Долқун әйса: “уйғур сот коллегийәси” ниң қарарини явропа дөләтлиригә етирап қилдуруш нөвәттики җиддий вәзипимиз
2022.05.05
5-Майдин башлап д у қ рәһбәрлиридин долқун әйса, д у қ фонди рәиси абдуҗелил әмәт вә д у қ программа йетәкчиси зумрәтай уйғур норвегийә уйғур комитетиниң рәиси бәхтияр өмәр қатарлиқлар билән бирликтә норвегийә һөкүмәт хадимлири вә норвегийәдики кишилик һоқуқ тәшкилатлири билән учришип, “уйғур сот коллегийәси” ниң “уйғур ирқий қирғинчилиқи” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” қарарини норвегийә һөкүмитигә етирап қилдуруш паалийитини башлиған.
Норвегийә пайтәхти ослодин зияритимизни қобул қилған д у қ рәиси долқун әйса әпәнди, бу қетимқи зиярәтниң мәқсити һәққидә тохталғанда, “уйғур сот коллегийәси” ниң “уйғур ирқий қирғинчилиқи” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” қарарини явропа дөләтлиригә етирап қилдурушниң д у қ ниң нөвәттики җиддий вәзиписигә айланғанлиқини тилға алди.
Норвегийә уйғур комитетиниң рәиси бәхтияр өмәр әпәнди болса д у қ вәкиллириниң бүгүн норвегийә ташқи ишлар министирлиқини өз ичигә алған норвегийәниң юқири дәриҗилик һөкүмәт хадимлири билән муһим учришишларни өткүзгәнликини баян қилди. У сөзидә әтә йәнә бирқисим муһим сиясий шәхсләр вә йәрлик тәшкилатларниң мәсуллири билән учришишлар өткүзидиғанлиқини әскәртти.
Д у қ программа йетәкчиси зумрәтай уйғур алдинқи һәптә д у қ рәһбәрлири финландийәдә зиярәттә болғанда, финландийә һөкүмәт хадимлиридин б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң алий комиссари мишел бачелетқа бесим ишлитип, уйғурлар тоғрисида б д т тәрипидин һазирланған доклатни елан қиливетишни тәләп қилғанға охшаш, бүгүнки сөһбәтләрдиму норвегийә һөкүмәт хадимлириға охшаш тәләпни қойғанлиқини, бүгүнки сөһбәтләрниң асасән “уйғур сот коллегийәси” ниң “уйғур ирқий қирғинчилиқи” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” қарари билән мунасивәтлик болғанлиқини ипадә қилди.