көңли бәкму йерим болған, һәтта ғәзәпләнгән: “туюқ йезисиға барғинимизда ташлинип қалған бир кәнтни көрдуқ. Коча-койларда, өйләрдә адәм йоқ иди. Мән өз-өзүмдин тохтимай ‛бу өйләрдә, бу мәһәллидә яшиған кишиләр нәгә кәтти, ‚ дәп сорайттим. Бу көргәнлирим, уйғурларниң лагерға соланғанлиқи һәққидики хәвәрләрни есимгә салди. Инстеграм, ютублардин көргән шәрқий түркистан һәққидики көрүнүшләргә пәқәт охшимайтти. Әслидә исламий түси наһайити юқири болған бу маканниң һазирқи мәнзириси бәкла ғәлитә иди. Мән достлиримғиму дегәнтим. Мәхсус туюқ кәнти һәққидә алаһидә бир видийо ишлимәкчи болған. Лекин көргиним пәқәт сәһнә кийимлири шәклидики кийим-кечәкләрни кийип, уяқтин-буяққа йүргән саяһәтчиләр, уларниң әтрапида йүргән фотографчилар… йәни пүтүн кәнт худди бир филим ишлиниватқан сәһнигә охшайтти. У йеза пәқәт саяһәтчиләрниң ‛қәдимий шәһәр хатирә рәсими‚ гә чүшидиған йәргә айландурулупту. Инстеграмдики мушу түрдики видийоларға қарисиңиз бәк пәйзи көрүниду, шундаққу? !”

Мәлум болушичә, туюқ тарихта турпан ойманлиқидики буддизм мәдәнийити вә миңөй там рәсимлириниң қалдуқлири сақлинип қалған муһим җай болупла қалмастин, бәлки йәнә исламийәттин кейин оттура асияға мәшһур болған “әсһабулкәһф” мазари җайлашқан җайдур. Шуниң үчүнму туюқ мазари уйғур елидики әң мәшһур мазарларниң бири болуп һесаблиниду.

Улар туюқ кәнтидики мәсчит вә мазарларни көрүш үчүн әтрапни айлинип чиққан. Синан көргәнлири һәққидә тохтилип мундақ деди: “биз бу йәрдики қәдимий мәсчитләрниң алдиға бардуқ. Лекин мәсчитләр тақақ иди. Ташлинип қалғили узун болғанлиқи чиқип туридиған болуп, харабиликкә айланғаниди. Барлиқ мәсчитләрдики исламий хәтләр вә бәлгиләр пүтүнләй бузуветилгәниди. Униңда көз билән көргили болидиған бирәр тал исламий бәлгиниму тапқили болмайтти. Биз чоң йолдин чиқип, арқа кочиларға кирип бақтуқ. У кочилардиму ташлинип қалған өйләр бар иди, биз ичигә кирдуқ. Бурун адәмләр яшиғанлиқи билинип туридиған өйләрдә һазир һечким йоқ иди. Бу йәрдики адәмләр нәдә? униңдин кейин бу өйләрниң йенида бир мазарлиқни көрдуқ. Йирақта бир сақчи машиниси тохтитип қоюлған иди. Биз киришкә рухсәт қилинамду-қилинмамду, билмәйттуқ. Лекин немә болса болсун дәп киривәрдуқ. Мазарлиқ бәкла ханивәйран иди. Бәзи қәбриләр ечиветилгән иди. Биз бу йәрдә азрақ қуран оқушни қарар қилдуқ. Чүнки ахирқи қетим бу йәрдә қайси вақитта қуран оқулди, буни бир аллаһ билиду. Һәтта ‛бу йәрдә ятқанлар үчүн ким ахирқи қетим дуа қилғанду‚ дейиштуқ. Бизниң ашу қетимлиқ мазар зияритимиз һәқиқәтәнму көңүлни бәк ғәш қилидиған бир кәчүрмиш болған иди.”

Улар йәнә туюқ кәнтидә тарихини билгили болмайдиған, өрүлүп кәткән харабиликләрдә телефонлирини көтүрүп йүрүп, нәқ мәйдан қиливатқан “тор чолпанлири” ни көп учратқан.

Әнәс видийосини тартқан бир мәсчитниң һалитини тәсвирләп бәрди: “мәсчит рәсмий бир әхләтханиға айлинип қалғаниди. Көрүнүши бәкла вәйранә, йәни бири таш атса өрүлүп чүшидиғандәкла туратти. Һәтта ичидин шундақ сесиқ пурақ келәтти. Синанниң дегинидәк, мәсчитләрниң алдида хитай аяллар йерим-ялиңач кийимләр билән һәр хил шәкилдә рәсимгә чүшүвататти. Йәни қизлириниң ар-номусини қоғдаш үчүн уруш қилип, дөләт қурған бир хәлқниң юртида, бүгүн очуқ-ашкара номуссизлиқ қилинивататти. ”

Улар туюқ йезисидики зияритини түгәткәндин кейин, турпан шәһәр мәркизигә қайтиш үчүн йолға чиққан. Улар туюқ кәнтидин бир қанчә километир йирақлиқтики йол бойида һәрбий машинилар, танкилар вә һәрбий тик учарлар билән саяһәт қилғили болидиған бир саяһәт орнини көргән. Уларниң дейишичә, һәрбий кийим кийгән хадимлар саяһәтчиләрни һәрбий машинилар, танкилар вә һәрбий тик учарлар билән әтраптики қумлуқни айландуруп саяһәт қилдуридикән.

Синан, бу ғәлитә саяһәт орнини көрүп қаттиқ биарам болған: “растини ейтқанда, бу наһайити ғәлитә бир филимға охшайтти. Бу орун билән биз нәччә саәт бурун көрүп кәлгән туюқ кәнтиниң арилиқи унчә узақ әмәс. Хитайлар реаллиқта яшимайдикән. Уларниң өзи ясивалған сахта бир дуняси бар икән. Мән мушундақ һес қилдим. Йәни у йәрдә бир бастурушниң барлиқи шунчилик ениқ, лекин у хитайларниң униң билән һеч кари йоқ икән.”

Шундақ қилип, улар йол бойидики ашундақ ғәлитә мәнзириләрни көргәч йолини давам қилған. Күнму хили кәч болуп қалған болуп, қараңғулуқта кетиватқанда, чөлниң оттурисида йирақтин чирағлири йениқ турған биналар көрүнгән. Улар башта бу йәрдә аһалилик бинаси бар охшайду дәп қизиқишип қарашқан. Улар инчикиләп қариғандин кейин сим тосуқлар билән оралған егиз тамларни, тамниң төт болуңиға егиз қилип селинған қаравул өйини, егиз тамниң алдида турған танкиларни көргән. Әтрап қараңғу һәм арилиқ хили йирақ болғачқа, улар ашу қоршалған тамниң ичидә қанчә бинаниң барлиқи тоғрилиқ ениқ бир немә дейәлмиди. Тәхминән бәш қәвәтлик бинадин үч-төти барлиқини билдүрди. Әнәсниң ейтишичә, у лагерлар һәққидики хәвәрләрни хили бурунла аңлиған болғачқа, бу орунни лагер дәп җәзмләштүргән. У такси шопуриға чандурмаслиқ үчүн көз ишарити билән достлирини аваз чиқармаслиққа агаһландурған.

Улар кейин бу орунни гугил хәритисидин тәкшүргән. Уларниң дейишичә, гугилда ашу орунни көрситидиған нуқтиға “яш талантлиқлар бинаси” (Youth Talent Apartment) дәп йезилған икән. Синан бу орунниң ашу һәрбий машина, танка, тик учарлар билән саяһәт қилиш орниға маңидиған йолниң үстидә нәччә километирла йирақта икәнликини йәнә бир қетим тәкитлиди.

Улар турпандики бу бир кечини еғир хияллар билән наһайити тәстә өткүзгәндин кейин, 26-май күни ақсуға қарап йолға чиқиду. Улар ақсуда йәнә қандақ ишларға учрайду? бу һәқтики мәзмунларға қизиқсаңлар, диққитиңлар пирограммимизниң кейинки қисмида болғай.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.