“бүгүнки дәвр уйғур шеирлири топлими” намлиқ китап истанбулда нәшир қилинди
2021.07.16
31 Нәпәр уйғур шаириниң 125 парчә әсири киргүзүлгән “бүгүнки дәвр уйғур шеирлар топлими” йеқинда түркийә парадигма академийәси тәрипидин түрк тилида нәшир қилинған.
Мәзкур топлам дуня уйғур язғучилар уюшмиси тәрипидин нәшргә тәйярланған болуп, бу уйғур бүгүнки дәвр шаирлириниң тунҗи түркчә шеирлар топлими икән.
Мәзкур топламға вәтән ичи сиртидики тонулған уйғур шаирлириниң бүгүнки дәвир уйғур әдәбиятиға вәкиллик қилалайдиған шеири әсәрлири киргүзүлгән. Мәзкур топламға әсәрлири киргүзүлгән шаирлардин ваһитҗан осман, абдуқадир җалалидин, пәрһат турсун, шаһип абдусалам нурбәг, адил тунияз, абләт абдурешит бәрқий қатарлиқ шаирларниң хитай һөкүмити тәрипидин йиғивелиш лагери яки түрмиләргә соланғанлиқи мәлум.
“бүгүнки дәвир уйғур шеирлири топлими” ниң кириш сөзини язған әгә университетиниң пирофессори доктор алимҗан инайәт әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилди. У мәзкур китабниң уйғур һазирқи заман шеирийитиниң юқири сәвийәсини әкс әттүрүп беридиғанлиқини, бу китабниң яш шаирларниң иҗадийәт қабилийитини намайән қилиш билән биргә йәнә уйғур хәлқиниң чоңқур кирзис туйғусини, роһий һалитини, ички дунясини вә кәлгүсигә болған арзу-үмидлирини әкс әттүргәнликини ейтти.
“бүгүнки дәвир уйғур шеирлири топлими” америкидики уйғур шаири таһир һамут изгил тәрипидин тәйярланған болуп, топламға киргүзүлгән шеирлар алимҗан мәтқасим, әркан қадир, әнвәр һамит вә мәһзун қатарлиқ әдәбий тәрҗиманлар тәрипидин тәрҗимә қилинған.
Шаир вә әдәбий тәрҗиман алимҗан мәтқасим зияритимизни қобул қилип, мәзкур китабниң тәрҗимә қилиниш вә түзүлүш җәряни һәққидә аңлиғучиларға тәпсилий мәлумат бәрди.
Илим саһәсидики зиялийлар уйғур әдәбияти вә уйғур мәдәнийитини тонуштурушниң уйғурларниң нөвәттики сиясий вәзийитини тонуштурушта муһим әһмийәткә игә икәнликини тәкитлимәктә.
Дуня уйғур язғучилар җәмийитиниң баш катипи абдүшүкүр муһәммәт әпәнди зияритимизни қобул қилип, уйғур әдәбиятидики вәкиллик шаирларниң шеирлири киргүзүлгән мәзкур китаб һәққидә көз қарашлирини аңлармәнләр билән ортақлашти. У йәнә уйғурчә әдәбий әсәрләрниң чәт әл тиллириға тәрҗимә қилинишиниң әһмийитини тәкитлиди.
Дуня уйғур язғучилар уюшмиси 2018-йили қурулғандин болуп, муһаҗирәттики уйғур әдәбиятиниң тәрәққияти вә уйғурчә әдәбий әсәрләрниң чәт әл тиллириға тәрҗимә қилинишида муһим хизмәтләрни қилип кәлмәктә.