Уйғур тили дуч келиватқан бузғунчилиқлар “кишилик һоқуққа даир тилшунаслиқ қолланмиси” дин орун алған

Мухбиримиз меһрибан
2022.12.12
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Tove-Skutnabb-Kangas.jpg Финландийәлик тилшунас тове кангас (Tove Skutnabb Kangas) ханим.
Social Media

Йеқинда америкадики вайлей блаквел (Wiley Blackwell) нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған “кишилик һоқуққа даир тилшунаслиқ қолланмиси” намлиқ чоң типтики қолланмиға хитай һөкүмранлиқи астидики уйғур тил-йезиқи вә мәдәнийити дуч келиватқан еғир кирзислар киргүзүлгән.

Мәзкур қолланма финландийәлик тилшунас тове кангас (Tove Skutnabb Kangas) ханим вә униң ери, қануншунаслиқ прафесори роберт филипсон (Robert Phillison) ниң баш муһәррирликидә нәшргә тәйярланған.

Қолланмиға тилшунаслиқ вә мәдәнийәт саһәсидики 60 тин артуқ мутәхәссисниң дуняниң һәрқайси җайлиридики йәрлик хәлқләрниң тиллири дуч келиватқан кишилик һоқуқ вәзийити вә һәр хил сәвәбләрдин учраватқан бесим-крезистлар тема қилинған тәкшүрүш доклатлири киргүзилгән.

Игилишимизчә, мәзкур қолланмида уйғурларниң тил-йезиқ вә мәдәнийәт саһәсидә йүз бериватқан ерқий қирғинчилиқ үчүн мәхсус бир сәһипә аҗритилған.

Қолланминиң мундәриҗисидин мәлум болушичә, уйғур тилиниң бузғунчилиққа учраш әһвали һәққидики сәһипини уйғур зиялийлиридин норвегийәдики абдувәли аюп әпәнди, америкадики тарихшунас шуңқар текин әпәнди вә доктур әркин сидиқ әпәндиләр бирликтә тәйярлиған.

Америкадики вайлей блаквел (виләй блачквәлл) нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған “кишилик һоқуққа даир тилшунаслиқ қолланмиси” намлиқ чоң типтики қолланминиң муқависи.
Америкадики вайлей блаквел (виләй блачквәлл) нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған “кишилик һоқуққа даир тилшунаслиқ қолланмиси” намлиқ чоң типтики қолланминиң муқависи.
thriftbooks.com

Доктур әркин сидиқ әпәнди 8-декабир радийомиз зияритини қобул қилип, алди билән мәзкур қолланма вә униңда уйғур тили үчүн аҗритилған мәхсус сәһипә һәққидә мәлумат бәрди.

Әркин сидиқниң билдүрүшичә, мәзкур қолланмини нәшргә тәйярлиғучи филландийәлик тилшунас, профессор тове кангас ханим йәрлик тиллар тәтқиқатида явропа вә америкада тонулған тилшунас икән.

Кангас ханим йәнә бирләшкән дөләтләр тәшкилатидиму йәрлик хәлқләрниң тил вә миллий маарипини қоғдаш хизмәтлиридә мәслиһәтчилик вәзипилирини өтәп келиватқан мутәхәсисләрниң бири икән.

Әркин сидиқниң билдүрүшичә, бир йил илгири кангас ханимниң тәшәббуси билән үч нәпәр уйғур зиялийси бирликтә уйғур тилиниң бузғунчилиққа учраш әһвали һәққидики мәзмунларни тәйярлашни башлиған икән.

Әркин сидиқниң илгири сүрүшичә, мәзкур қолланмидики уйғурлар һәққидики сәһипидә, уйғур тил-йезиқиниң тарихий тәрәққияти, 1949-йили хитай компартийәси уйғур диярини бесивалғандин кейинки уйғур тил-йезиқи дуч кәлгән кризислар, б д т ниң йәрлик милләт маарипи вә ана тил һәққидә чиқарған һөҗҗәт-тохтамлири вә хитайниң униңға қайтурған инкаслири, нөвәттә уйғур тили учраватқан бузғунчилиқ мәсилисидә хәлқара җамаәттин күтидиған үмидләр қатарлиқ мәзмунлар орун алған икән.

Қолланминиң уйғур тили сәһиписи үчүн асаслиқ қәләм тәврәткүчи абдувәли аюп болуп, у бу сәһипидики мәзмунлар һәққидә бирқәдәр тәпсилий мәлумат бәрди.

У, қолланминиң уйғур тил-йезиқи сәһиписидә, уйғурларниң тил-йезиқ тәрәққияти һәққидә омумйүзлүк мәлумат берилгәнлики, уйғурларға йүргүзүлгән мәҗбурий йезиқ өзгәртиш сиясити сәвәбидин уйғур тил-йезиқида вә мәдәнийитидә йүз бәргән паҗиәлик қисмәтләрниң баян қилинғанлиқини билдүрди.

Абдувәли әпәндиниң билдүрүшичә, уйғурлар чағатай уйғур йезиқи намида миң йилларчә қоллинип кәлгән бу йезиқ өткән әсирниң 50-60-йилллири мәзгилидә хитай коммунист һөкүмити вә сабиқ совет иттипақиниң бесимида мәҗбурий һалда йезиқ өзгәртиш долқуниға дуч кәлгән. Бу сәвәптин уйғур әҗдадлири билән әвладлири арисида тил-мәдәнийәт үзүкчилики пәйда болған, йәни хитайчә пинйин асасида өзгәртилгән уйғур латин йезиқи вә рус елиббәси асасида өзгәртилгән силавиян йезиқи қоллинишқа мәҗбур болған чеграниң икки тәрипидики уйғурларниң һәм әҗдатлириниң йезиқидин һәм бир-бириниң йезиқидин хәвәрсиз қелиштәк аччиқ қисмәтләр йүз бәргән.

Абдувели әпәнди йәнә мәзкур қолланмиға уйғур тил-йезиқиниң кейинки мәзгилдики хитайлаштуруш сиясити сәвәбидин йоқ қилиниш гирдабида қалғанлиқи һәққидики мәзмунларниңму киргүзүлгәнликини билдүрди.

Униң билдүрүшичә, хитай коммунист һөкүмитиниң бастуруш сиясити җәрянида, уйғур тил-йезиқи имла вә тәләппуз җәһәттә еғир бузғунчилиққа учриған. Болупму кейинки йилларда уйғур тили маарипиниң орниға мәҗбурий һалда хитай тил-йезиқидики маарипиниң дәсситилиши сәвәбидин, уйғур тил-йезиқи барғанчә истималдин қелиш вәзийитигә дуч кәлгән. Һәтта 2016-йилдин кейин хитай һөкүмитиниң буйруқи билән уйғур тили маарип саһәсидә пүтүнләй чәкләнгән. Илгири уйғурчә нәшр қилинған китап-жорналларниңму нәшрдин тохтитилиш вә көйдүрүлүп йоқутулуши нәтиҗисидә, уйғур тил-йезиқиниң тәйяр мәнбәлириму йоқ болушқа башлиған.

Абдувели аюп әпәнди ахирида мәзкур қолланминиң әһмийити һәққидә тохталди. Униң билдүрүшичә, хәлқарада нәшир қилиниватқан бу хилдики қолланма-қамусларда уйғур тили-йезиқи вә мәдәнийитиниң йоқутиливатқанлиқидәк бу һәқиқәтни дуня җамаәтчиликигә техиму илгириләп тонутуш арқилиқ, уйғур тил-мәдәнийитини қоғдап қелишта хәлқара қанун-низамларниң ярдимини қолға кәлтүрүш имканийитини яритиш мумкин икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.