“уйғур сәнәт көргәзмиси” гә яндашқан уйғур қирғинчилиқи муһакимә йиғини башланди
2024.12.05
Оттура асиядики әң қәдимий хәлқләрдин болған уйғурлар өзлириниң узақ тарихида дуня мәдәнийәт хәзинисигә өзлириниң көплигән сәмәрилик мираслирини қошуп кәлгәнлики билән ортақ етирапқа еришип кәлгән. Әнә шу дурданиләрниң бири заманимизғичә йетип кәлгән миң өй рәсимлиридә әкс әткән рәссамлиқ сәнити болуп, буниңда уйғурларниң хушаллиқи, қайғуси, шуниңдәк һаятқа болған түрлүк арзулири әкс етиду. Болупму 2000-йиллардин кейин уйғур елидә тәдриҗий юқири пәллигә чиқишқа башлиған зулум шәкиллири уйғур тәсвирий сәнитидиму тегишлик дәриҗидә өз әксини тапқан.
Уйғур академийәси саһипханлиқида уюштурулған “уйғур сәнәт көргәзмиси” темисидики муһакимә йиғининиң 4-декабирдики тунҗи күнлүк паалийити “коммунизм қурбанлири музейи” ға орунлаштурулғаниди. Йиғинда дәл мушу мираслардин кичиккинә өрнәкләр көрситилип, һазирқи уйғур қирғинчилиқи һәмдә бу җәһәттики тонушни қандақ өстүрүш мәсилиси нуқтилиқ музакирә қилинди.
Йиғин риясәтчиси, харвард университетиниң уйғур тили оқутқучиси гүлнар әзиз бу һәқтики әһваллар һәққидә қисқичә чүшәнчә берип өтти. У сөзидә уйғур елидики гүзәл мәнзириләрниң өзи бу җайни дунядики әң чирайлиқ маканниң биригә айландурғанлиқини, буни уйғур фотограф абликим әмәтниң паалийәт сорунидики екранда көрүнүп туруватқан фото сүрәтлиридин бәкму рошән көрүвалғили болидиғанлиқини, әмма мушундақ гүзәл бир маканда һазирму давам қиливатқан қирғинчилиқ вә зулумларниң бу һалға еғир зулмәтниң шолисини ташлаватқанлиқини алаһидә тилға алди. Йиғин залиға айландуруп тизилған май бояқ рәсимләрдин тонулған уйғур рәссам әхмәтҗан әхәт, мәмәтҗан җүмә вә гүлназ турсунниң вәкиллик әсәрлири болса бу хил реаллиқни тәстиқлиған һалда алаһидә көзгә ташлинатти.
Көргәзмә үчүн тизилған май бояқ рәсимләрниң аддийла сәнәт әсири әмәсликини йиғинниң ечилиш нутқини сөзлигән доктор ришат аббас алаһидә әскәртип өтти. Уйғур академийәсиниң рәиси, теббий пәнләр доктори ришат аббасниң қаришичә, бу рәсим әсәрлири өз нөвитидә уйғурларниң мол мәниви байлиқини намаян қилиду, техиму муһими уйғурлардики миллий кимликни сақлап қелиш вә зулумға қарши туруш ирадисини әкс әттүриду. Шуңа һазирму давам қиливатқан қирғинчилиқта бу реаллиқни тонуп йетиш һәмдә қаршилиқ роһини кейинки әвладларға йәткүзүш, буниң үчүн әмәлий қәдәм елиш техиму муһим.
Рәссам әхмәтҗан әхәт, мәмәтҗан җүмә вә гүлназ турсун шу қатарда айрим-айрим сөз қилип өз рәсимлиридә әкс әткән мәзмунлар һәққидә йиғин әһлигә чүшәнчә бәрди. Қазақистанда туғулуп чоң болған рәссам гүлназ турсун ата-анисиниң аилә тәрбийәсидә өзидин толиму узақ болған уйғур елигә болған муһәббәтни йетилдүргән.
Нөвәттә уйғур елидә қирғинчилиқ давам қиливатқан болсиму бу һәқтики тонуш вә чүшәнчиләр йетәрлик болди, дейиштин техи көп узақ. Америка һөкүмити вә бир қисим ғәрб парламентлири бу һални “қирғинчилиқ” дәп җакарлиған болсиму буниңға қарши елинған конкрет қәдәмләр көп әмәс. Бу һал америка қошма иштатлири (а қ ш) хәлқара тәрәққият идариси (USAID) ниң хадими брайн вот (Brian Vogt) ниң баянлиридин алаһидә орун алди. Униң қаришичә, уйғурлар дуч келиватқан реаллиқ дуняниң башқа җайлиридики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә охшимайду. Һазир уйғурлар мәдәнийәт вә кимлик җәһәттин йоқитилиш қисмитигә дуч келиватиду. Болупму уйғур тилиниң йоқилиши тәбиий һалда уйғур кимлики, уйғур мәдәнийити вә башқа саһәләрдики йоқилишқа зор дәриҗидә йочуқ ечиватиду. Мана мушундақ әһвалда уйғур академийәсиниң уйғур тилини қоғдап қелиш йолида вуҗудқа чиқарған тиришчанлиқлири, җүмлидин уйғурчә дәрслик китаб түзүш, яш-өсмүрләргә ана тил тәрбийәсини омумлаштуруш, язлиқ ана тил лагери тәшкилләш қатарлиқлар зор әһмийәткә игә.
Ана тил тоғрисидики хирислар тоғрисида сөз болғанда дрексел университетиниң пирофессори ребәккә клосий ханимму уйғур тилини сақлап қелишниң муһаҗирәттики әң муһим хизмәтләрдин бири икәнликини тәкитлиди. Униң қаришичә, мәдәнийәтни сақлап қелиш үчүн тил сақлинип қелиши шәрт. Тил әслигә кәлсә мәдәнийәтму тәбиий һалда әслигә келиду. Шуңа муһаҗирәттики уйғурларниң аилидә уйғурчә муһит яритиши, һакимийәт яр-йөләк болған ахбарат васитилири, җүмлидин әркин асия радийосиға охшаш қаналлардин пайдилиниш, шараит яр бәргән мәктәпләрдә уйғурчә пирограммиларни тәсис қилиши муһим чариләрдин һесаблиниду.
Уйғур мәсилисини хәлқарада техиму көп саһәгә тонуштуруш нөвәттики җиддий хизмәтләрниң бири, дәп қариливатқан болуп, буниң оңушлуқ орунлиниши ахири сиясәт бәлгилигүчиләргә муәййән дәриҗидә тәсир көрситиду. Кишилик һоқуқ саһәсидә узун йил хизмәт қилған доктор софи ричардсон ханим бу һәқтә тохтилип, буниңдики тактика мәсилисиниң әң муһим икәнликини алаһидә әскәртиду. Униң қаришичә, нөвәттики уйғурлар мәсилисини “мәсилиниң йилтизи нәдә? бу немә үчүн силәргиму муһим?” дегәндәк соалларға җаваб бериш шәклидә тонуштуруш, шуниңдәк һөкүмәтләргә вә сиясәтчиләргә уйғурларниң һазир қандақ тәләплири барлиқини абстракт шәкилдә әмәс, бәлки конкрет тәләп шәклидә билдүрүш техиму муһим. Йәнә бир яқтин уйғурлар мәсилисини аңлитишта йәккә һалда иш көргәндин һәмкарлиқ асасидики паалийәткә йүзлиниш техиму үнүмлүк болиду.
Уйғур һемайигәрлики мәсилисидә америка уйғур бирләшмисиниң рәиси әлфидар елтәбирму софи ричардсонға охшап кетидиған қарашта болуп, униң пикричә сәпәрвәрлик вә буниңда қоллинидиған усуллар тоғра болғанда иш үнүми техиму юқири болиду. Униң қаришичә, муһаҗирәт муһитида уйғур җамаитини сәпәрвәр қилишта уларға уйғурлар дуч келиватқан қирғинчилиқниң бир пүтүн картинисини көрситип бериш, хитайниң немә үчүн қирғинчилиқ қилидиғанлиқи, хитайниң уйғурлардики миллий кимлик вә миллий мәдәнийәтни тәһдит, дәп қарайдиғанлиқи дегәнләрни уқушлуқ вә ихчам шәкилдә баян қилип бериш зөрүр. Шу арқилиқ хитайларниң нәзиридә “шәрқий түркистанниң байлиқи вә җуғрапийәлик орни хитай дөлити үчүн һаят-маматлиқ мәсилә. Бу җайдики уйғурларни толуқ йоқатқанда уйғурлар мәсилиси һәл болиду” дәп қарилидиғанлиқини чүшәндүрүш, аммиға коллектип һәрикәт арқилиқ ишәнч туйғуси ата қилиш, буниң билән уйғур кимликини җанлиқ тәрбийә шәклидә әмәлгә ашуруш қатарлиқ қәдәмләрни елиш мумкин. Шуңа бу саһәдә көплигән хирислар вә қийинчилиқлар болсиму буниңда бәзи утуқлар қолға кәлтүрүлгән: һазир рәсмий қанунға айланған икки лайиһә буниң әң җанлиқ испати.
Яшларни мушу йосунда уйғур давасиға җәлп қилишниң мисали қатарида әнә шу хилдики яшлардин йетишип чиққан зумрәтай әркинниң һаят кәчүрмиши йиғин әһлиниң диққитини қозғиди. Һазир д у қ ниң муавин рәиси болуп ишләватқан зумрәтай әркин муһаҗирәт һаятида әнә шу хилдики дава ишлириға қизиқиш, яшларни тәрбийәләш паалийәтлиригә иштирак қилиш арқилиқ тәдриҗий һалда уйғур дава сепидики авангарт күчләрдин болуп қалған.
Уйғур һемайигәрлики ишлиридики қийинчилиқлардин бири мәбләғ мәсилиси болуп, издәнгәндә буниңға һаман бәзи йоллар ечилиду. Җорҗ вашингтон университетиниң дотсенти ерик шлусел бу һәқтә сөз болғанда, мисал қатарида өзлиригә тәқдим қилинған 950 миң америка доллирилиқ нәқ пул һәдийә соммисиниң банкиға аманәт қоюлғанлиқи, униң йиллиқ өсүмини уйғур һемайигәрлики ишлириға сәрп қиливатқанлиқини сөзләп бәрди.
Уйғур һемайигәрлики муһаҗирәттә әнә шу хил хирислар вә қийинчилиқларға дуч келиватқанда “уйғурлар билән диндаш болған ислам әллири немә үчүн бу мәсилидә сүкүттә?” дегән соал оттуриға чиқиду. Вашингтон шәһиридики “уйғур тәтқиқат мәркизи” ниң мудири абдулһаким идрисниң қаришичә, ахбарат васитилирини толуқ контрол қиливалған ислам дөләтлири хитай билән болидиған иқтисадий алақисиниң раван болуши үчүн уйғурлар дуч келиватқан қирғинчилиқ тоғрисида өз хәлқигә һечқандақ мәлумат бәрмәйду. Ислам дунясиниң көп қисми һәтта хитайниң уйғур елидә “қуран кәрим” ни топ-топи билән көйдүрүватқанлиқидәк паҗиәдин хәвәрсиз. Мушундақ реаллиқни көздә тутуп улар мәмтимин буғраниң “шәрқий түркистан тарихи” намлиқ әсирини, йәнә бир қисим тонуштуруш материяллирини әрәбчә тәйярлап ислам дунясида тарқатқан.
Әнә шу хил пикирләр билән йиғинниң чүштин бурунқи басқучи аяғлашти. Йиғинниң чүштин кейинки бөлики америка дөләт мәҗлисидә давам қилидиған болуп, буниңға америка сиясий саһәсидики он нәччә кишиниң қатнишидиғанлиқи йиғин әһлини һаяҗанға салмақта иди.