Норвегийәдә уйғур, тибәт вә йеңидин қурулған хоңкоң комитети бирләшмә йиғин ачти
2019.08.30
Норвегийә уйғур комитетиниң рәиси бәхтияр өмәр әпәндиниң билдүрүшичә, норвегийә уйғур комитети қурулғандин буян норвегийә тибәт комитети билән йеқиндин һәмкарлишип келиватқан болуп, йеқинда улар йәнә норвегийәдә йеңидин қурулған норвегийә хоңкоң комитети биләнму алақә орнатқан. 28-Авғуст күни норвегийәдики бу 3 тәшкилатиң тунҗи қетимлиқ бирләшмә йиғинини өткүзгән.
Бәхтияр өмәр әпәнди йәнә бирләшмә йиғиндин кейин норвегийә уйғур комитетиниң торида бу үч тәшкилатниң бирләшмә баянати елан қилинғанлиқини билдүрди.
Норвегийә хоңкоң комитетиниң рәиси җессика чүй ханим өз баянида 28-феврал күни норвегийә уйғур комитети, норвегийә тибәт комитети вә йеңидин қурулған норвегийә хоңкоң комитетиниң тунҗи қетимлиқ бирләшмә йиғин өткүзүп, бундин кейинки ортақ хизмәт пиланлирини музакирә қилғанлиқини билдүргән.
Мәлум болушичә, бирләшмә йиғинда хитай һөкүмитиниң уйғур вә тибәт аптоном районлирида йүргүзүп келиватқан аталмиш “аптономийә” синиң пүтүнләй қәғәз йүзидики сахта аптономийә икәнлики, әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң уйғур вә тибәтләргә башқа һәрқандақ бир өлкә вә районлириға қариғанда әң еғир дәриҗидики етник бастуруш йүргүзүватқанлиқи, хоңкоңлуқларға вәдә қилинған “бир дөләттә икки хил түзүм” ниңму бүгүнки күнгә кәлгәндә “ети улуғ супуриси қуруқ” бир түзүмгә айлинип қалғанлиқи оттуриға қоюлған.
Норвегийә хоңкоң комитетиниң рәиси җессика чүй ханим бүгүн радийомиз зияритини қобул қилип, йиғинда бу үч тәшкилатниң қисқа муддәтлик вә узун муддәтлик бирләшмә пилан түзгәнликини билдүрди. Униң тәкитлишичә, бу 3 тәшкилат бундин кейинки хизмәтлиридә хитай коммунист һакимийитиниң реҗими астидики уйғур, тибәт вә хоңкоң районлирида йүз бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә қарши бирликтә күрәш қилиш ирадисигә кәлгән икән.
Җессика чүй ханим йәнә хитай һөкүмитиниң уйғур вә тибәтләр үстидин йүргүзүватқан бастуруш сияситиниң реал әһвали нурғунлиған хоңкоңлуқларда хитай һөкүмити вәдә қилған “бир дөләттә икки хил түзүм” сияситиниң хоңкоңда давамлиқ сақлинип қелишиға болған ишәнчини йоққа чиқарғанлиқини билдүрди. Нөвәттә хитай мәркизий һөкүмитиниң хоңкоңда қанун өзгәртиш пиланиға қарши наразилиқини давамлаштуридиғанлиқини, бу арқилиқ хоңкоңда һәқиқий демократийиниң әмәлийлишишини тәләп қилидиғанлиқини билдүрди.
Бәхтияр өмәр әпәндиниң билдүрүшичә, 28-авғусттики тунҗи қетимлиқ бирләшмә йиғинда хоңкоңлуқларниң наразилиқ намайишини қоллаш, хитай һөкүмитиниң сахта “аптономийә” вивискисини көтүрүвелип уйғурлар вә тибәтләр үстидин йиллардин буян давамлаштуруп келиватқан ирқий қирғинчилиқ сияситиниң ич йүзини норвегийә һөкүмити вә хәлқигә аңлитиш қатарлиқлар муһим музакирә темиси болған.
Мәзкур бирләшмә йиғинға қатнашқан норвегийә тибәт комитетиниң рәиси тсомо ханимму зияритимизни қобул қилип, өзиниң тәсиратлирини аңлатти. У хитай һөкүмити өзиниң тәшвиқатлирида уйғур вә тибәтләргә аталмиш “аптономийә” бәргәнликини давраң салсиму, әмма қәғәз йүзидики бу аталмиш “аптономийә” ниң тибәтләр тәләп қиливатқан алий аптономийидин түптин пәрқлинидиғанлиқини билдүрди.
Тсомо ханим хитай коммунист һөкүмитиниң реҗими астида тибәт вә уйғурларниң һечқачан һәқиқий аптономийә һоқуқиға еришип бақмиғанлиқини, бәлки бу йилларда әң еғир дәриҗидики бастурушниң нишани болуп кәлгәнликини тәкитлиди. У дуня җамаитиниң хитай реҗими астидики уйғур, тибәт қатарлиқ милләтләр учраватқан зулумлардин хәвәрдар болушини үмид қилидиғанлиқини билдүрди. Шуниң билән бир вақитта у йәнә норвегийә һөкүмити вә хәлқигә нөвәттики реал вәзийәтни аңлитиш үчүн 4 тәшкилатниң бирликтә пилан түзүш вә һәмкарлишип әмәлий паалийәт елип беришиниң зөрүрлүкини алаһидә әскәртип өтти.
Норвегийә уйғур комитети идарә һәйәтлиридин болған хәлчәм ханимму зияритимизни қобул қилип, бу 3 тәшкилатниң 28-авғуст ечилған тунҗи қетимлиқ бирләшмә йиғини һәққидики тәсиратлирини баян қилип өтти.
Хәлчәм ханимниң билдүрүшичә, бу қетимлиқ бирләшмә йиғинда лагерлардики тутқунларни давамлиқ тизимлап архиплаштуруш, хоңкоңлуқларниң наразилиқ намайишини қоллап намайиш уюштуруш, синалғу филимлирини ишләп тарқитиш, хитайниң уйғур вә тибәт районлиридики бастуруш сияситигә даир қолға чүшкән һөҗҗәт-материялларни норвегийә һөкүмитиниң мунасивәтлик орунлириға йәткүзүш қатарлиқ конкрет мәсилиләр оттуриға қоюлған.