Америкалиқ уйғур тили оқуғучилири: “уйғур тилини қоғдап қилиш үчүн хизмәт қилишни халаймиз”
2022.12.21
Мәлум болушичә америкадики бәзи алий мәктәпләрдә уйғур тилини өгәнгүчиләр үчүн өтиливатқан уйғур тили дәрслири муһаҗирәттә уйғур тилини сақлап қилишниң үнүмлүк йоллиридин бири болупла қалмастин, бәлки чәтәллик оқуғучиларниң уйғурлар дуч келиватқан миллий мәвҗутлуқ кризисини чүшинишигә йол ачқан.
2017-Йилдин буян уйғур диярида шиддәт билән көпәйтилгән хитай оқутқучилар вә хитайчилаштурулған уйғур маарипи уйғур тил-йезиқниң мәвҗутлуқи үчүн еғир кирзисларни елип кәлгән. Ана вәтинидә кризисқа дуч кәлгән тили вә кимликини қоғдап қилиш үчүн муһаҗирәттә яшаватқан уйғурлар өзлири яшаватқан дөләтләрдә һәр җәһәттин чарә-тәдбирләр һәққидә издәнгән. Уйғурларға нисбәтән әң хушаллинарлиқи америкада бир қанчә алий мәктәптә уйғур тили дәрсликлириниң тәсис қилиниши уйғур тили вә йезиқниң сақлинип қилиниши вә раваҗлинишини күчлүк асас билән тәминлигән.
Җүмлидин америкадики индиана университети мәркизи явро-асия тәтқиқати факултети америкалиқ оқуғучиларниң уйғур тили өгиниш базисиниң биригә айланған. Мәзкур факултетниң уйғур тили оқутқучиси пирофесор гүлниса назарова ханимниң билдүрүшичә, һазирғичә униңдин уйғур тили өгәнгән оқуғучиларниң сани 100дин ашидикән.
Биз бу мунасивәт билән уйғур тили өгиниватқан бир қанчә америкалиқ оқуғучини зиярәт қилдуқ. Нөвәттә индиана университетида гүлниса ханимдин уйғур тили дәрси еливатқан ситу мәклаолин (Stu McLaughlin) ниң уйғур тили өгиниш истики өзиниң тәтқиқати сәвәби билән башланған икән. Кейинчә у пәқәт тәтқиқат үчүн ишлитиштин уйғурларниң тил-йезиқи, мәдәнийитини чоңқурлап өгинишни башлиған. Һәтта у уйғур достлири арисида “илһам” дегән исми билән тонушлуқ икән.
Илһамниң ейтишичә у уйғурлар нөвәттә дуч келиватқан ирқи қирғинчилиқ вә башқа кимлик кирзислириға аит мәсилиләрни яхши билидикән. У, бу һәқтә сөз қилип мундақ деди: “уйғурларниң өз юртида кризисқа дуч кәлгән ана тилини америка қатарлиқ башқа дөләтләрдә сақлап қилиши вә уни раваҗландуруши интайин муһим”.
Рәисә диббил(Raisa Dibble) қазақистанниң алмута шәһиридики бир уйғур районида чоң болған америкалиқ болуп, уйғурлар вә уйғур тили тонушуш тарихи бир қәдәр узун икән. Һәтта ата-аниси униңға қазақистанда уларни өйидә турғузған қазақ момай рәисә ханимниң исми қойған.
У һазир бир ширкәттә боғалтир болуп ишләватқан болсиму, уйғур мәсилисигә аит бир қанчә пайда алмайдиған органлар билән һәмкарлишип, уйғурлар үчүн хизмәт қилишни давам қилип кәлмәктикән. У йеқинда уйғур сағламлиқ тәшәббуси(Uyghur Wellness Initiative) ниң программа директори болуп ишлигән.
У йәнә америкадики “йипәк йоли тинчлиқ һәрикити” җәмийитиниң қурғучиси нейтин дудлес әпәнди билән бирликтә “уйғурларға әркинлик сәпири”, йәни далада пиядә меңиш һәрикитигә қатнашқан.
Зияритимиз җәрянида зияритимизни қобул қилған оқуғучиларниң билдүрүшичә, улар уйғур тили өгиниш җәрянида һәр саһәдики уйғурлар билән тонушқан. Уйғурларниң өрп-адити уларға чоңқур тәсир қалдурған.
Рәисәниң билдүрүшичә, узун йил уйғур җәмийити билән арилишип өтүш җәрянида униңда уйғурларға нисбәтән чоңқур һөрмәт туйғуси қозғалған. Униңға уйғурларниң уруқ-туғқанчлиққа етибар бериши наһайити чоңқур тәсир қалдурғаникән.
Индиана университети дин тарихи пәнлири доктори майкил киратукирамир (Michael Krautkraemer) нөвәттә професор гүлниса назарова ханимдин уйғур тили дәрсигә қатнишидикән. Униңму башқа уйғурчә өгәнгән чәтәллик оқуғучиларға охшаш уйғурчә исми бар икән. У өзини бизгә тонуштурғанда шундақ тәбиийла “мениң уйғурчә исмим абдуреһим” дәп тонуштурди. Униң ейтишичә у әслидә уйғурчини буниңдин он нәччә йил бурун бир америкалиқ муәллимдин өгинишкә башлиғаникән. У уйғурчә сөзләш вә йезишни өгинипла қалмастин уйғурларға тонушлуқ болған нәсирдин әпәнди ләтипилиридин йүз парчидин артуқини инглизчиға тәрҗимә қилған. У зияритимиз давамида нәсирдин әпәнди ләтипилиридин “пәриҗәм йесун” намлиқ ләтиписини ейтип бәрди.
Юқириқиға охшаш уйғур тилини өгәнгән вә өгиниш җәрянида уйғур тилидики әсәрләрни инглиз тилиға тәрҗимә қилған америкалиқ оқуғучилар хили көп икән. Профессор гүлниса назарова ханимниң бу һәқтә радийомизға тәминлигән материяллири қатарида николас контовас(Nikolas Kontovas) ниң уйғурчә өгиниватқан чәтәллик оқуғучиларниң пайдилиниши үчүн һазирлиған “уйғур шеир оқурмәнлири” (Uyghur Poetry Reader) намидики 58 бәтлик тәрҗимә материяли һәқиқәтән кишиниң қайиллиқини қозғайду.
Бу материял 2011-йили тәйярланған болуп, униңда абдуреһим өткүр, тейипҗан елийов, муһәммәтҗан рашидин қатарлиқ уйғурларға тонушлуқ болған даңлиқ шаирларниң шеирлири инглиз тилиға тәрҗимә қилинған. Шеирлардики асаслиқ сөзлүкләр, мисраларниң грамматикиси чүшәндүрүлгән. Ахирида барлиқ шаирларниң тәрҗимиһали берилгән.
Униңдин башқа уйғур тили өгиниватқан чәтәллик оқуғучилар очуқ енсиклопедийә болған википедийәниң уйғурчә қисмиға уйғур дияриниң тарихи, уйғур мәдәнийитигә аит материялларни, уйғур тилида йезилған әсәрләрни киргүзүш қатарлиқ хизмәтләрни қилишта күч чиқармақтикән.
Зияритимизниң ахирида илһам, рәисә, абдуреһим қатарлиқ америкалиқ оқуғучилар радийо долқунлири арқилиқ уйғурларға өзлириниң гүзәл тиләклирини йоллиди: “уйғур тили вә мәдәнийитини қоғдап қилиш һәқиқәтән муһим. Биз буниң үчүн силәр билән биллә хизмәт қилишни халаймиз.”