“уйғур омумий тарихи” ниң нәшр қилиниш мунасивити билән сөһбәт йиғини өткүзүлди

Мухбиримиз җәвлан
2020.11.17
uyghur-omumiy-tarixi-nebijan.jpg Тарихшунас доктор нәбиҗан турсунниң “уйғур омумий тарихи” намлиқ зор һәҗимлик әсириниң нәшр қилинғанлиқи мунасивити билән тор сөһбәт йиғини өткүзүлди. 2020-Йили 14-ноябир.
Photo: RFA

14-Ноябир күни уйғур америка бирләшмисиниң уюштуруши билән тарихшунас доктор нәбиҗан турсунниң “уйғур омумий тарихи” намлиқ зор һәҗимлик әсириниң нәшр қилинғанлиқи мунасивити билән тор сөһбәт йиғини өткүзүлди.

Бу сөһбәткә қатнашқан америка җорҗи вашингтон университетиниң тәтқиқатчиси, уйғуршунас шан робертс доктор нәбиҗан турсунниң уйғур тарихини омумий нуқтидин чиқип баян қилғанлиқини, болупму униң русийәдә тарих оқуғанлиқи, шундақла хитайда яшиғанлиқидәк әвзәлликидин пайдилинип, совет иттипақи дәвридә қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң тарихини толуқ йорутуп бәргәнликини оттура қойди. Униң қаришичә, тарихни обйектип, лилла мәйданда туруп йезиш наһайити муһим. Бу тарихий әсәр русийәни һәм хитайни чүшинидиған бир уйғур тарихчи тәрипидин йезилғанлиқи үчүн, русийә вә хитай тарихчилириниң өзигә еғип кетиштәк бир тәрәплимә қарашлири вә баянлиридин халий болғанлиқи биләнму әһмийәтлик икән. У мундақ деди: “мустәмликә қилинған, дөләтсиз қалған милләтниң тарихи көп һалларда уларға һөкүмранлиқ қиливатқанлар тәрипидин йезилиду. Бир милләт өз тарихини өзи йезип чиққандила һөкүмран күчләрниң бу милләтни йоқ қиливетишигә қарши қаршилиқ күчи шәкиллиниду. Бу китабниң барлиққа келиши уйғур миллити өз вәтинидә бир милләт сүпитидә һуҗумға учраватқан бүгүнки күндә техиму муһим. Уйғурларниң тарихини сақлап қелиш үчүн йезилған бу омумий тарих, узун муддәтлик пайдилиниш қиммитигә игә.” шан робертс әпәнди ахирида уйғур тилида өз тиләклирини билдүрди.

Америка җорҗи тавн университетиниң тарих тәтқиқатчиси, уйғуршунас җәймис милвард доктор нәбиҗан турсун билән тонушқандин кейин униң уйғур тарихи һәққидики чоңқур икәнликини һес қилғанлиқини баян қилип: “униң бу тарихий әсиридин наһайити көп тарихий учурларни биливалалаймиз дәп ойлаймән, шуңа бу китабниң толуқ нәшрдин чиқишини күтимән,” деди.

Америкада турушлуқ уйғур иқтисадшунас пәрһат билгин мәзкур тарихий әсәрниң рояпқа чиқишиға ярдәм қилғучилар гурупписиға вакалитән сөз қилип, “уйғур омумий тарихи” намлиқ бу китабниң нәшр қилинғанлиқиниң тарихий әһмийити һәққидә тохталди. У бир милләтни тутуп туридиған миллий руһ, дин, мәдәнийәт вә тарихтин ибарәт төт амилниң ичидә тарихниң, йәни бир милләтниң өтмүш хатирисиниң алаһидә муһим орун игиләйдиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “бу тарихий әсәрдә уйғуларниң 3500 йиллиқ тарихи, 2500 йиллиқ дөләт қуруш тарихи йезилған. Тарихтин ибарәт бу һекайә аддий һекайә әмәс, униңда бир милләтниң мувәппәқийити, мәғлубийити, әқил-парасити, мәдәнийити, етиқади вә башқа һәммә хатириси муҗәссәм болған.” у йәнә сөзидә өз тарихини билидиған вә әҗдадлиридин пәхирлинидиған бир милләтниң өзигә ишинидиғанлиқини, тарих сәһнисидин йоқап кәтмәйдиғанлиқини, уйғурлар йоқилип кетиш кризисиға йолуққан бүгүнкидәк вәзийәттә уйғур тарихидин савақ елиш вә илһам елишниң техиму муһимлиқини билдүрди.

Қазақистан туран университетидин тарихчи абләт камалов әпәнди омумий тарихниң адәттә академик орунлар вә бир қанчә тарихчиниң бирлишип язидиғанлиқини, доктор нәбиҗан турсунниң бу мүшкүл вәзипини өзи ялғуз орунлап чиқалиғанлиқини, бу әсәрниң өз нөвитидә йәнә миллий тарих категорийәсигә киридиғанлиқини, болупму шәрқий түркистан тарихини йезишта доктор нәбиҗанниң русчә, хитайчә вә инглизчә қатарлиқ көп тил мәнбәлиридин пайдилинип бу тарихни мупәссәл йорутуп берәлигәнликини билдүрди.

Қазақистан уйғур җамаәт әрбаби, тарихчи қәһриман ғоҗамбәрди әпәнди доктор нәбиҗан турсунниң уйғур омумий тарихини, җүмлидин икки җумһурийәт тарихини көп тил мәнбәлиридин пайдилинип, әтраплиқ йорутуп бәргәнликини, бу җәһәттин униң рошән йеңилиққа игә икәнликини оттуриға қойди. У йәнә бу тарихий әсәрниң хитайниң уйғур тарихини йоққа чиқиришқа урунушиға берилгән чоң зәрбә икәнликини, уйғурлар дуняниң һесдашлиқиға вә қоллишиға еришиватқан бүгүнки күндә уйғурларға қизиққучиларниң бу тарихни билишидә вә хитайниң рәзил маһийитини чүшинишидә, шундақла уйғурларниң өз тарихини билип мәниви җәһәттин күчлинишидә бу китабниң әмәлий әһмийитиниң чоң икәнликини билдүрди.

Сөһбәтниң ахирида доктор нәбиҗан турсун өзиниң 30 йиллиқ тәтқиқати вә 10 нәччә йиллиқ әмгәк нәтиҗиси болған 12 томлуқ “уйғур омумий тарихи” ни қисқичә тонуштурди. У сөзидә бу китабниң ялғуз уйғурларниң сиясий тарихи болупла қалмай, дин, иқтисад вә мәдәнийәт тарихи икәнликини билдүрди. У сөзидә бу китабиниң шәрқий түркистан җумһурийитиниң омумий тарихиға беғишланған қисминиң, йәни йәттинчи вә сәккизинчи томиниң бу қетимлиқ җумһурийәт күнини хатириләш мунасивити билән балдур нәшр қилинғанлиқини, кейинки қисимлириниң давамлиқ нәшр қилинидиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.