Җәнубий германийә телевизийәси: “силәр ата-анаңларниң худаға ишәнгәнлики үчүнла түрмиләргә солинишини тәсәввур қилип беқиңлар!”

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2022.06.02
Җәнубий германийә телевизийәси: “силәр ата-анаңларниң худаға ишәнгәнлики үчүнла түрмиләргә солинишини тәсәввур қилип беқиңлар!” Германийә ташқи ишлар министир анналена байербок(Annalena Baerbock) ханим нутуқ сөзлимәктә. 2022-Йили 17-май, берлин.
AP

ZDF Телевизийә қанили уйғурлар учраватқан зулумни аддий тил билән тәсвирләп, германийәдики яш-өсмүрләргә зулум астидики бир милләтниң һалини билдүрмәктә.

Германийәдики даңлиқ телевизийә қанили болған ZDF, йәни “җәнубий германийә телевизийәси” 30-май күни “хитайдики бастуриливатқан уйғурлар” намлиқ бир программа тарқатти. яш-өсмүрләргә беғишлап ишләнгән бу программида уйғурларниң тәхминән 11 милйон нопусқа игә бир милләт икәнлики, земининиң хитайниң ғәрбий-шималиға җайлашқанлиқи, уларниң мутләқ көп қисминиң ислам диниға етиқад қилидиған мусулманлар икәнлики, тилиниң түрк тилиға охшап кетидиғанлиқи аддий ибариләр билән баян қилип өтүлгәндин кейин, һазир йүзмиңлиған уйғурларниң хитайниң җаза лагерлириға қамилип қаттиқ қейин-қистаққа учраватқанлиқи лагерлар һәм тутқунларниң сүрәтлири арқилиқ көрситип берилгән.

Филим мундақ җүмлиләр билән башланған: “һазирға қәдәр ашкариланған мәхпий һөҗҗәтләр вә сүрәтләр хитайда уйғурларниң җаза лагерлириға солинип, ечинишлиқ муамилиләргә учраватқанлиқини испатлап бәрди. Буниң сәвәби уйғурлар хитай һөкүмити күткәндәк ойлимиған вә һөкүмәт тәләп қилғанға ишәнмигән. Силәр ата-анаңларниң пәқәт худаға ишәнгәнлики үчүнла түрмииләргә қамилишини тәсәввур қилип беқиңлар. Бизгә нисбәтән бу һәқиқәтәнму хиялимизғиму кәлтүргили болмайдиған һадисә, әмма хитайдики уйғурлар коллектипи дәл мушундақ тәқдиргә дуч кәлмәктә.”

Филимда “лагерда немә ишлар йүз бериду?” дегән соалға мундақ җаваб берилгән: “бирқанчә йилдин буян, кишиләр уйғурлар мәҗбурий қамилип азап-оқубәт тартиватқан лагерлар тоғрисида гуманларда болуп кәлгән иди. Бирақ һазир буни испатлайдиған мәхпий һөҗҗәтләр вә сүрәтләр ашкарилинип, буниң растлиқини дәлиллиди. Тутқун қилинған уйғурларниң қайтидин тәрбийә қобул қилип, идийәсини өзгәртишкә мәҗбурлиниватқанлиқи аян болди. Бу йәрдә уйғурлар әмди өзиниң етиқадини вә мәдәнийитини унтуп кетиши, хитайларға охшаш яшиши лазим. Мухбирлар вә мутәхәссисләр мәхпий һөҗҗәтләрни һәм сүрәтләрни тәтқиқ қилип, тутқунларниң уруғ-туғқанлири билән сөһбәтлишип, буларниң растлиқини бекитти.”

Җәнубий германийә телевизийә қанили “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” ни тәтқиқ қилишқа қатнашқан оннәччә ахбарат органлиридин бири болуп, “хитайдики бастуруливатқан уйғурлар” намлиқ бу балилар программиси арқилиқ, улар пүтүн германийә җамаитигә “хитайда җаза лагерлириниң мәвҗутлуқи раст, униңға йүзмиңлиған уйғурларниң қамалғанлиқи раст, уларниң етиқадидин, миллий кимликидин айрилип хитай болушқа мәҗбурлиниватқанлиқи раст!” дегәнни очуқчә билдүрмәкчи болғандәк қилатти.

Шәрқий түркистан өлималар бирликиниң муавин рәиси турғунҗан алавудун әпәнди бу һәқтә тохталғанда, “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” ниң һәқиқәтәнму 21-әсирдә җаза лагерлириниң мәвҗутлуқиға шүбһә билән қарайдиған нурғунлиған инсанларниң гуманини йәшкәнликини тилға алди. У сөзидә, ғәрб демократик дөләтлириниң худди украинаға ярдәм бәргәнгә охшаш, уйғурларға ярдәмдә болуп, хитай зулумиға хатимә беридиған вақтиниң кәлгәнликини тәкитлиди.

Д у қ берлин ишханисиниң мудири ғәюр қурбан әпәндиму зияритимизни қобул қилип, бу қетим ашкариланған һөҗҗәтләр сәвәблик германийә һөкүмәт хадимлириниң хитайға қарши инкасиниңму хелила кәскин болғанлиқини ипадә қилди.

“хитай һөкүмити бу һәқтә немә дәйду?” дегән соалға филимда мундақ җаваб берилгән: “хитай һөкүмити ‛бу йәр уйғурлар өз ихтиярлиқи билән келип оқуйдиған мәктәп‚ дәйду. Андин бу мәктәпләрниң шинҗаңда зораванлиққа вә терроризимға зәрбә беришкә ярдәм қилидиғанлиқини тәкитләйду. Әмәлийәттә, бирқанчә 10 йилдин буян шинҗаң районида бәзи уйғурларниң һуҗум қилиш вәқәлири болуп өткән. Бу хил террорлуқ һуҗумлирида һаятидин айрилған инсанларму бар. Бирақ тәнқидчиләр ‛хитай һөкүмити бу һуҗумларни баһанә қилип туруп, бир пүтүн уйғур миллитини бастурмақта вә хорлимақта‚ дәп қарайду.”

Филимда “хитай һөкүмити немә үчүн бундақ қилиду?” дегән соалға мундақ җаваб бериду: “мутәхәссисләр хитай һөкүмитиниң уйғурларни қорқутуп туруп идарә қилалайдиғанлиқиға ишәнмәйду. Уйғурлар лагерлада һечқандақ динға ишәнмәслики, пәқәт хитай һөкүмитигила ишиниши лазим. Уларниң лагерларда узун муддәт тутуп турулушидики асасий сәвәб, пәқәтла хитай һөкүмитигә вә униң яхшилиқиға ишиниши үчүндур. Әгәр сән лагерда бир йил турупму буниңға ишәнгәнликиңни испатлап бирәлмисәң, у һалда түрмигә йөткилип, у йәрдә узун муддәт йетип кетишиң мүмкин.”

Филимниң ахирида мундақ дәйду: “бу учурлар вә сүрәтләр дунядики нурғунлиған инсанларниң вуҗудини ләрзигә салди. Улар германийә кәби ғәрб демократик дөләтлиридин етиқад әркинлики вә кишилик һоқуққа һөрмәт қилиш, уйғурларни хорлашни тохтитиш тоғрисида хитайға ениқ, кәскин ипадә билдүрүшни тәләп қилишмақта.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.