Қазақистан уйғур яшлири бүгүн милләт тәқдири һәққидә немә ойлайду?
2019.03.18
Уйғурларниң оттура асияда узун йиллардин буян яшап, бу райондики қазақистан, қирғизистан, өзбекистан вә түркмәнистан қатарлиқ җумһурийәтлириниң омумий тәрәққиятиға өзлириниң мунасип төһписини қошуп келиватқанлиқи мәлум. Мәзкур җумһурийәтләр ичидин қазақистанда яшаватқан уйғурларниң сани уйғур елидин кейинки иккинчи орунда туриду. Қазақистан уйғур мәдәнийити шундақла тәрәққият җәһәттинму бу җумһурийәтләрдин үстүн туриду. Буниңға мәмликәттә уйғурларниң өз миллий мәктәплири, мәтбуати, әдәбияти, илим-пәни вә сәнитиниң мәвҗут икәнлики дәлил болалайду.
Мәтбуат сәһипилиридин игилишимизчә, қазақистан уйғурлири қазақ хәлқи билән бирликтә мәмликәттә йүргүзүлүватқан иқтисадий, мәдәний, иҗтимаий саһәләрдики барлиқ иш-паалийәтлиригә йеқиндин арилишип, бу җәһәттә болупму яшларға болған ишәнч-үмид барғансери ашмақта. Қазақистан президенти нурсултан назарбайефниң 2019-йилни “яшлар йили” дәп елан қилинған иди. Бу мәсилә уйғур яшлириниңму диққәт мәркизидин сирт қалмиди. Йеқинда җумһурийәтлик “уйғур авази” гезитидә “яшлар йилиға мунасивәтлик қандақ тәклипиңиз бар?” намлиқ мақалә елан қилинип, униңда һәр саһәләргә вәкиллик қилидиған бир гуруппа уйғур яшлириниң бу һәқтики пикир-тәклиплири оттуриға қоюлған иди. Улар миллий маарипни сақлаш, яшларда миллийлик, милләтпәрвәрлик һес-туйғулирини тәрбийәләш, билим елишқа интилдүрүш, яшлар арисидики ишсизлиқни йоқитип, һөкүмәт тәрипидин уларға болған ғәмхорлуқни күчәйтиш, миллий қәдрийәтләрни сақлаш һәм тәрәққий әткүзүш вә башқиму мәсилиләр бойичә өз пикирлирини билдүргән. Улар, болупму йеза яшлириға көпрәк әһмийәт бериш икәнликиниму тәкитлигән иди.
Биз шу мунасивәт “уйғурларниң бүгүнки күндики тәқдири һәққидә уйғур яшлири немә ойлайду?”, уларни “көпрәк немә биарам қилиду?”, дегән соаллиримизға җаваб елиш үчүн бир қатар яшларни сөһбәткә тарттуқ.
Алмута вилайити әмгәкчиқазақ наһийәсиниң исмаил саттароф намидики ғәйрәт оттура мәктипиниң педагог-уюштурғучиси, шаир абдулҗан азнибақийеф һазир қазақистанлиқ уйғурларниң мутләқ көп қисмини уйғур тәқдириниң ойландуридиғанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “милләт тәқдири! униң йоқилишиму, раваҗ тепишиму виҗданимизға бағлиқ. Милләтниң тәқдиригә вайим қилсақ, милләтниң милләт болуп сақлинишини ойлисақ, әң аввал ана тилимизниң қәдир-қиммитини билишимиз керәк. Ана тилимизсиз биз тирик йетим. Ана вәтинимиздә милләт тәқдири доға тикиливатқан пәйттә қазақистан дөлити яритиватқан мумкинчилик-шараитларни тоғра вә изчил пайдилинип, өзлүкимизни сақлап қелишқа бар күч-ғәйритимизни селиш бизниң бурчимиз. Униң бешида, әлвәттә, зиялийлар туруши әвзәл. Уларни әгишип авам хәлқ ойғиниду. яшлар өгиниду”.
Алмута шәһири әдлийә ширкитиниң хадими еләмҗан талипоф мундақ деди: “асасий мәқситимиз келәчәктә миллий роһимизни сақлап қелиш, уни кейинки әвладқа мирас қалдуруш. Миллий роһимиз, ана тилимизни вә бибаһа мәдәнийитимизни сақлап қелиштин ибарәт. Ана тилимизни сақлап қелиш үчүн биз миллий маарипқа көп көңүл бөлүшимиз керәк. Тарихий вәтинимиздики һазирқи вәзийәт башқа мәмликәтләрдә яшаватқан қандашлиримизниму тәшвишләндүрмәктә. Роһ өлмисә, милләтму өлмәйду.”
Туран университетиниң оқутқучиси, тарихчи алимә зулпийә кәримованиң ейтишичә, әйни вақитта уйғуршунаслиқ илми һәр саһәләр бойичә җушқун раваҗланған икән. У мундақ деди: “өзүмниң илим билән шуғуллиниватқинимға көп йиллар болди. Шуниң үчүн мени қазақистанниң бир пуқраси сүпитидә өз вақтида академиклар ғоҗәхмәт сәдвақасоф, абдувәли қайдароф, шундақла малик кәбироф, давут исийефқа охшаш атақлиқ алимлиримиз һүлини салған уйғуршунаслиқ илминиң келәчики бәк тәшвишләндүриду. Омумән алсақ, һазир яшлар арисида илимға болған қизиқиш бәк кемийип кәтти. Һазир уйғуршунаслиқ мәсилилири билән шуғуллиниватқанларниң сани бәк аз. Келәчәктә уларниң орнини ким басиду? дегән тәшвиш бар. Йәнә бир ейтип кетидиған нәрсә, уйғур алимлири асасән тарихий вәтинимиздә яшайду. Кейинки вақитларда шулар билән болған алақилиримиз тамамән үзүлди. Илмий алақә болмиса тәрәққият һәргиз болмайду. Атақлиқ алимлиримизниң түрмиләргә, лагерларға қамалғанлиқи бизни қаттиқ ечиндуриду һәм уларниң тәқдири бизни тәшвишләндүрүватиду. Чүнки уйғур илминиң тәқдириму хәлқимиз тәқдириниң бир бөлүки.”
Қазақистан уйғур яшлар бирликиниң әзаси илзат җалалоф қазақистанлиқ уйғур яшлирини бүгүнки күндә биринчи нөвәттә миллий маарипниң келәчики көпрәк ойландуридиғанлиқини билдүрүп, мундақ деди: “сәвәби миллий кимликимиз шуниң билән өлчиниду әмәсму?! . Әмма кейинки вақитларда пүткүл хәлқимизни, шу җүмлидин биз, яшларни, тарихий вәтинимиздики қериндашлиримизниң, шундақла қазақ, қирғиз, татар вә башқиму қандаш милләтләрниң ечинишлиқ әһвали бәк ойландуриду. Шәрқий түркистанда коммунистик хитай һакимийити җаза лагерлирини ечип, у йәрдә қийнаш, кәмситиш, инсан һоқуқлирини дәпсәндә қилиш арқилиқ динимизни йоқитип, тилимизни, дилимизни хитайлаштуруш сияситини елип бериватиду. Әһвалимиз һәқиқәтәнму интайин еғир. Хәлқимизниң тәқдири қил үстидә туриду. Шуниң үчүн биз, қазақистанлиқ уйғур яшлири дуня җамаәтчиликини, барлиқ хәлқара вә инсан һоқуқ тәшкилатлирини уйғур мәсилисигә көңүл бөлүшкә чақиримиз.”
Илзат җалалофниң ейтишичә, қазақистан уйғур яшлири кейинки йилларда дуня уйғур қурултийиниң паалийәтлиригиму йеқиндин арилашмақтикән. У йәнә мундақ деди: “хәлқимиз мушундақ еғир әһвалға чүшүп қалған бир вақитта биз қазақистан уйғур яшлири дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң муавин рәиси әркин әхмәтоф башчилиқида қазақистан қанунлири даирисидә паалийәт елип бериватимиз. яшларни дуня уйғур қурултийиниң вә вәтән давасини қиливатқан айрим шәхслиримизниң паалийәтлирини қоллап-қуввәтләшкә җәлп қиливатимиз һәмдә өзимизму шуларға актип қатнишишқа тиришиватимиз. Йеқинда қирғизистан пайтәхти бишкәктә д у қ тәрипидин уюштурулған кишилик һоқуқ мавзусидики йиғинға қазақистандин 15 адәм қатнишип кәлди. Биз шуниң билән бир қатарда яшлар арисида ана тилимизни, тарихимизни, мәдәнийитимизни тәрғиб қилиш ишлирини йүргүзүватимиз. Миллитимизниң келәчәк тәқдири яшларда болғанлиқтин билимлик, милләтпәрвәр, ишбиләрмән яшлиримизни тәрбийәләш муһим әһмийәткә игә.”
Игилинишичә, қазақистандики уйғур яшлири болупму иҗтимаий торлар вә алмута шәһиридә өткүзүлүп туридиған хатириләш паалийәтлири арқилиқ уйғур дияридики вәзийәт һәм җаза лагерлири мәсилиси һәққидә мәлумат елип турмақта. Кейинки вақитларда мундақ хатириләш мурасимлириға келиватқан уйғур яшлириниң сани барғансери көпәймәктикән.