Түркийәдә оқуған сүбһи турсунниң үрүмчи ғалибийәт сақчиханиси тәрипидин тутулғанлиқи дәлилләнди
2022.08.04
Инкас қилинишичә, түркийәдики оқушини түгәткәндин кейин, түркийәниң бир хәлқаралиқ ширкитидә хизмәт қиливатқан сүбһи турсун, хизмәт еһтияҗи билән 2021-йили күздә мәзкур ширкәтниң гуаңҗудики шөбисигә йөткәлгән. Аридин бир йилдәк вақит өткәндә, йәни бу йил 1-июл күни у үрүмчи шәһириниң ғалибийәт сақчиханиси тәрипидин “тордин чүшүп қалған гумандалар” қатарида тутқун қилинған. Мухбиримизниң телефонини қобул қилған үрүмчидики бир сақчи хадими, сүбһи турсунни ғалибйәт сақчиханисиниң тутқун қилғанлиқини дәлиллиди.
Инкаслардин мәлум болишичә, уйғур елида 2017-йили башланған чоң тутқун 6-йилиға қарап кетиватқан бүгүнки күндиму, районда тутқун қилиш үзлүксиз давам қилмақта. Муһаҗирәттики уйғурлар өз юртлиридики уруқ-туғқан вә қолум-қошнилириниң из-дерәксиз йоқап кетиватқанлиқи вә кечилири өйлиригә сақчилар бастуруп кирип тутуп кетиватқанлиқи һәққидә учурлар алмақта. Түркийәдә яшаватқан үрүмчилик бирәйләнниң инкас қилишичә, 7-айниң 1-күни, үрүмчидики достлиридин бириниң оғли болған сүбһи турсун тутқан қилинған.
Сүбһи турсунниң тутулуши һәққидә норвегийәдики уйғуряр фондиму бәлгилик учураларға еришкән. Мәзкур фондниң йетәкчиси, паалийәтчи абдувәли аюпниң дейишичә, бу йил 29 яшқа киргән сүбһи турсун, 2010-йиллири түркийәгә оқушқа кәлгән вә оқуши пүттүргәндин кейин, түркийәниң мәлум хәлқаралиқ ширктидә хизмәт қилған. Ширкәт уни бултур күздә өзиниң гуаңҗудики шөбисигә хизмәткә йөткигән. Үрүмчиниң өпкә кесәлликләр дохтурханиси йенидики бир аһалиләр кометитиға нопуслуқ болған сүбһи турсун, бу йил 7-айда айда тутқун қилинған.
Хәвәр-материяллардин мәлум болушичә, түркийә хитайниң көзитиш тизимликидә уйғурларниң мунасивәт даириси инчикә көзитилидиған 25 сәзгүр дөләтниң бири болуп, илгири түркийәдин юртиға қайтқан хитай вәтәндашлиқидики уйғурларла әмәс, бәлки түркийә вәтәндиши болған уйғурларму тутулған вә кесилгән әһваллар көрүлгән.
Булардин 41 йиллиқ түркийә вәтәндиши йәһя қурбан үрүмчидә тиҗарәт қиливатқан мәзгилидә аяли билән бирликтә тутуп кетилгән. Униң из-дерики түркийәдики пәрзәнтлири тәрипидин һазирғичә қилинмақта.
Мана мушундақ бир вәзийәттә, сүбһи турсунниң үрүмчигә беришида униң өзиниң бир тәвәккүлчилик қилип баққанлиқи яки ширкити тәрипидин униңға бихәтәрлик капалити берилгәнлики мәлум әмәс. Абдувәли аюпниң мунасивәтлик қаналлири арқилиқ ениқлишичә, сүбһи турсунни үрүмчиниң ғалибийәт сақчиханиси тутқун қилған.
Телефоинимизни қобул қилған үрүмчидики бир сақчи хадими, сүбһи турсунни ғалибийәт сақчиханиси тутқун қилғанлиқини дәлиллиди. Әмма бу хадим ғалибийәт сақчиханисиниң сүбһи турсунни гуаңҗуға берип тутқанлиқи вә яки сүбһи турсун аилисини йоқлиғили үрүмчигә кәлгәндә тутуқанлиқи һәққидә ениқ мәлумат бәрмиди. Бу хадим йәнә сүбһи турсунниң тутулуш сәвәби һәққидики соалимизғиму җавап бәрмиди.
Паалийәтчи абдувәли аюпниң баян қилишичә, сүбһи турсун, фуҗйән орманчилиқ ониверситетиниң тутқундики оқуғучиси зуляр ясин билән түркийәдики мәзгилидә бир ятақта ятқан болуп, униң зуляр ясин делосиға четилған болуш еһтималлиқи мумкин икән.
Түркийәдики мәзкур муһаҗирниң әскәртишичә, сүбһи турсун гәрчә 2010-йиллири түркийәгә чиққан болсиму, техи түркийә вәтәндашлиқиға өтмигән икән.