Уйғурлар бир шоар бир лозунка билән хитайниң дәнһагтики чағанлиқ сәһнисидә наразилиқ билдүрди

Вашингтондин мухбиримиз гүлчеһрә тәйярлиди
2024.02.26
Uyghur_paaliyetchi Бир уйғур паалийәтчи хитайниң голландийәниң гаага йәни дәнһаг (Den Haag) шәһәрлик һөкүмәт залида өткүзүлгән тавуз чағини паалийитидә сәһнидин чүшүрүветилгән көрүнүш. 2024-Йили 24-феврал, гаага
Social Media

Хитай һөкүмитиниң бу қетимлиқ чаған байрими мәзгилидә, һәр түрлүк тәбрикләш паалийәтлириниму өзиниң уйғур қирғинчилиқини йепиш тәшвиқатиниң сәһнисигә айландуруватқанлиқи мәлум. Қәшқәрни хитай мәркизи телевизийәсиниң чаған кечиликини нәқ мәйдандин тарқитиш сәһнисиниң бири қилған болса, хитайниң өлкилиридә һәтта чәт әлләрдики хитай консулханиси өткүзгән чаған тәбрикләш паалийәтлиридиму, хитайларни уйғурчә кийим кийдүрүп ясап сәһнигә елип чиқишини давамлаштурмақта. Хитайниң тәшвиқат васитилири вә иҗтимаий таратқулиридиму бу күчәп тәшвиқат қилинмақта иди.

Һалбуки 24-феврал голландийәниң гаага йәни дәнһаг (Den Haag) шәһәрлик һөкүмәт залида, хитай консулханиси вә хитай тәшкилатлириниң өткүзгән чағанлиқ бирләшмә паалийитидә, әнә шундақ уйғурчә кийнгән хитайларниң уйғурчә уссул ойниши йүз берип, уйғурларниң наразилиқини қозғиған. Бу вақитта қолида “шәрқий түркистан хитайниң бир қисми әмәс” дегән лозункини көтүргән бир уйғур туюқсиз сәһнигә чиққан вә “хитай уйғур ирқи қирғинчилиқини тохтат! ” дәп шоар товлиған. Бу һәқтә иҗтимаий таратқуларда тарқалған видийолардин қариғанда, нәқ мәйданда чағанни тәбрикләватқан хитайлар немә қиларини билмәй гаңгирап қелишқан, андин тәрәп-тәрәптин йопурулуп келип бу уйғур паалийәтчини иттиришип, уни сәһнидин чүшүрүветиш үчүн бир һаза һәпиләшкән. Бу йигит таки сәһнидин иттирип чүшүрүветилгәнгә қәдәр шоар товлашни тохтатмиған.

Бир уйғур паалийәтчи хитайниң голландийәниң гаага йәни дәнһаг (Den Haag) шәһәрлик һөкүмәт залида өткүзүлгән тавуз чағини паалийитидә сәһнидин чүшүрүветилгән көрүнүш. 2024-Йили 24-феврал, гаага
Бир уйғур паалийәтчи хитайниң голландийәниң гаага йәни дәнһаг (Den Haag) шәһәрлик һөкүмәт залида өткүзүлгән тавуз чағини паалийитидә сәһнидин чүшүрүветилгән көрүнүш. 2024-Йили 24-феврал, гаага
Сүрәт мәнбәси: X

Иҗтимаий таратқулардики учурлардин голландийәдә хитайларниң чаған тәбрикләш паалийитигә бөсүп киргән паалийәтчи абдурахман уйғур исимлик бир уйғур йигит болуп, -24 феврал у өзиниң фәйсибок бетигә бу һәқтики видийони һәмбәһирләп, мундақ дәп қисқичә изаһат язған: “бүгүн голландийә дәнһаг шәһиридә дәнһаг шәһәрлик һөкүмәт бинасида хитайларниң чаған тәбрикләш паалийити елип берилди, буниңға қариши намайиш орунлаштурулди. Хитайниң чаған тәбрикләш паалийитиниң биринчи қисми ахирлишип хитай рәһбәрлири рәсимгә чүшүватқанда, сәһнигә чиқип қолумда ‛шәрқи түркистан хитайниң бир парчиси әмәс‚ дегән лозункини көтүрүп:

‛хитай уйғур ирқи қирғинчилиқини тохтат! ‚ дәп варқиридим. Арқидин сақчилар тутуп сақчиханиға апарди, җәриманә қойди, андин чиқиривәтти.”

Биз голландийәдики бу уйғур паалийәтчи абдурахман уйғурни таптуқ. У сәһнидә көрсәткән бу тинч йолдики наразилиқини интайин йоллуқ дәп қарайдикән. У гәрчә хитайларниң шикайити билән голландийә сақчи понкитиға елип берилип, сорақ қилинип вә җәриманә төләйдиғанлиқи тоғрулуқ агаһландуруштин кейин қоюп берилгән болсиму қилчә пушаймини йоқлуқини билдүрүп, “хитайниң ялғанлиқини, ирқий қирғинчилиқини паш қилидиған йәнә башқа пурсәт болса, йәнә қилимән” деди.

Абдурахман зияритимиз җәрянида, “бу қәһриманлиқ әмәс, миллити хитайниң ирқий қирғинчилиқиға учраватқан һәр қандақ уйғурниң бурчи” дегәнни тәкрарлаш билән биргә әгәр голландийәдики абдуреһим ғени, ершат, елиҗан, зәйнурә, қурбанҗан қатарлиқ уйғур паалийәтчиләрниң һәмкарлиқи болмиған болса, бу наразилиқ һәрикитиниң әмәлгә ашмайдиғанлиқини билдүрди.

Биз 24-феврал хитай тәшкилатлири дәнһаг һөкүмәт бинасида чағанни тәбрикләватқанда, сиртта хитайға қарши наразилиқ намайиши уюштурған вә чаған сәһнисидә абдурахман билән һәмкарлишип бу наразилиқ һәрикитини елип барған абдуреһим ғени әпәндини зиярәт қилдуқ. У : “хитайларниң голландийәдики қанун вә әркинликни суйиистемал қилип, тәтүр тәшвиқат қилиш ғәризигә йәткүзмәслик пиланимиз ишқа ашти. Бу, қериндашларниң һәмкарлиқи вә пидакарлиқиниң нәтиҗиси, тинч йолдики қаршилиқ көрситишимиз әң ачқучлуқ рол ойниди” деди.

Абдуреһим ғени әпәндиниң билдүрүшичә, улар бу чағанлиқ паалийәтни хитай консулханиси вә хитай компартийәсини һимайә қилидиған хитай тәшкилатлири уюштурған дәп қарайдикән. Улар хитай консулханиси вә бу паалийәтни тәшкиллигүчиләр үстидин абдурахманға зораванлиқ ишләткәнлики үстидин әрз сунуш тәйярлиқи қилмақта икән.

Биз голландийәдики хитай консулханисиниң, дәнһагта уйғурларниң бу наразилиқ һәрикитигә қандақ инкас қайтурмақчи болуватқанлиқини сораш үчүн, уларға телефон қилған болсақму, һазирғичә җаваб алалмидуқ.

Голландийәму, уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилған дөләт вә парламентларниң бири болуп, голландийә парламенти 2021-йили 2-айниң 25-күни “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ни етирап қилған. Буниң билән голландийә парламенти явропа иттипақиға әза дөләтләр ичидин тунҗи қетим “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ни етирап қилған дөләт парламенти болуп қалғаниди.

Голландийә йәнә қәлбинур сидиқ вә өмәр бекалидәк лагер шаһитлирини һимайисигә алған дөләт шундақла бу йәрдә уйғур сиясий панаһланғучилири вә паалийәтчиләрниң саниму ашмақта. Голландийәдики уйғур яш паалийәтчиләрниң җасаритидин тәсирләнгән лагер шаһити өмәр бекали бу һәқтә голландийәдин радийомизға инкас қайтуруп, бу наразилиқ һәрикитиниң үнүминиң йәниму көп уйғурларға илһам вә җасарәт беришигә тиләкдашлиқ билдүрди.

Голландийәдики абдурахман уйғур вә абдуреһим ғени қатарлиқ уйғур паалийәтчиләрниң, хитайларниң чағанни баһанә қилип елип бармақчи болған тәтүр тәшвиқатини суға чилаштурғанлиқи, буниңға мунасивәтлик видийо вә учурлар дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурларниң қизғин инкаслириға еришкән болуп, бу көрүнүш уйғурлар вә уйғурларни көзәткүчиләр тәрипидин кәң тарқитилмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.