Уйғур яш-өсмүрләрни хитайлаштуруш сияситиниң күчийиши муһаҗирәттики уйғурларниң миллий кимликни қоғдаш мәҗбурийитини ашурмақта

Вашингтондин мухбиримиз шадийә тәйярлиди
2023.12.26
balilar-partiye-bayriqi Алтай чегра башқуруш тармақ әтритиниң чоңқур чегра сақчиханиси билән бурчин наһийәсидики чоңқур базарлиқ ятақлиқ оттура мәктәп оқуғучилириниң 1-июлни күтүвелиш темисидики паалийәт көрүнүши.2023-Йили 27-июн, чоңқур базири
altxw.com

Хитай даирилириниң йеқинқи йиллардин буян уйғур елидә “шинҗаңни мәдәнийәт билән озуқландуруш” вә “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини күчәйтиш” дегәндәк намлар билән хитайлаштуруш сияситини күчлүк йосунда йүргүзүп келиватқанлиқи мәлум.

Хитай башқурушидики “хәлқ тори” ниң 19-декабирдики хәвиридә ейтилишичә, 12-айниң 16-күни уйғур аптоном районлуқ “оттура, башланғуч мәктәпләрниң партийә қурулуши-әхлақ тәрбийәси хизмити” йиғини син йиғини шәклидә ечилған. Мәзкур йиғинда, район бойичә бу хилдики әхлақ тәрбийәси хизмитиниң системилиқ пиланлинип орунлаштурулғанлиқи һәмдә “хәлқ рази болидиған маарип” ниң тиришип яхши йолға қоюлғанлиқи тилға елинған. Шундақла йәнә оттура, башланғуч мәктәпләрниң партийә қурулуши-әхлақ тәрбийәси хизмитидә яш-өсмүрләрниң “ул селиш” қурулушини чоңқур йолға қоюп, марксизмлиқ “бәш қараш” тәрбийәси қатарлиқларни күчәйтиш лазимлиқи тилға елинған. “хәлқ тори” ниң хәвиридә көрситилишичә, оттура, башланғуч мәктәп оқуғучилириниң сиясий еңини өстүрүш, “баш секретар ши җинпиңниң маарип тоғрисидики муһим баянлирини чоңқур өгиниш вә уни изчиллаштуруш” билән бир вақитта, юқири сүпәтлик партийә қурулуши вә әхлақ тәрбийәси хизмити арқилиқ асасий маарипниң юқири сүпәтлик тәрәққиятиға йетәкчилик қилиш керәклики тәкитләнгән.

Хитай һөкүмитиниң уйғур районидики яш-өсмүрләрни нишан қилған меңә ююш вә хитайлаштуруш тәшвиқатлири барғансери күчийиватқан пәйттә, оттура, башланғуч мәктәпләрни асас қилған бу хилдики әхлақ тәрбийәси сиясий-тәшвиқат хизмити йиғини күчлүк диққәт қозғиди.

Илгири уйғур дияриниң корла шәһиридики бир башланғуч мәктәптә 10 йил хитай тили оқутқучиси болған, нөвәттә харвард университети шәрқий асия тиллири вә мәдәнийити факултетида уйғур тили оқутқучиси болуп ишләватқан доктор гүлнар езиз ханим радийомизниң зияритини қобул қилип, бу һәқтики қарашлирини биз билән ортақлашти. Униң қаришичә, хитайниң оттура-башланғуч мәктәпләрдики уйғур пәрзәнтлиригә мушу хилдики аталмиш “ул селиш” қурулушини чоңқур йолға қоюш қатарлиқ “партийә қурулуши-әхлақ тәрбийәсини күчәйтиш” тәк сиясий тәрбийәләрни елип бериши маһийәттә, уйғур яш-өсмүрлиригә өз тарихини, мәдәнийитини, уйғур миллий кимликини унтулдурушни мәқсәт қилған. Буниңда хитай һөкүмити мушу арқилиқ уйғур пәрзәнтлирини кичикидин тартип хитайлаштуруш мәқситигә йетишни көзлигән.

 Гүлнар езиз ханимниң қаришичә, хитайниң уйғур районида йүргүзүватқан хитайлаштуруш пилани бурунла системилиқ түзүлүп, тарихтин буян қәдәмму-қәдәм әмәлгә ашуруп келиватқан пилан. Шундақ болған икән, бу мәсилигә һәрқачан һошяр туруш зөрүр. У бу һәқтә тохтилип мундақ деди.

Муһаҗирәттики бир қисим уйғур зиялийлири хитай һөкүмитиниң уйғур районидики яш-өсмүрләргә қарита барғансери юқири пәллигә елип чиқиватқан бу хилдики “ул селиш” вә “партийә қурулуши-әхлақ тәрбийәси” намидики сиясәтлирини “очуқ-ашкара шәкилдики маңқуртлаштуруш тәрбийәси” дәп қарайду. Германийә мюнхендики “уйғурийә ана тил мәктипи” ниң оқутқучиси саламәт һашим ханим әнә шу хилдики кишиләрниң бири. Униң қаришичә, хитай һөкүмитиниң нөвәттә йүргүзүватқини уйғур яш-өсмүрлирини әсла өзигә игә болалмайдиған, шундақла өзиниң мустәқил тәпәккури вә миллий кимликини йоқатқан бир әвладқа айландуруш урунушидур. Бу хил тәрбийәдә уйғур яш-өсмүрлирини қул қилип тәрбийәләш мәқсәт қилинған болуп, хитайниң бу сиясити нөвәттә барғансери әвҗ елишқа башлиған.

Хитай һөкүмитиниң уйғур районида барғансери күчийип бериватқан бу хил хитайлаштуруш сияситигә қарши муһаҗирәттики уйғурлар имканийәт яр бәргән даиридә уйғур әвладлирини уйғур ана тили вә уйғур кимлик туйғуси билән тәрбийәләшни талливалған. Шуниңдәк бу мәсилигә җиддий муамилә қилиш һәмдә бу җәһәтләрдики оқутуш вә маарип системисини техиму күчәйтиш лазимлиқини тонуп йәткән. Саламәт һашим ханим бу тоғрисида тохтилип, германийәдә тәсис қилинған “уйғурийә ана тили мәктипи” ниң қурулғандин буян һазирғичә уйғур әвладлириға уйғур тарихи, мәдәнийити вә өрп-адәтлирини өгитиш арқилиқ уларда уйғур кимликини йетилдүрүш, шуниң билән биргә өзиниң уйғур болғанлиқидин пәхирлинип яшаш қатарлиқ җәһәтләрдә қилған әмәлий хизмәтлири һәққидә тохтилип өтти.

Бу хилдики ана тил мәктәплири германийә биләнла чәклинип қалмайду. Муһаҗирәттики уйғурлар тәрипидин ғәрб демократик дөләтлиридә қурулған әң дәсләпки ана тил мәктипи һесаблинидиған, қурулғили 31 йил болған австралийәниң аделайд шәһиридики “җәнубий австралийә уйғур тили мәктипи” ни бу җәһәттики үлгилик мисалларниң бири, дейиш мумкин. Бу мәктәпниң мудири юлтуз тейипҗан ханим бу һәқтә сөз болғанда хитайниң уйғур районидики хитайлаштуруш сиясәтлириниң уйғур хәлқини һалсиритип, уларни җисманий җәһәттә тириктәк көрүнсиму роһий җәһәттин паләч һалға чүшүрүп қойғанлиқини алаһидә әскәртиду. Униң қаришичә, оттура-башланғуч мәктәпләрдики уйғур пәрзәнтлиригә қаритилған нөвәттики “партийә қурулуши-әхлақ тәрбийәси” әмәлийәттә йеңичә намдики меңә ююш тәрбийәсидур. Бу һал һәрқандақ кишини қаттиқ әндишиләндүридиған бир мәсилә. юлтуз тейипҗан ханим бу хил вәзийәттә муһаҗирәттики уйғурларниң вә уйғур ана тили мәктәплириниң вәзиписи вә мәҗбурийитиниң күндин-күнгә муһим вә еғир болуватқанлиқини оттуриға қоюп мундақ деди.

 юлтуз тейипҗан ханим өзиниң муһаҗирәттики узун йиллиқ ана тил оқутуш тәҗрибисигә асасән, ана тил тәрбийәси астида өсүп йетилгән пәрзәнтләрниң тәбиий йосунда вәтәнниң ғемини йәйдиған, милләтниң тәқдири билән өзиниң тәқдирини бир дәп ойлайдиған әвладларниң йетишип чиқидиғанлиқиға болған күчлүк ишәнчиси вә үмидини ипадиләп мунуларни деди.

Хитай даирилири хитайлаштуруштин ибарәт бу истратегийәлик пиланини ишқа ашуруш үчүн, түрлүк сиясий тәшвиқатлар намида уйғур земинида әсирләр бойи яшаватқан уйғур хәлқиниң, болупму уйғур әвладлириниң уйғур кимликини йоқитиш үчүн қара қолини техиму ичкириләп узитиватқан вәзийәттә, чәтәлләрдики ят муһит, ят бир тил, ят бир мәдәнийәтниң тәсиридә яшаватқан уйғур әвладлириниң уйғурлуқ роһий вә ана вәтән туйғусини толуқ һес қилдурушқа сәл қарашқа болмайдиғанлиқи, җүмлидин уйғур миллитиниң мәдәнийитини, кимликини қоғдап қелишта ана тилиниң ролиниң муһим икәнлики муһаҗирәттики уйғурлар үчүн муһим бир мәсилә болуп қалмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.