Буғра әркин: “америкада ресторан ечип тирикчилик қилғач, милләт үчүн аз-тола хизмәт қиливатимиз”

Мухбиримиз җәвлан
2021.02.23
uyghur-lengmen-dolan.jpg Америкида ечилған уйғур ресторанлириниң бири долан ресторанниң торбетигә чиқирилған бир тәхсә ләңмәнниң сүрити.
dolanuyghur.com

Уйғур рестуранлири чәтәлдики уйғурларниң муһим тиҗарәт йоли болупла қалмай, уйғурларни, җүмлидин уйғур мәдәнийитини башқиларға тонутушниң муһим көзники болуп қалмақта. Буниң бир мисали сүпитидә америкиниң вашнигтон райони вә калифорнийә штатида ечилған уйғур рестуранлириниң уйғур таам мәдәнийитини америкалиқларға билдүрүш биләнла қалмай, уйғурларниң дуня билән дипломатик бағлиниши вә уйғур паҗиәсини җамаәткә билдүрүштә тегишлик рол ойнап келиватқанлиқи һәққидә мақалиләр елан қилинип кәлмәктә.

Йеқинда америкадики даңлиқ йемәк-ичмәк, меһманхана мулазимити тори болған Resy торида лос анжелис шәһири алһамбара районидики долан ресторани вә вашингтон районидики долан ресторани һәққидә бир мақалә елан қилинған болуп, бу ресторанларниң йәрлик америка хәлқигә уйғур таамлирини тонуштуруш билән бир вақитта уйғур мәдәнийитини сақлап қелиш үчүн тиришиватқанлиқи йорутуп берилгән.

Лос анжелистики долан ресторани хоҗайини буғра әркин зияритимизни қобул қилип, бу ресторанға мунасивәтлик кәчмиши, тиҗарәт ғайиси һәм миллити үчүн хизмәт қилиш әһвалини тонуштурди.

У, бу рестуранни ечишқа сәвәб болған асаслиқ амилниң пүтүн милләтниң бешиға кәлгән зулум, йәни уйғур диярида 2017-йил әвҗигә чиққан кәң-көләмлик тутқун вә қәбиһ зиянкәшлик икәнликини, өз юртиға қайталмиғанлиқи үчүн америкада қелип бу тиҗарәтни башлиғанлиқини ейтти. У 2017-йил җәнубий калифорнийә университетида хәлқара сиясәт вә сода кәспидә магестерлиқта оқуватқанда савақдашлири билән биллә бейҗиңға тәтқиқат үчүн барғанда хитай сақчилириниң аварә қилишиға учриған. Үрүмчигә барғанда икки кечә сорақ қилинған. Шу йил 6-айниң ахирида уйғур дияридики вәзийәтниң хәтирини һес қилип америкиға қайтип кәткән. Аридин узақ өтмәй, уруқ-туғқанлириниң тутулуп кәткән хәвирини аңлиған. Шуниңдин кейин, у америкида қелип өзи үчүн йол тепиш қарариға кәлгән вә 2019-йил 1-айда лос анжелис шәһири алһамбара районида долан ресторанини ачқан.

Буғра әркинниң билдүрүшичә, бу рестуранни ечишни пиланлиғанда уйғур таамлирини америкалиқларға тонутушни мәқсәт қилған, шундақла бу таамларниң базар тапидиғанлиқиға қәтий ишәнгән. Корона вируси ямриған мәзгилдиму униң содиси яхши болған, лос анжелисниң һәр қайси җайлиридин херидарлар машинисини һәйдәп келип, бу ресторанда тамақ йәп кәткән.

Буғра әркинниң ейтишичә, долан ресторани йәнә уйғурларниң кимликини вә уйғур мәдәнийитини тонуштуридиған кичик көзнәк болуп, бу йәргә тамақ йегили кәлгәнләрниң көпинчиси бу һәқтә бәлгилик мәлумат алалайдикән. Чүнки бу ресторанда уйғур мәдәнийитини ипадиләйдиған безәкчилик, чалғу әсваб, әтләс, нәпс чөгүн, чинә-қача қатарлиқ маддий әшялар көзгә ташлинип туридикән, телевизор екранлирида уйғур дияриниң мәнзирилиригә мас һалда кириштүрүлгән уйғур муқамлири вә нахша-усуллири қоюлуп туридикән.

Буғра әркинниң қаришичә, уйғур таам мәдәнийити өз вақтида шәрқ билән ғәрбни туташтуридиған йипәк йолиниң түгүнигә җайлашқан уйғур диярида барлиққа келип бүгүнгә улашқан, көп хил мәдәнийәтниң җәвһәрлирини өзигә муҗәссәмлигән мәдәнийәт болуп, оттура асия хәлқиниң таам мәдәнийити билән ортақлиққа, шундақла өзигә хас алаһидиликкә игә, башқилар уйғур таамлиридин һузурланғанда бу йемәк-ичмәк мәдәнийитиниң җәлпкарлиқини һес қилидикән.

Буғра әркин ресторан ечиш билән бир вақитта херидарларға уйғурлар дуч кәлгән зулумни аңлитип кәлгән. Алди билән өз аилиси дуч кәлгән паҗиәләрни сөзләш арқилиқ көплигән кишиләргә вә мухбирларға уйғур райониниң бүгүнки еғир вәзийитини аңлатқан. Андин ресторанда ишләйдиғанлар үчүн қара майка ишләп, бу майкиниң алди тәрипигә “Google Uyghur” (уйғурларни гогуллап бақ), кәйни тәрипигә “Close Camps) (лагерларни тақа) дегән хәтләрни бастуруп, херидарларниң қизиқишни қозғиған. Базфид медияси уларни зиярәт қилип тамақ программиси ишләп ютубқа қойғанда бу майкидики хәт алаһидә үнүм яратқан.

Долан ресторани йәнә 2019-йил 11-айда хәлқаралиқ кәчүрүм тәшкилати, калифорнийә университети лос анжелис шөбиси мусулман оқуғучилар уюшмиси қатарлиқ тәшкилатлар билән бирликтә паалийәт өткүзгән, CNN, BBC мухбирлирини күтүвалған вә һәр қетимлиқ учришишта уйғурлар учраватқан зулумни аңлитип кәлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.