Хитайниң баш ағриқи: уйғур, хоңкоң, тәйвән мәсилиси вә зор көләмлик ишсизлиқ

Ихтияри мухбиримиз әкрәм
2019.12.26
xongkong-uyghur-taiwan-mesilisi Хоңкоңдики демократийә намайишчилири қоллирида “шәрқий түркистан байриқи”ни көтүргән һалда уйғурларни қоллайдиғанлиқини билдүрмәктә. 2019-Йили 22-декабир
REUTERS/Lucy Nicholson

Уйғур, хоңкоң, тәйвән мәсилиси вә зор көләмлик ишсизлиқ хитайниң әң чоң баш ағриқиға айланған.

BBC Хитайчә қанилиниң 26- декабирдики хәвиридә баян қилинишичә, 2019 - йили  хитайниң бешини ағритқан муһим мәсилә уйғурлар мәсилиси, хоңкоңлуқлар мәсилиси вә тәйвән мәсилиси болған.

BBC  Ниң “2019 - йилидики хитайниң тәйвән, хоңкоң вә шинҗаң сиясити муназириси” асаслиқ тема қилинған мәзкур хәвиридә 2019 - йили 6 - айда башланған хоңкоңлуқларниң наразилиқ һәрикәтлириниң һазирға қәдәр бесиқмиғанлиқи, әксичә барғансери шиддәтлик түс еливатқанлиқи, 6 миңдин артуқ хоңкоңлуқ яш қолға елинған болсиму, бу намайишниң пат арида тохтишидин үмид күткили болмайдиғанлиқи тәсвирләнгән.

Мәлум болғинидәк, он миңлиған хоңкоңлуқлар 22 - декабир уйғурларни қоллаш йүзисидин шәрқий түркистанниң ай-юлтузлуқ көк байрақлирини көтүрүп вә көкбайрақ рәңгидики маскиларни тақап хоңкоңда зор көләмлик намайиш елип барған иди.

Хәвәрдә тилға елинишичә, 2019 - йили хитай билән тәйвән арисидики мунасивәт һәр қачанқиға қариғанда зор дәриҗидә йирикләшкән. Мустәқиллиқ тәрәпдарлириниң сани тәйвәндә зор дәриҗидә ашқан.  Шуниң билән биргә хитайниң уйғур диярида йолға қоюватқан җаза лагерлири сиясити 2019 - йили хәлқараниң җиддий диққитигә улишип, хитай үстидики бесимни барғансери күчәйткән. Болупму америка һөкүмитиниң уйғурлар һәм хоңкоңлуқлар тоғрилиқ қанун мақуллиғанлиқи, явропа парламентиниң уйғурлар тоғрилиқ қарар қобул қилғанлиқиму хитайни қаттиқ биарам қилған вәқәләрдин бири болған.

Д у қ муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәндиниң билдүришичә, бу қанун вә қарарларниң қобул қилиниши явропада хитайға қарши кәң көләмлик қозғилишларға түрткә болмақта икән.

Хитайниң нөвәттә техиму қаттиқ бешини ағритиватқан бир мәсилә хитай хәлқиниң зор дәриҗидә ишсизлиққа йүзлиниши болған.

“франсийә авази” ниң 26 - декабирдики хәвиригә асасланғанда, хитайда иқтисадниң чекиниши кәлтүрүп чиқириватқан бесим барғансери күчийишкә башлиған болуп, хитай һакимийити ишсизлиқ мәсилисиниң хәлқ ичидә һакимийәткә қарши зор көләмлик қозғилишқа сәвәп болуп қелишидин қаттиқ әндишигә чүшкән.

12 - Айниң 6 - күни ши җинпиң хитай компартийәси мәркизи комитети сиясий бюрониң йиғинида қилған сөзидә “6 да муқим болуш” ни қайта тәкитлигән. Бу “6 да муқим болуш” ниң биринчиси “иши муқим болуш” икән.

24 - Декабирдики шинхуа агентлиқиниң хәвиридә баян қилинишичә, хитай баш министери ли кечяң “иши муқим болуш хизмитини йәниму илгириләп яхши ишләш тоғрисида пикир” намлиқ һөҗҗәтни тәстиқлап, хитайда зор көләмлик ишсизлиқ долқуни көтүрүлүшниң алдини елишни тәкитлигән. У сөзидә барлиқ өлкә, районларниң ишсизлиқ кәлтүрүп чиқириш еһтимали болған күтүлмигән тоқунушларниң җиддий алдини елишни биринчи муһим хизмәт қилип чиң тутушни тәләп қилған.

“хитайда зор көләмлик ишсизлиқ долқуни көтүрүлмәктә, мәркизи комитет туюқсиз вәқә йүз беришниң җиддий алдини елиш буйруқи чиқарди” намлиқ мәзкур хәвәрдә баян қилинишичә, хитайда ишсизлиқниң көпийишигә сәвәп болған асаслиқ амилниң бири хитай иқтисадиниң ешиш сүритиниң астилиши яки бир изда тохтап қелиши болған болса, иккинчи сәвәп 2 йилдин буян давамлишип кәлгән хитай билән америка арисидики сода уруши болған.

Хәвәрдә тилға елинишичә, хитайдики бәзи карханилар һаяти күчини йоқатқан. Бәзилири тақилиш гирдабиға берип қалған. Бу хил вәзийәт тәбиий һалда зор көләмлик ишсизлиқни кәлтүрүп чиқиридикән. Ишсизлиқ көпәйсә хәлқ ичидики наразилиқларму көпийидикән. Буниң үчүн хитай һакимийити зор көләмлик ишсизлиқ долқуниниң җәмийәттә тәвриниш пәйда қилишидин, ичкий зиддийәтни күчәйтишидин, ишсизларниң туюқсиз қозғилип вәқә пәйда қилишидин сарасимигә чүшүп, җиддий тәдбирләр үчүн баш қатурушқа башлиған.

Хитай мутәхәссислириниң қаришичә, һазир хитай иқтисадиниң омумий ешиш сүрити 6 % тә тохтап қалған болуп, 2020 - йилидин 2030 - йилиғичә болған 10 йилда иқтисадниң ешиш сүрити 5 % тин һалқиялмайдикән. Буниң ақиветидә хитайдики ишсизлиқ зор дәриҗидә көпийип, хитайниң баш ағриқини йәниму күчәйтидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.