Ғулҗа чулуқайдики 700 нәччә нопуслуқ бир кәнттә аз дегәндә 100 кишиниң түрмидә икәнлики ашкариланди
2022.04.06
Мухбиримизниң ғулҗа наһийәсигә қарита елип барған телефон зиярәтлири давамида чулуқай йезисидики бир кәнт сақчиси, йезилиқ һөкүмәтниң мәһбус аилә-тавабиатлириға бериватқан аталмиш “ярдәм” лирини баян қилиш давамида чулуқайдики 700 нәччә нопуслуқ бир кәнттин аз дегәндә 100 кишиниң түрмидә икәнликини ашкарилиди.
Ғулҗа чулуқайдики бир кәнт сақчиси, даириләрниң вирус юқуми мәзгилидә мәһбуслар аилә-тавабиатлириға қандақ қараватқанлиқи һәққидики соалимизға җавабән, бу аилиләргә алаһидә көңүл бөлүниватқанлиқи, йемәк-ичмәктин тартип кийим-кечәккичә пүтүн турмуш еһтияҗлирини қамдаватқанлиқини илгири сүрди. Бу мәһбус аилилиригә қарита нөвәттә немә ишларниң қилиниватқанлиқини сориғинимизда, у әң йеқинда 30 тоннадин артуқ көмүр тарқитилғанлиқини тилға алди. У бу җәрянда, ярдәм берилгән мәһбус аилилири саниниң йүзгә йәткәнликини баян қилиш арқилиқ, бу кәнттә аз дегәндә 100 кишиниң түрмидә икәнликини ашкарилиди. Униң баян қилишичә, чулуқай йезисиниң нопуси 10 миңдин артуқ болуп, мәзкур “ярдәм” гә еришкән 100 мәһбус аилиси мәнсуп болған кәнттә 140 аилә 700 нәччә нопус бар икән.
Ғулҗадин чиқип чәт әлдә яшаватқан муһаҗирлардин бириниң баян қилишичә, мәзкур тутулуш нисбити өзи туғулуп өскән оняр йезисиға нисбәтән ейтқанда әҗәблинәрлик әмәс икән. Өзиниң 3 қериндишиниң түрмидә икәнликини тилға алған бу муһаҗир, мәһәллисидики һәр бир аилидин 1-5 кә қәдәр кишиниң түрмидә икәнликидин хәвәр тапқанлиқини, мушуниңға асасән чулуқайдики мәзкур кәнттә 200 чә кишиниң түрмидә икәнликини тәхмин қилишқа болидиғанлиқини баян қилди. Чулуқайниң шәйхмәһәллә кәнтидин телефонимизни қобул қилған бир аманлиқ мудири, ози олтурушлуқ мәһәллидә нәсрулла исилик кишиниң аилисидин 4 кишиниң түрмидә икәнликини ашкарилиди. Мәзкур мәһәллидики йәнә бир хадим, 11 қериндашлиқ бир җәмәттин (чоң аилидин) 6 кишиниң түрмидә икәнликини тилға алди.
Илгирики ениқлашғлиримиз давамида, қәшқәр вилайитидә 2017-йилидила 120 миң кишиниң тутқунда икәнлики, булардин йеңисар наһийәсиниң 13 миң нопуслуқ топлуқ йезисида 2000 дин артуқ кишиниң кесилип болғанлиқи дәлилләнгән иди.