Уйғур сәнәткарлириниң тунҗи қетимлиқ қитәләрара тор консерти зор алқишиға еришти
2020.10.27
2017-Йилидин тартип вәтини билән болған алақиси үзүлүп қалған уйғурлар корона вируси түпәйли көп вақтини өйлиридә өткүзүп кәлмәктә. Мушундақ бир мәзгилдә уйғур мәдәнийитини сақлап қелиш үчүн җан көйдүрүватқан от йүрәк уйғур яшлири тәрипидин қурулған “тарим тори” сәһиписиниң техникилиқ ярдими билән австралйәдики шөһрәт турсун, голландийәдики “мәшрәп ансамбилиси” вә әнглийәдики “йипәк йоли ансамбили” қатарлиқлар тор арқилиқ қитәләрара консерт өткүзди.
25-Өктәбир күни фирансийәдә турушлуқ филим ишлигүчи вә музика тәтқиқатчиси доктор муқәддәс миҗит ханим риясәтчилик қилған “вәтәнни сеғиниш: муһаҗирәттики уйғур муқами” намлиқ консерт мундақ башланған: “қәдирлик қериндашлар, һәммиңлар яхши турдуңларму? бүгүн һаяҗан ичидә қитәләрара өткүзүлгән сәнәт кечиликимизни сеғиниш ичидики йүрикиңларға сунуп олтуруптимиз. Тор арқилиқ силәр билән йүз көрүшкән мушу минутларда биз һаяҗан билән силәргә оттәк саламимизни йоллаймиз. Бу бир нәччә йил, биз үчүн, вәтинимиз үчүн хәлқимиз үчүн еғир күнләр болди. Нурғунлиримиз вәтәнни сеғиниш, вәтән билән болған алақимизниң үзүлүши, вәтәнгә қайталаймизму яки қайталмаймизму, дегән әнсирәшләр ичидә яшаватимиз. Униң үстигә 2020-йили киргәндин буян һәммимизниң қәлби еғир давалғушларға дуч кәлди. Пүтүн дуня бойичә тарқалған бу вирус дәрдидин биз техиму вәтәндин йирақлап кәткәндәк, қериндашлиримиздин пүтүнләй айрилип қалғандәк һессятларға кәлдуқ. Мушундақ еғир күнләрдә дуняниң бир қанчә җайлирида узун йиллардин буян уйғурниң музикисини җараңлитип, уйғурниң мәдәийитини дуняға тонуштуруш билән бирликтә, уйғурниң дәрдиниму аңлитиватқан сәнәтчилиримиз билән бирликтә муқамлардин, хәлқ нахшилиридин арийәләр сундуқ. Силәрниң йүрикиңларға иллиқлиқ йәткүзүш үчүн бу консертни оюштурдуқ.”
Консертта алди билән австралйәдики уйғур сәнәтчи шөһрәт турсун әпәнди уйғур муқами вә нахшилиридин арийәләр сунди.
Арқидин чәт әлдә әң балдур қурулған голландийәдики “мәшрәп ансамбили” уйғур нахшилиридин арийәләр сунди.
Консерт ахирида бу паалийәтни уюштурған уйғур паалийәтчи рәһимә мәхмут ханим билән лондон университети шәрқшунаслиқ вә африқа тәтқиқати институтиниң профессори, уйғур мәдәнийити тәтқиқати билән шуғулланғили 20 йил болған рачел һаррис ханим уйғур муқамлиридин арийәләр сунди.
Икки саәт давамлашқан тор арқилиқ нәқ мәйдандин тарқитилған бу консерт җәрянида риясәтчи муқәддәс миҗит ханимниң бәзидә һаяҗанлинип, көз йешини туталмиғанлиқи кишиләрни тәсирләндүрди. Дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурлар бу консертни интайин қизиқиш билән көрди.
Биз бу паалийәт һәққидә техиму тәпсилий мәлумат игиләш үчүн мәзкур паалийәтни уюштурғучилардин бири д у қ ниң лондонда турушлуқ ишханисиниң мәсули рәһимә мәхмут ханим вә доктор муқәддәс миҗит ханимлар билән телефон сөһбити елип бардуқ.
Рәһимә мәхмут ханим консертни австралийә, әнглийә вә голландийә қатарлиқ дөләтләрдики сәнәтчиләрниң ортақ орундишида өткүзүлгәнликини билдүрди.
Бәзи мутәхәссисләр хитайниң һазир уйғур мәдәнийитини йоқитишқа урунуватқанлиқини илгири сүрмәктә. Рәһимә мәхмут ханим бу қетимқи консертни уюштуруштики әң муһим мәқсәтниң бай вә қәдимий тарихқа игә уйғур сәнәтини қоғдап қелиш үчүн тиришиш икәнликини баян қилди.
Доктор муқәддәс миҗит ханим гәрчә бу торда тунҗи қетим өткүзүлгән паалийәт болсиму, лекин көргүчиләрниң зор алқишиға еришкәнликини, нурғун кишиләрниң консерт җәрянида вә консерттин кейин инкас йезип, тәбриклигәнликини баян қилди.
Бу тунҗи қетим тор арқилиқ нәқ мәйдандин тарқитилған консерт болуп, фирансийәдики явропа уйғур институтиға ианә йиғишниму мәқсәт қилған икән. Бу хил консертлар бундин кейинму давамлиқ өткүзүлидикән.