Уйғур вә тибәтләр локарно филим фестивали вақтида наразилиқ һәрикәтлири елип барди

Берндин ихтиярий мухбиримиз һәбибулла изчи тәйярлиди
2024.08.16
Uyghur-tibetler-lokarno-filim-naraziliq-1

Локарно филим фестивалида хитай сода уюшмисиға наразилиқ билдүрүватқан уйғур вә түрк яшлар. 2024-Йили 14-авғуст, локарн, шивейтсарийә. RFA/Hebibulla Izchi

Uyghur-tibetler-lokarno-filim-naraziliq-2

Локарно филим фестивали мәзгилидә д у қ яшлар комитети рәиси әркин шивитсарийә дөләт радийо телевизийәсиниң зияритини қобул қилмақта. 2024-Йили 14-авғуст, локарн, шивейтсарийә. RFA/Hebibulla Izchi

Uyghur-tibetler-lokarno-filim-naraziliq-5

Уйғур яшлар тәшкилатидин гүлниса вә лили қоллирида шәрқий түркистан байриқи билән фестивал мәйданиға кириш еғизидики хитай “мән нәдә” тәшвиқат филиминиң ахбарат елан қилиш салони алдида. 2024-Йили 14-авғуст, локарн, шивейтсарийә. RFA/Hebibulla Izchi

Uyghur-tibetler-lokarno-filim-naraziliq-12

Локарно кишилик һоқуқ фондидин есабелла уйғур ирқий қирғинчилиқи тонуштурулған тәшвиқат варақлирини тарқатмақта. 2024-Йили 14-авғуст, локарн, шивейтсарийә. RFA/Hebibulla Izchi

Uyghur-tibetler-lokarno-filim-naraziliq-11

Локарно филим фестивали кириш еғизида тәшвиқат варақлирини тарқитиватқан “уйғур яшлар тәшкилати” әзалири. 2024-Йили 14-авғуст, локарн, шивейтсарийә. RFA/Hebibulla Izchi

Uyghur-tibetler-lokarno-filim-naraziliq-10

Локарно филим фестивали кириш еғизида уйғур ирқий қирғинчилиқи тоғрилиқ тәшвиқат варақлирини вә майка тарқитиватқан пидаий түрк яш. 2024-Йили 14-авғуст, локарн, шивейтсарийә. RFA/Hebibulla Izchi

Uyghur-tibetler-lokarno-filim-naraziliq-9

Саяһәтчиләр “#уйғурларға әркинлик” вә “#тибәтләргә әркинлик” хети бесилған майкиларни елип ай юлтузлуқ көк байрақ билән хатирә сүрәткә чүшкән саяһәтчиләр. 2024-Йили 14-авғуст, локарн, шивейтсарийә. RFA/Hebibulla Izchi

Uyghur-tibetler-lokarno-filim-naraziliq-8

Саяһәтчиләр “#уйғурларға әркинлик” вә “#тибәтләргә әркинлик” хети бесилған майкиларни елип ай юлтузлуқ көк байрақ билән хатирә сүрәткә чүшкән саяһәтчиләр. 2024-Йили 14-авғуст, локарн, шивейтсарийә. RFA/Hebibulla Izchi

Uyghur-tibetler-lokarno-filim-naraziliq-7

Саяһәтчиләр “#уйғурларға әркинлик” вә “#тибәтләргә әркинлик” хети бесилған майкиларни елип хатирә сүрәткә чүшкән саяһәтчиләр. 2024-Йили 14-авғуст, локарн, шивейтсарийә. RFA/Hebibulla Izchi

Uyghur-tibetler-lokarno-filim-naraziliq-6

Саяһәтчиләр “#уйғурларға әркинлик” вә “#тибәтләргә әркинлик” хети бесилған майкиларни елип хатирә сүрәткә чүшкән саяһәтчиләр. 2024-Йили 14-авғуст, локарн, шивейтсарийә. RFA/Hebibulla Izchi

Uyghur-tibetler-lokarno-filim-naraziliq-4

Локарно филим фестивали кириш еғизида тәшвиқат варақчилирини тарқитиватқан наразилиқ билдүргүчиләр. 2024-Йили 14-авғуст, локарн, шивейтсарийә. RFA/Hebibulla Izchi

Uyghur-tibetler-lokarno-filim-naraziliq-3

Байрақлар алдида хатирә сүрәткә чүшкән саяһәтчиләр. 2024-Йили 14-авғуст, локарно, шивейтсарийә. RFA/Hebibulla Izchi

Нөвәттә шивейтсарийәниң локарно шәһиридә өткүзүлүватқан хәлқаралиқ филим фестивалида уйғур, тибәт вә шивейтсарийәлик наразилиқ билдүргүчиләр 12-авғуст күнидин башлап бир йүрүш наразилиқ паалийәтлирини елип барғаниди.

Бу наразилиқ паалийәтлири җәрянида дуня уйғур қурултийи, шивейтсарийә уйғур җәмийити, тибәт достлуқ җәмийити, уйғур яшлири тәшкилати вә локарно кишилик һоқуқ фондиниң әзалири уйғурларға әркинлик! тибәтләргә әркинлик! дегән хәт йезилған майкидин 1000 тал, тибәт вә уйғур елидики ирқий қирғинчилиқ тема қилинған тәшвиқат варақлиридин нәччә йүзмиңни тарқатти вә бәзәндә топлинип үнсиз намайишларниму қилди.

Наразилиқ билдүргүчиләрниң бу паалийәтлири бу шивейтсарийә дөләт радийо-телевезийәсидә йәр алди. Шивейтсарийә дөләт радийо-телевизийәсиниң италянчә қанилида бу һәқтә мәхсус хәвәр ишләнгән болуп, бу хәвәрдә “шивейтсарийәдики уйғур вә тибәтләр хитайниң бастуруш сиясәтлирини тохтитишта шивейтсарийәниң техиму актип болушини үмид қилиду” дегән.

Шивейтсарийәниң италян районлирида тарқитилидиған “бөлгә” гезитиму дуня уйғур қурултийи яшлар комитети рәиси әркин зунунниң “уйғур ирқий қирғинчилиқида ғәрб ширкәтлириниң шерикчилики” дегән темидики обзорини елан қилған болуп, бу обзорда 17 дин җиқ хәлқаралиқ саһәләрниң уйғур мәҗбурий әмгики билән болған мунасивити йорутуп берилгән.

Бу мунасивәт билән әркин зунун радийомизниң зияритини қобул қилип, өзиниң бу обзорда “ши җинпиң һакимийәт бешиға чиққандин буян шәрқий түркистанда ирқий қирғинчилиқни очуқ-ашкара һалда кеңәйткәнликини, үч милйондин җиқ уйғурниң җаза лагерида болғанлиқи вә қуяш енергийәси, тоқумичилиқ, йемәк ичмәк қатарлиқ һәр саһәдә мәҗбурий әмгәккә селинғанлиқини” оттуриға қойғанлиқини билдүрди.

Локарно кишилик һоқуқ фонди бу қетимқи паалийәтни орунлаштурушта алаһидә күч чиқарған болуп, шивейтсарийәниң локарно шәһиригә җайлашқан бу фонд давамлиқ түрдә уйғур, тибәт мәсилиси һәққидә шивейтсарийәдә актип паалийәт қилип кәлмәктә.

Бу фондниң йетәкчи хадимлиридин елисабета ханимму бу җәрянда уйғурлар вә тибәтләр билән нәқ мәйданда иссиққа қаримай билән тәшвиқат елип барған болуп, у радийомизниң зияритини қобул қилип, өзиниң бу бир нәччә күн җәрянида һес қилғанлири, елип барған паалийәтлири вә күтидиған үмидлири һәққидики көз қарашлирини радийо аңлиғучилар билән ортақлашти.

У мундақ дәйду; “биз бу йәрдә кишилик һоқуқни тилға алмиған шивейтсарийә-хитай оттурисидики әркин сода келишимини әйиблимәкчимиз. Чүнки бу келишимдә хитайдики мәҗбурий әмгәкниң қурбани болуватқан уйғур, тибәт хәлқиниң кишилик һоқуқ мәсилиси тилға елинмиған, биз техиму адил вә тәңпуң дуня җәмийитидә һәрикәт қилидиған мәсулийәтчан иқтисад үчүн тиришишимиз керәк” дәйду.

Локарнониң пижғирим иссиқида мүрисигә майка вә тәшвиқат материяллири қачиланған йоған сомкини көтүрүп уйғурларға ярдәмчи болғили кәлгән, шивейтсарийәдә яшайдиған түрк яш гөкхан өзиниң узундин буян уйғур ирқий қирғинчилиқи һәққидики хәвәрләр вә иҗтимаий таратқулардин көргәнлирини мисал елип, уму өзиниң бу йәргә келиштики мәқсити вә өзиниң көз қарашлирини ортақлашти.

У мундақ дәйду; “мән гөкхан, бүгүн бу йәрдә болушумниң пәвқуладдә бир мәниси бар. Биз бу йәрдә шәрқий түркистан вә тибәт хәлқи үчүн бир йәргә кәлдуқ. Биз бүгүн инсанларниң диний етиқад әркинлики, кишилик һоқуқи, инсаний қәдир қиммитиниң йәнә охшашла инсанлар тәрипидин тартивелинғанлиқини көрүватимиз. Буниң мисали шәрқий түркистан. Шәрқий түркистан 21-әсирдә қул ишчилиқи мәвҗут болғанлиқи билән диққәт тартмақта. Бу әһвалда шәрқий түркистанда уйғурларниң коллектип җаза лагерлириға соланған вә мәҗбурий әмгәккә селиниватқанлиқиға шаһит болған бизләрму өзимизни әркин адәм дейәләймизму? мән иҗтимаий таратқулардин ирқий қирғинчилиқ филимлирини, шаһитларниң баянлирини аңлап көңлүм йерим болуштин һәқиқәтән чарчидим. Толистойниң дегинидәк; зулум инсанни күчлүк қилиду, башқиларниң зулмини аңлаш болса инсанни инсан қилиду. Мән бу йәргә инсан болушқа кәлдим. Бу шәрқий түркистандәк ялғуз ташлап қоюлған бир хәлқниң дәрди әмәс бәлки инсанлиқниң дәрди болуши”.

14-Авғуст күнидики паалийәттә хитай сода уюшмиси “мән нәдә” намлиқ тәшвиқат филиминиң ахбарат елан қилиш йиғинини ачқан болуп, паалийәтчиләр бу җәрянда, фестивалниң кириш ишики тәрәпкә җайлашқан ахбарат елан қилиш салони алдида шәрқий түркистан вә тибәт байрақлири билән йиғин мәйданиға кирмәкчи болғанларға тәшвиқат материяллири вә “уйғурларға әркинлик! тибәтләргә әркинлик!” хети бесилған майкиларни тарқатқачқа бәзи адәмләр тәшвиқат варақчилиридики қирғинчилиқ мәлуматлирини оқуп, биз буни аңлиған дәп кәчүрүм сорап арқиға қайтишти. Хитай тәшвиқат филиминиң ахбарат елан қилиш йиғини аран бәш-алтә киши билән ечилған болуп, бу мәнзирә бу йәрдә тәшвиқат елип бериватқан паалийәтчиләрни наһайити хурсән қилғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.