“үрүмчидики от апитиниң қурбанлириниң аяллар вә балилар болуши хитайниң халиғанчә тутқун сияситиниң нәтиҗисидур”
2022.11.30
24-Ноябир күни, үрүмчиниң дөңкөврүк районидики “җишаңйүән” аилиликләр қоруси ичидики бинаға кәткән от нәччә онлиған җанға замин болди. Хитай һөкүмити вәқәдә өлгән киши санини 10 нәпәр дәп елан қилди. Бирақ радийомиз игилигән учурлардин өлгәнләрниң 40 тин ошуқлуқи һәмдә уларниң көпинчисиниң қаттиқ юқум қамали сәвәбидин өйгә қапсилип олтурған балилар вә аяллар икәнлики мәлум.
Үрүмчи шәһәрлик һөкүмәт вәқә болуп әтиси ахбарат йиғини ечип, вәқәдә һаятидин айрилғанлар 10 нәпәр, яриланғанлар 9 нәпәр дәп елан қилған болсиму, бирақ һазирғичә бу кишиләрниң кимликлири һәққидә мәлумат бәрмиди. Нөвәттә чәтәлләрдики уйғурлар бу уйғурларниң кимликлирини ениқлап чиқиш үчүн җиддий һәрикәт қилмақта. Норвегийәдики уйғур зиялийси абдувәли аюп әнә шу кишиләрниң бири. У радийомизға қилған сөзидә һазирғичә от апитидә һаятидин айрилғанлардин 7 нәпириниң кимликиниң ениқланғанлиқини вә уларниң көпинчисиниң балилар икәнликини ейтти. У мундақ деди:
“һазирғичә әп барған издинишлиримиздә от апитидә өлгән җәмий 9 кишиниң рәсимини таптуқ. Бу рәсимләрдики 7 кишиниң исим-фамилиси, кимлик мәлуматлири қолимизда мәвҗут. Рәсимләрдики икки балиниң исим-фамилисини техи ениқлаватимиз. Исим-фамилиси ениқ болған 7 кишиниң 2 нәпири чоңлар, 5 нәпири кичик бала. Бу балиларниң төти охшаш шу вәқәдә өлгән қәмәрниса абдурахман ханимниң балилири болуп, уларниң исимлири имран, абдурахман, нәһидә вә шәһидә. Вәқәдә һаятидин айрилған балилардин бириниң исми елзат езиз болуп, у бу йил 13 яш. Кимлики ениқланған чоңлардин йәнә бириниң исми баһаргүл. Униң икки пәрзәнти бар, һазир биз мана бу икки балиниң исим-фамилисини ениқлаватимиз.”
Мәлум болушичә, от апитидә 4 пәрзәнти билән һаятидин айрилған қәмәрниса ханимниң йолдиши әсли хотәнлик даңлиқ байлардин болған ели мәтнияз болуп, у 2017-йилидики тутқунда чоң оғли билән тутқун қилинип кәткән. У һазир хотәндә җаза муддитини өтимәктикән.
Бу қетимлиқ от апити хитай һөкүмитиниң “юқумни нөлгә чүшүрүш” сиясити сәвәбидин үрүмчидә қаттиқ қамал йүргүзүлүп, шәһәр аһалилири 4 айдин бери өйидин чиқалмайватқан бир мәзгилдә йүз бәргән. Һазирғичә иҗтимаий таратқуларда ашкариланған вә хитай һөкүмитиниң юқумға аит тарқатқан учурлиридин үрүмчи тәңритағ районидики уйғурлар бир қәдәр мәркәзлик олтурақлашқан районларниң изчил һалда “юқум вәзийити еғир районлар” категорийәсигә киргүзүлүп, еғир қамал астида туруватқанлиқи мәлум болғаниди. Абдувәли аюпниң радийомизға билдүрүшичә, бу қетимлиқ паҗиәгә пәқәтла от әмәс, бәлки хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан халиғанчә тутқуни һәмдә үрүмчидә уйғурлар мәркәзлик олтурақлашқан районлардики алаһидә қаттиқ юқум контрол тәдбирлири сәвәб болған. У мундақ дәйду:
“бу қетимлиқ от апитидә бу қәдәр көп кишиниң өлүп кетишигә хитай һөкүмитиниң уйғурларни ‛даиригә елип башқуруш‚, ‛қаттиқ қамал қилиш‚ тәдбирлири сәвәб болған, йәни бири, өйниң түврүки болған әрләрниң өйидә болмаслиқи сәвәб болған. Бу уйғурларниң җениға замин болғини ялғуз от апити әмәс, бәлки халиғанчә тутқун қилиш, уйғур мәһәллирини қаттиқ қамал қилиштәк сиясәтләрдур. юқум мәзгилидә үрүмчи шәһири омумйүзлүк контрол қилинған болсиму, бирақ уйғурлар мәркәзлик олтурақлашқан районлардики қамал тәдбирлири алаһидә қаттиқ. Тосуқлар қатму-қат. Бундақ тосуқлар кәң көләмлик тутқун мәзгилидила башлинип болған”.
Дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйсаму бүгүн радийомизға қилған сөзидә үрүмчидики 24-ноябир паҗиәсини хитай һөкүмити адәттики от апитидәк көрситишкә урунуватқан болсиму, бирақ буниң аддийла бир от апити әмәсликини, буниң хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаритиватқан ирқий қирғинчилиқ сияситиниң нәтиҗиси икәнликини әскәртти.
Үрүмчидики от апити болуп, техи аридин 4 күнла өткән болсиму, хитай һөкүмитиниң рәсмий хәвәр тор бәтлиридә бу от апити һәққидә башқа һечқандақ йеңи хәвәр елан қилинмиған болуп, һазирғичә даириләр техи вәқәдә өлгәнликини илгири сүргән 10 кишиниңму кимликлирини елан қилмиди.
Абдувәли аюп әпәнди сөзидә, хитай даирилириниң от апитидә өлгүчиләрниң исим-фамилиси, йеши, миллити қатарлиқ мәлуматларни елан қилиши керәк болсиму, бирақ һазирғичә сирлиқ бир шәкилдә бу мәлуматларни елан қилмайватқанлиқини ейтти. Буниң һәрхил сәвәблири болуши мумкинликини ейтти.
Дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса әпәнди болса радийомизға қилған сөзидә хитай һөкүмитини очуқ-ашкара болуп, вәқәниң тәпсилати вә өлгүчиләрниң кимлик мәлуматлирини елан қилишқа чақирди.