Даниал ауфшлагер: уйғурларниң уйғур тебабити вә униңға охшаш дуня мәдәнийити үчүн қошқан нурғун төһписи бар

Берндин ихтиярий мухбиримиз һәбибулла изчи тәйярлиди
2023.09.07
uyghur-tebabiti-Endili-01 Шиветсарийәдики уйғур тебабити дохтури, шиветсарийә уйғур җәмийитиниң сабиқ рәиси әндили қараханли уйғур тебабити тарихини тонуштуруватиду,2023-йили 2-сентәбир, зурих
RFA/Hebibulla

 “уйғурлар қәдимий мәдәнийәткә игә хәлқ, улар бүгүн шинҗаң дәп аталған шәрқий түркистанда қәдимдин өзигә өзи хоҗа әркин вә һөр яшап кәлгән, дуня мәдәнийәт мираслириға өлмәс төһпә қошқан бир қәдимий милләт” дегән сөзләр шиветсарийәлик пешқәдәм сиясий паалийәтчи даниал ауфшлагер әпәндиниң зурих шәһиридә өткүзүлгән бир йиғинда уйғурлар һәққидә бәргән баһасидур. У, 2-сентәбир күни зурих шәһиридә чақирилған уйғур ирқи қирғинчилиқи, уйғурларниң қәдим мәдәнийәт мираслири вә уйғур тебабитиниң тәрәққияти һәм дуч кәлгән хирисларға аит йиғинда сөзлигән ечилиш нутқини мундақ давамлаштурди: “бу милләтниң уйғур тебабити вә униңға охшаш дуня мәдәнийити үчүн қошқан нурғун төһписи бар. Улар шәрқий түркистанниң әсли игилири вә бүгүнки хитай һөкүмитиниң у земинға зорлап таңған шинҗаң аталғуси болса йеңи чегра яки йеңи территорийә дегән мәнани билдүриду. Бүгүн мана мушундақ қәдим мәдәнийәтлик бир милләт хитай һөкүмитиниң җаза лагерлирида җан талашмақта, бу өлмәс мәдәнийәтләр хитай һөкүмити вә хитай көчмәнлири тәрипидин системилиқ һалда йоқ қилинмақта, яки булаң-талаң қилинмақта. Әгәр сиз мениң сөзүмниң чинлиқидин гуман қилсиңиз берлин мозийиға берип, у йәрдики миң өй там рәсимлири вә униңға алақидар әсәрләрни бир зиярәт қилиң. Сиз у йәрдин уйғурларниң қандақ мәдәний милләт икәнликини көрүвалалайсиз, мән бүгүн уйғурларниң бешиға келиватқан бу паҗиәләрдин қаттиқ әпсуслинимән дәйсиз” .

Шиветсарийәлик пешқәдәм сиясий паалийәтчи данял ауфшлагер әпәнди ечилиш нутқи сөзләватиду, 2023-йили 2-сентәбир, зурих
Шиветсарийәлик пешқәдәм сиясий паалийәтчи данял ауфшлагер әпәнди ечилиш нутқи сөзләватиду, 2023-йили 2-сентәбир, зурих
RFA/Hebibulla

У, уйғур миллий тебабитиниң уйғур хәлқиниң дуня мәдәнийитигә қошқан төһписи икәнликини муәййәнләштүрди.

Мәзкур паалийәтни шиветсарийә уйғур җәмийити тәшкиллигән болуп, паалийәтниң нишани қәдимий уйғур миллий тебабити вә униң һазир дуч кәлгән қисмитини тонуштуруш иди. Шиветсарийәдики уйғур тебабити дохтури, шиветсарийә уйғур җәмийитиниң сабиқ рәиси әндили қараханли әпәнди уйғур тебабитиниң тәрәққияти вә униң хитайниң уйғурларға қарита йүргүзгән ирқий қирғинчилиқ сияситиниң тәсиригә учришини тема қилип әтраплиқ доклат бәрди. Әндили әпәнди: уйғур диярида йүз бериватқан йоқ қиливетишниң ноқулла бир милләткә қаритилған болмастин бәлки униң тарихий йилтизи вә мәдәнийәт мираслириға қаритаму инсан әқлигә кәлтүрәлмигүдәк сиясий зиянкәшликләрниң тәрәққий қилип бүгүн ирқий қирғинчилиқ дәриҗисигә йәткәнликини, хитайниң уйғурларниң даңлиқ зиялийлири, диний өлималири, тебабәт алимлириниму йоқ қиливатқанлиқини әмәлий мисаллар билән сөзләп, доктор халмурат ғопурниң буниң бир әмәлий мисали икәнликини көрсәтти. У, һәтта хитай даирилириниң уйғур тебабити ретсиплириниму булаң-талаң қиливатқанлиқи, бәзи хитай ширкәтлириниң патент һоқуқини еливелиш арқилиқ уйғурларниң қәдимдин қалған ретсеплирини өзиниң қиливеливатқанлиқини баян қилди.

Бу паалийәт зурихтики асия мәдәнийити мәркизидә елип берилди. Паалийәткә шиветсарийәдә яшайдиған уйғурлардин башқа йәнә, шиветсарийәлик паалийәтчиләр, мутәхәссисләр, шиветсарийәлик түркләр вә шиветсарийә паалийәт елип бериватқан моңғуллар, тибәтләрму қатнашти. Паалийәт баштин-ахири наһайити җанлиқ кәйпиятта өткүзүлгән болуп, бу паалийәт қатнашқучилири бәс-бәстә әндили әпәндидин уйғур ирқий қирғинчилиқи, уйғур тебабити вә башқа уйғур мәдәнийәт мираслириниң зиянкәшликкә учраш әһвали һәққидә соаллар сорашти.

Теббий университетни тамам қилғандин кейин, 1994-1995-йиллири хотән уйғур тебабити алий техникомида уйғур тебабити бойичә билим ашурған, 1998-йилиғичә хитай тебабити илми бойичә оқуған, арқидин түркийәдә истанбул җәрраһпаша дөләт дохтурханисида ишлигәндин кейин шиветсарийәгә келип йәрлишип, бу йәрдә уйғур тебабити дохтурханиси ечип кесәл давалаватқан әндили әпәндиниң уйғур тебабити вә униң һазирқи қисмити һәққидики җаваблири вә учурлири көпчиликниң қарши елишиға еришти.

Йиғин ахирлашқандин кейин иштиракчилардин бири, динлар ара мунасивәтләр бойичә тәтқиқат елип бериватқан тәтқиқатчи чарлес сарасен әпәндиму зияритимизни қобул қилип өз тәсиратини шундақ оттуриға қойди:

 “мән уйғур ирқий қирғинчилиқи һәққидә чүшәнчигә игә болсамму уйғур тебабити һәққидә җиқ мәлуматим йоқ иди. Бүгүн бу йәрдә уйғур тебабити һәққидиму кәң чүшәнчигә игә болдум. Уйғур ирқий қирғинчилиқиға кәлсәк; хитай шәрқий түркистанда өзидин башқа хитай болмиған милләтләрни вә мәдәнийәтләрни йоқ қиливетиш, ассимилятсийә қилишқа урунуватқанлиқини көрүп туруптимиз.

Мәнчә биз явропалиқлар вә ғәрб һөкүмәтлири немә қилалаймиз дегәндә, кинайилик, абстракт аталғулар билән әмәс, бәлки ирқий қирғинчилиқниң очуқ адреси билән хитайни сораққа тартишимиз вә нәдә немә болуватиду, очуқ оттуриға қоюшимиз, шундақла бүгүн бу паалийәткә қетилған сиясий паалийәтчиләр, актиплар явропаниң хитайға беқинип қелишидин ғәрб дөләтлирини агаһландурушимиз вә тосушимиз керәк” .

Бу паалийәткә қатнашқан түркләрдин бири, исмини ашкарилашни халимиған бир түрк ханим зияритимизни қобул қилип мундақ деди:  “мән германийәдә яшаймән, һазирғичә уйғурлар һәққидә җиқ нәрсиләрни аңлиған вә көргән болсамму, уйғурларниң өзигә аит бир тебабәт илми болғинини билмәйттим, бир достумниң тәвсийәси билән бүгүнки бу паалийәткә қатнашқанидим, һәйран қалдим. Ениқрақ қилип ейтқанда мән у йәрдики қериндашлиримизниң тирагедийәси вә кишини чөчүткүдәк бу ирқий қирғинчилиқтин техиму һәйран қалдим, бундин кейин бу һәқтә техиму җиқ учурларни игиләп, мән вә әтрапимдикиләр биз немә қилалаймиз? дегән темида қолумдин келишичә күч чиқиришқа тиришимән” .

 Даниал әпәнди зияритимизни айрим қобул қилип соаллиримизға җаваб берип, уйғур тебабити вә униң қисмитигә болған қарашлирини ортақлашти. У мундақ деди: “бүгүн бу йәрдә уйғур тебабитиму тонуштурулди, уйғурлар өзиниң җуғрапийәлик алаһидиликидин пайдилинип, ғәрб вә шәрқниңкини бирләштүрүп бир мукәммәл тебабәт илмини яратқан мәдәнийәтлик милләт, уйғур тебабити илми мениң билишимчә хитайниң әнәниви тебабәт илмий дегән уқум оттуриға чиқиштинму бурун өзиниң нәзәрийәви асасини тикләп болған” .

Әндили қараханли уйғур ирқи қирғинчилиқиниң уйғур тебабитигә көрсәткән тәсири вә географийәмиз дегән темида лексийә сөзләватиду, 2023-йили 2-сентәбир, зурих
Әндили қараханли уйғур ирқи қирғинчилиқиниң уйғур тебабитигә көрсәткән тәсири вә географийәмиз дегән темида лексийә сөзләватиду, 2023-йили 2-сентәбир, зурих
RFA/Hebibulla

Паалийәт ахирида әндили қараханли әпәндим радийомизниң зияритини қобул қилип өз қарашлирини ортақлашти. У, бу йиғинни уюштуруш мәқситиниң уйғурларниң инсанийәткә һәссә қошқан вә шанлиқ мәдәнийәт яратқан хәлқ икәнликини көрситиш икәнликини билдүрди.

 Йиғиндин кейин биз шиветсарийәдики медитсина илми доктори қәйсәр абдуқадирни телефон арқилиқ зиярәт қилдуқ. У, уйғур тебабитини явропаға, җүмлидин дуняға тонуштурушниң уйғурларни тонуштуруш икәнликини, уйғур тебабитиниң явропада өз ролини җари қилдуруш истиқбали барлиқини, җүмлидин хитайниң һазир уни йоқитип, хитай тебабитиниң бир қисмиға айландурушиниң нәтиҗә қазиналмайдиғанлиқини билдүрди.

Уйғурларниң шиветсарийәдики сани көп әмәс, улар асаслиқи 1990-йиллар вә 2000-йиллардин кейин бара-бара көпәйгән, улар берн, зурих, җәнвә қатарлиқ шәһәрләргә тарқалған. Улар арисида дохтурлардин әндили қараханли мәхсус уйғур тебабити дохтурханиси ечип йиллардин буян көплигән кесәлләрни давалап, алқишқа еришип кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.