Хагита рейко ханимниң уйғур риштиси вә униң “уйғур шеирийити тарихи” намлиқ китаби
2024.01.18

Өткән йили декабирда японийәниң фукука шәһиридики “шиюкоша” нәшрияти “уйғур шеирийити тарихи” намлиқ бир япончә китабни нәшр қилған. Игилинишичә, “шиюкоша” нәшрияти әдәбий вә иҗтимаий темидики китабларни нәшр қилидиған нәшрият болуп, йеқиндин буян уйғур, тибәт вә җәнубий моңғулийәниң тарихи, әдәбияти вә мәдәнийитигә даир китабларниму нәшр қилишқа башлиған икән
Мәзкур китабниң аптори хагита рейко ханим узун йиллардин буян уйғур килассик әдәбияти, шеирийити, тарихий вә мәдәнийитигә зор иштияқ бағлиған, шундақла бу саһәдә изчил һалда тәтқиқат елип бериватқан японийәлик тәтқиқатчиларниң биридур. Униң бирқанчә йиллиқ тәтқиқати вә әҗри нәтиҗисидә “уйғур шеирийити тарихи” намлиқ бу китаб өткән йили 8-декабир күни япон тилида йоруқ көргән.
“уйғур шеирийити тарихи” намлиқ бу китаб җәмий 6 бабтин тәшкил тапқан. Хагита рейко ханимниң билдүрүшичә, китабта уйғур шеирийәт тарихи тәпсилий шәрһләнгән, шундақла уйғур шеирийәт тарихидики бәдиий үлгиләр, нәзәрийәви уқумлар вә иҗадийәт еқимлири мулаһизә қилинған. “азума аяко” дегән әдәбий тәхәллус билән уйғур әдәбиятини, болупму уйғур шеирийитини тәтқиқ қилип келиватқан язғучи вә тәтқиқатчи хагита рейко ханим радийомизниң зияритини елхәт арқилиқ қобул қилди. У, “уйғур шеирийити тарихи” намлиқ китабни йезишиға илһам вә түрткә болған амиллар һәққидә тохтилип, мунуларни билдүрди:
“корона вируси сәвәбидин японийәдә күнлүк түзүмдә ишлийәлмигән уйғур оқуғучиларға ярдәм бериш үчүн, японийәдики уйғур пишқәдәмләр 2020-йили токйода NPO JU йәни ‛японийә уйғур академийәси фонди‚ ни қурған иди. Шу мәзгилләрдә мән улар билән көрүшүп, буниңдин бәк тәсирләндим. Мән алийҗанаб хисләт, есил пәзиләт вә уйғурлуқ роһиниң уларниң қәлбидә яшаватқанлиқини чоңқур һес қилдим. Шу вақитларда бир яш маңа мән 2009-йили япончиға тәрҗимә қилған абдуреһим өткүрниң ‛из‚ намлиқ романини оқуғанлиқи вә наһайити тәсирләнгәнликини ейтқан иди. японийәдә яшайдиған уйғурлар адәттә япон тилини наһайити яхши сөзләйду, һәм япончә китабларни яхши оқуялайду. Университетларда улар илмий мақалилирини пүтүнләй япончә язиду. Мениң билишимчә, һазир японийәдә яшаватқан яш әвлад уйғурлар ана юртидики мәзгилидә уйғур тарихи яки уйғур әдәбият тарихи қатарлиқ дәрсләрни оқуш имкани болмиған. Шуңа бир уйғур достум маңа мән тәрҗимә қилған уйғурчә китабларниң улар үчүн өз хәлқиниң кәлгүсини көрәләйдиған бир әйнәк болуватқанлиқини ейтқан иди. Мән бу сөзләрни аңлиғандин кейин, ‛уйғур шеирийити тарихи‚ ни йезишни қарар қилдим. Чүнки мән һазир японийәдә яшайдиған уйғур яшлири вә японийәдә чоң болған уйғур балилириниң өз тарихи вә әдәбиятини тоғра тәрәптин билишини арзу қилимән. ”
Японийәдә яшаватқан пәлсәпә пәнлири доктори, пәлсәпә тәтқиқатчиси мухтәрҗан абдурахман радийомизниң зияритини қобул қилип, “уйғур шеирийити тарихи” намлиқ китабни оқуғандин кейинки тәсиратини биз билән ортақлашти. Мухтәрҗан абдурахман, хагита рейко ханимниң уйғур килассик әдәбияти вә шеирийити һәққидә тәтқиқат елип бериватқан японийәдики санақлиқ тәтқиқатчилардин бири икәнликини; бу ханимниң есил характеригә вә толиму кәмтәр пәзиләткә игә бир илим адими икәнликини тәкитләп өтти. У, “уйғур шеирийити тарихи” намлиқ бу китабниң японийәдә нәшр қилинғанлиқи мунасивити билән хагита рейко ханимға болған һөрмитини вә чәксиз тәшәккүрини билдүрди. Униң ейтишичә, бу китабта апторниң бир илмий тәтқиқатчи болуш сүпити билән уйғурларниң қиммәт қарашлири нуқтисидин уйғур әдәбияти тарихини шәрһлиши, толиму қиммәтлик икән.
Хагита рейко ханим алий мәктәп мәзгилидә токйо чәтәл университетиниң ордучә, әрәбчә, парсчә вә түркчә кәсиплиридә оқуп 1983-йили әдәбият кәспидә магистирлиқ унваниға еришкән. 1988-Вә 1989-йиллири пакистанниң карачи университетида орду вә парс килассик шеирийити бойичә оқуған. Униңдин кейин у өзлүкидин уйғур тили өгинишкә башлап, 1994-йилдин 1995-йилғичә “шинҗаң университети” да һазирқи заман уйғур тили кәспидә оқуған. Кейинчә уйғур килассик шеирийити тәтқиқати бойичә көп тәрәплимилик издәнгән вә билим алған. У йәнә уйғур шаирлиридин уйғур шеирийитини өгәнгән. Уйғурларниң ғәзәл, қошақ вә рубаийлириға алаһидә қизиққан хагита рейко ханим, уйғур елидики мәзгилидә йәнә чағатай түрк тилиниму өгинип, өзиниң уйғур килассик шеирийити тәтқиқати үчүн асас салған. У японийәгә қайтип кәлгәндин кейин уйғур әдәбияти тәтқиқати билән шуғуллинип, 2009-йили абдуреһим откүрниң “из” романини япон тилиға тәрҗимә қилип, уни “қәһриманларниң көз яшлири: ойған уйғур” дегән намда нәшр қилдурған. Шуниңдин кейин у 2014-йили “уйғур он икки муқами: йипәк йолида яңриған муһәббәт нахшилири”, 2016-йили “җәңгивар шаир абдухалиқ уйғурниң һаяти”, 2019-йили турғун алмасниң “уйғурлар” намлиқ китабини япончиға тәрҗимә қилған. Униңдин башқа у йәнә 2016-йили “ғәзәпләнгән уйғур роһи”, 2021-йили “уйғур земинидики майтрия етиқади” намлиқ китабларни йезип нәшр қилдурған.
Мухтәрҗан абдурахман әпәнди, мәзкур китабниң әң зор мувәппәқийитиниң бири, китабта уйғурларниң миллий ойғиниш һәрикәтлириниң шеирийәттә қандақ ипадиләнгәнлики вә қандақ изчиллиқни сақлиғанлиқи икәнликини тилға алди. У, бу хил шеирийәт әнәнисиниң уйғурларниң миллий һәрикәтлиригә қандақ тәсир көрсәткәнликини шәрһләп өтти.
Японийә уйғур җәмийитиниң сабиқ рәиси илһам мәхмут әпәндиму хагита рейко ханимниң “уйғур шеирийити тарихи” намлиқ китабини оқуғандин кейинки һес-туйғулири, тәсирати вә бу китабниң нәшр қилинишиниң әһмийити тоғрисида өз қарашлирини аңлармәнләр билән ортақлашти
Хагита рейко ханим, мәзкур китабиниң хатимә қисмида хитайниң 2016-йилниң иккинчи йеримидин башланған уйғур районидики зор тутқуни җәрянида йүзлигән уйғур язғучи-шаирлириниң тутқун қилинғанлиқи вә түрмиләргә қамалғанлиқини тилға алған. Шуниң бир мисали сүпитидә шаир абдуқадир җалалидинниң “янарим йоқ” намлиқ шеирини мәзкур китабқа киргүзгән. У, муну қурлар билән өз һес-туйғусини ипадилигән: “пирофессор абдуқадир җалалидин һазир бәлким түрмидә бу шеирни авазлиқ оқуватқанду-һә! бу шеир гоя шаирниң роһи дунясини түрмидин сиртқа ашкара қилғандәк, уйғурларниң арисида йиллар бойичә һаятий күчини давамлаштуруп кәлмәктә. ”
Мухтәрҗан абдурахман әпәнди ахирида аптор хагита рейко ханимниң китабниң хатимә қисмида оттуриға қойған нуқтиинәзәрлири тоғрилиқ өз қарашлирини баян қилип өтти.
Зияритимиз ахирида, хагита рейко ханим өзиниң буниңдин кейинки тәтқиқат пиланлири һәққидә тохтилип, мундақ деди:
“буниңдин кейин, мән уйғур хәлқ қошақлирини тәтқиқ қилмақчимән. Уйғур хәлқ қошақлири толиму қизиқарлиқ бир тема. Униңдин башқа мән йәнә мән қизиқидиған бир қисим уйғур шаирлириниң есил шеирлирини япончиға тәрҗимә қилишни халаймән. Мәсилән, һазир хитайниң җаза лагерлириға соланған уйғур шаир-язғучилардин пәрһат турсун, адилҗан тунияз, абдурешит ели, гүлниса имин, абләт абдурешит бәрқийләрниң шеирлирини тәрҗимә қилип нәшргә тәйярлаш пиланим бар.”