“уйғур сот коллегийәсиниң һөкүми тоғрисида” сөһбәт йиғиниға хитай қаттиқ наразилиқ билдүрди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2022.01.13
“уйғур сот коллегийәсиниң һөкүми тоғрисида” сөһбәт йиғиниға хитай қаттиқ наразилиқ билдүрди “уйғур сот коллегийәси” ниң баш сотчиси, атақлиқ адвокат сир җефрей найис(Sir Geoffrey Nice) әпәнди сот һөкүмини җакарлимақта. 2021-Йили 9-декабир, лондон.
AP

12-январ көплигән ғәрб дөләтлириниң дипломатлири вә б д т да турушлуқ вәкиллириниң иштиракида “уйғур сот коллегийәсиниң һөкүми тоғрисида” намлиқ бир тор сөһбәт йиғини уюштурулған болуп, хитайниң б д т дики вәкиллири буниңға қаттиқ наразилиқ билдүргән.

13-январ “шинхуа агентлиқи” ни өз ичигә алған хитайниң асаслиқ ахбарат васитилириниң һәммиси хитайниң б д т да турушлуқ даимий вәкилләр өмикиниң “уйғур сот коллегийәсиниң һөкүми тоғрисида” намлиқ сөһбәт йиғиниға қарита 12-январ елан қилған баянатини кәң тарқатти.

“җуңгониң б д т да даимий турушлуқ вәкилләр өмики: шинҗаңни қалаймиқан қилишқа, җуңгони қарилашқа урунған һәрқандақ адәм мәғлубийәткә мәһкум” дегәндәк мавзулар билән елан қилинған бу баянатниң әсли нусхисиниң муқәддимисидә “шинҗаңни қалаймиқан қилишқа, җуңгони қарилашқа урунған һәрқандақ дөләт, һәрқандақ күч, һәрқандақ шәхс мәғлубийәткә мәһкумдур” дейилгән иди.

“уйғур сот коллегийәси” ниң баш сотчиси, атақлиқ адвокат сир җефрей найис(Sir Geoffrey Nice) әпәнди сот һөкүмини җакарлимақта. 2021-Йили 9-декабир, лондон.

Хитайниң б д т да даимий турушлуқ вәкилләр өмикиниң баянатида мундақ дейилиду: “аталмиш ‛уйғур алаһидә соти‚ сепи өзидин җуңгоға қарши бөлгүнчи тәшкилат болған дуня уйғур қурултийиниң америка, ғәрбтики җуңгоға қарши күчләрниң контроллуқи вә ярдими астида, бир бөлүк җуңгоға қарши унсурларни йиғивелип иғва тарқитидиған, алдамчилиқ қилидиған сиясий қоралидур. Бу аталмиш сотниң һечқандақ қануний салаһийити йоқ, шундақла у һечқандақ аммиви ишәнчкиму игә әмәс. У очуқ ашкара пул хәҗләп алдамчиларни сетивелип, ялғанни сетивелип, ялған гуваһлиқ бәргүзидиған бир оюн. Сот вә униң аталмиш һөкүми пәқәтла җуңгоға қарши күчләрниң өзи режиссорлуқ қилип, өзи рол елип чиққан бир мәйдан драмисидин ибарәт. Бу қанун вә һәқиқәткә қилинған пәскәшләрчә һақарәттур, алданмиған һәрқандақ адәмни қаймуқтуралмайду. Бу дираминиң б д т билән һечқандақ алақиси йоқ, бәлки б д т вә униңға әза барлиқ дөләтләрниң җәзмән қарши туруши вә байқут қилишиға учруши лазим”.

Хитай даирилирини бу қәдәр биарам қилған “уйғур сот коллегийәсиниң һөкүми тоғрисида” намлиқ бу сөһбәт йиғини, әслидә көплигән хәлқаралиқ тәшкилатларниң һәмкарлиқи астида 12-январ тор арқилиқ өткүзүлгән болуп, йиғинға 28 дөләтниң парламент әзалири вә нурғунлиған дөләтләрниң б д т дики вәкиллири қатнашқан.

Мәзкур йиғинға иштирак қилған вә йиғинда сөзгә тәклип қилинған д у қ рәиси долқун әйса әпәнди бу һәқтә бизни бәзи мәлуматлар билән тәминлиди. Униң билдүрүшичә, йиғинда “уйғур сот коллегийәси” ниң баш сотчиси җефферй найис әпәнди мәзкур сотниң қурулуши тоғрисида чүшәнчә бәргән вә һәрқайси дөләтләрниң дипломатлириниң сот һәм униң һөкүмигә даир соаллириға җаваб берип өткән.

Долқун әйса әпәндиниң баян қилишичә, йиғинда сөз алған һәрқайси дөләтләрниң вәкиллири “уйғур сот коллегийәси” ниң һөкүмигә юқири баһа бәргән вә бу һөкүмни һәрқайси дөләтләрдә тәдбиқлашниң зөрүрлүкини илгири сүрүшкән. Долқун әйса әпәнди йиғиниң йепилиш мурасимида сөзгә тәклип қилинғанда, “уйғур сот коллегийәси” гә иштирак қилған барлиқ кишиләргә тәкрар рәһмитини билдүргән һәмдә униң һөкүминиң барлиқ дөләтләрдә әмәлийлишишини үмид қилидиғанлиқини ипадә қилған.

Мәлум болғинидәк, “уйғур сот коллегийәси” ниң тунҗи қетимлиқ испат аңлаш йиғини 2021-йили 6-айниң 4-күнидин 7-күнигичә, иккинчи қетимлиқ испат аңлаш йиғини 9-айниң 10-күнидин 13-күнигичә, үчинчи қетимлиқ испат аңлаш йиғини 11-айниң 27-күни өткүзүлгән болуп, бу 3 қетимлиқ испат аңлаш йиғинидин кейин “уйғур сот коллегийәси” 12-айниң 9-күни хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан зулумлириға қарита “ирқий қирғинчилиқ” һөкүмини чиқарғаниди. Д у қ хадимлириниң билдүрүшичә, бу үч қетимлиқ испат аңлаш йиғинида 70 тин артуқ гуваһчи гуваһлиқ бәргән, 30 дин артуқ тәтқиқатчи 10 миң са´әттин артуқ вақит сәрп қилип, 500 дин артуқ шаһитниң қанчә 10 миң бәттин артуқ язма баянлирини тәрҗимә вә тәтқиқ қилип сотқа тапшурған.

“уйғур сот коллегийәси” ниң “ирқий қирғинчилиқ” һөкүминиң хитайниң пишанисиға бесилған бир қара тамға икәнликини тәкитлигән д у қ рәиси долқун әйса әпәнди сөзиниң ахирида, бу һөкүмниң тәсириниң хәлқарада күнсири күчийиватқанлиқини әскәртип, хитайниң бу һөкүмдин нимә үчүн чөчүп, типирлап олтуралмай қелишидики бәзи конкиртни сәвәбләрни тилға елип өтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.