Уйғур яшлири венада дипломатийә вә хәлқара мунасивәт билимлири билән тәрбийәләнди
2023.09.05
Өткән һәптә австрийәниң вена шәһиридә уйғур яшлирини дипломатийә, хәлқара мунасивәт вә сиясий билимләр билән тәрбийәләш курси ечилған болуп, тәрбийәләш курсиниң 1-сентәбирдики ечилиш мурасимиға вашингтондики уйғур һәрикити тәшкилатиниң рәиси рошән аббас ханим риясәтчилик қилди. Мурасимға дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса, уйғур тәтқиқат мәркизиниң директори абдулһаким идрис, австрийә уйғур җәмийитиниң рәиси мәвлан дилшат, австрийә парламентиниң әзаси гудрун кугләр ханим, мустәқил парламент әзаси марта бисман ханим, вена йәрлик парламент әзаси суәйип ақпинар, американиң вена әлчиханиси хадимлири, японийә әлчиханисиниң вәкиллири вә австрийәдики түрк тәшкилатлири федератсийәси мәсуллири, австрийә ислам тәшкилатлири федератсийәси мәсуллири вә башқа уйғурлар мәсилисигә көңүл бөлгүчиләр болуп көп санда киши қатнашти.
Уйғур һәрикити тәшкилатиниң рәиси рошән аббас ханим бу һәқтә мәлумат берип өтти;
Ечилиши мурасимидин кейин мәзкур курс икки күн давамлашқан болуп, курс қатнашқучилири, явропада турушлуқ бир қисим уйғур яшлирини асас қилған. Мундақ хилдики курслар түркийә вә башқа бир қисим ғәрб әллиридә бурунму өткүзүлгән болуп, әмма бу қетим яшларниң өгиниш даирисигә йеңи мәзмунлар қошулған. Курсни тәшкиллигүчи рошән аббас ханим зияритимизни қобул қилип, бу қетимқи курси уйғур һәрикити тәшкилати, австрийә уйғур җәмийити вә шундақла австрийәдики америка баш әлчиханиси бирликтә уюштурғанлиқини билдүрди һәм курс өткүзүш мәқсити һәққидә тохтилип мундақ деди: “бу нөвәттики курсимизниң мәқсити болса яшларни хәлқара сәһниләрдә һөкүмәтләр ара, дөләтләр ара қандақ қилип миллитимизниң, вәтинимизниң дәвасини техиму үнүмлүк елип беришқа даир билимләр билән қоралландуруш. Шуңа биз нөвәттики шәрқий түркистанниң вәзийитини, ирқий қирғинчилиққа учраватқан миллитимизниң әһвалини дуняға аңлитишта яшларға хитай һөкүмитиниң ирқий қирғинчилиқи вә инсанийәткә қарши җинайәтлирини техиму үнүмлүк тонутуш вә паалийәт елип беришни өгитишни мәқсәт қилип бу қетимқи курсимизни өткүздуқ” .
Бу қетимқи тәрбийәләш курсиниң ечилиш мурасимиға 1-сентәбир кәчтә мюнхендин йетип келип қатнашқан дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәндимму бу қетимқи яшларни тәрбийәләш курсиниң илгири өткүзүлгән курсларға охшимайдиған бәзи алаһидиликлирини баян қилип мундақ деди: “уйғур һәрикити тәшкилати тәрипидин яшларға қаритилған тәрбийәләш курси наһайити оңушлуқ болди дәп қараймән. Маңа тәсир қилған нуқта бу курсқа қатнашқанлар австрийә, германийә, шиветсарийә вә башқа ғәрб әллиридә туғулуп, шу йәрдә чоң болған, шу йәрниң маарип тәрбийәсини алған балилар болуп, булар уйғур қандақ қилғанда бу дәвани мувәппәқийәтлик елип баралаймиз дәп бу қетимқи курсқа қатнашти. Булар гәрчә вәтәндә туғулуп чоң болмиған вә вәтәнни көрүп бақмиған болсиму, лекин уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш үчүн мән немә қилалаймән дәп бу курсқа қатнашти. Бу, дәвада бир үмидниң барлиқини көрсәтти” .
Долқун әйса әпәнди шу күни кәчтики ечилиш мурасимида қилған сөзидә йәнә, вәтәнпәрвәр вә көп хил иқтидарлиқ яшларниң миллий мустәқиллиқ һәрикитиниң кәлгүси түврүки, үмиди вә игиси икәнликини тәкитлиди. У, нөвәттә дуня уйғур қурултийиниң аяллар, яшлар, мәдәнийәт, хитай ишлири, кишилик һоқуқ қатарлиқ көплигән муһим комитетлириниң мудирлириниң пүтүнләй яшлардин тәркиб тапқанлиқини әскәртип өтүш билән биргә, муһаҗирәттики яшлиримизни миллий дәваға игә чиқишқа, һәрқайси саһәләрдә елип бериватқан миллий һәрикәткә актиплиқ билән иштирак қилишқа чақирди.
Түркийәдики “аиләм нәдә? ” һәрикитиниң тәшкиллигүчиси, адвокат җәвлан ширмәмәт әпәндиму, бу қетимқи яшларни тәрбийәләш курсқа түркийәдин келип қатнашқан болуп, у бу қетимқи курсниң һәр җәһәттин үнүмлүк болғанлиқини билдүрүп мундақ деди:
“бу қетимқи паалийәтниң охшимиған тәрипи америкадики йәһудийлар тәшкилатиниң бир хадими келип қандақ паалийәт елип бериш вә лоби паалийәтлири һәққидә тәҗрибилирини тонуштурди. Буниңдин башқа фирансийәдин кәлгән дилнур ханимму бир писхолог билән келип уйғур яшлириниң писхикилиқ бесимға қандақ тақабил туруши һәққидә лексийә сөзлиди. Наһайити пайдилиқ болди, пүтүн лексийәләр инглиз тилида сөзләнди. Кәлгән яшларму наһайити юқири сәвийәлик соалларни сорашти, консулхана хадимлири болсун яки чәтәллик мутәхәссисләр болсун, бу қетимқи курсқа қатнашқан яшларниң соаллириға наһайити яхши баһа бәрди. Бу қетимқи курсқа қатнашқан яшларму асасән нәччә хил тилда сөзләйдиған сәвийәлик яшлар икән. Мениң дәйдиғинимму уйғур ирқий қирғинчилиқини аңлитидиған сәвийәлик яшлиримиз һазир. Биз бундин кейин чоңлиримизниң тәҗрибилиридин өгинип, йетәрсизликлири вә артуқчилиқлиридики тәҗрибиләрни йәкүнләп, бар пурсәтләрдин пайдилинип тиришип күрәш қилишимиз керәк” .
Австрийә уйғур җәмийитиниң рәиси мәвлан әпәнди бизниң зияритимизни қобул қилип бу курс шундақла өзлириниң америкадики уйғур тәтқиқат мәркизиниң мудири абдулһаким идрис билән бирликтә венада қилған паалийәтлири һәққидә мәлумат бәрди;
У мундақ деди: “уйғур тәтқиқат мәркизиниң директори абдулһаким идрис әпәнди билән биллә австрийә ислам федератсийәси рәиси үмид вурал, австрийә миллий гөрүш тәшкилати рәиси мәһмәт арслан, австрийә түрк федератсийәси рәиси алий җан қатарлиқлар билән сөһбәт елип берип уйғур ирқий қирғинчилиқи һәққидә учурлар бәрдуқ вә буларниң шәрқий давасини қоллишини тәләп қилдуқ” .
Мәвлан әпәнди йәнә бу қетимқи яшларни тәрбийәләш курси һәққидиму шундақ деди: “бу қетимқи паалийәт наһайити нәтиҗилик болди, уйғур дәвасиниң келәчики үчүн вә сағлам тәрәққий қилип әң ахирқи нишанимиз болған шәрқий түркистанниң мустәқиллиқини қолға кәлтүрүшимиз үчүн яшлар бу дәвада бәк муһим. яшларниң тәрбийәлинип бу даваниң системилиқ елип берилиши бәкла муһим” .
Бу қетимқи тәрбийәләш курсиниң муһим мәзмуни, хәлқара вәзийәт вә уйғур давасини ташқи дуняға аңлитишниң йоллири, уйғур яшлирини хәлқара қанун, хәлқара әһдинамиләр, демократийә, әркинлик, кишилик һоқуқ билимлири билән тәрбийәләшни мәқсәт қилған болуп, бу курсқа дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән 50 әтрапида яш қатнашқан, хәлқара қанунчилар, адвокатлар вә һәр саһәдики тәтқиқатчилар лексийә сөзлигән. Икки күн давамлашқан бу курс 3-сентәбир күни ғәлибилик аяғлашқан.