Канададики бир уйғур аилиси корона вируси билән юқумланған
2020.04.30
Пүтүн дуняға ямриған корона вирусиниң чәтәлдә яшаватқан уйғурларниң һаятиғиму тәһдит пәйда қиливатқанлиқи мәлум.
Йеқинда канадада яшаватқан уйғурлардин абдуләзизниң аилә бойичә бу вирус билән юқумлинип, үч һәптидин бери кесәллик билән елишқанлиқи, һазир әһвалиниң күндин күнгә яхшилиниватқанлиқи мәлум болди.
Абдуләзизниң аялиниң билдүрүшичә, у карантин йолға қоюлғандин буян өйдин чиқмиған, әмма тордин бир мал алған болуп, уни ечип ишлитип икки күндин кейин өзидә корона вирусиниң кесәллик аламәтлири көрүлүшкә башлиғанлиқини һес қилған.
Абдуләзизниң аяли зияритимизни қобул қилип, дәсләпки бир һәптидә кесәллик аламәтлири көрүлүшкә башлиғанда өзини зукам дәп ойлап қалғанлиқини, өзиниң бу вирусни ашу почта йолланмисидин кәлгән дәп гуман қилидиғанлиқини билдүрди.
Бир һәптидин кейин униңдики кесәллик аламәтлири еғирлашқан, балилиридиму кесәллик аламити көрүлүшкә башлиған вә уларниң бурун гириптар болған кесәллири қайта қозғалған.
Абдуләзиз аялидики кесәллик аламәтлиригә қарап, корона вируси дәп гуман қилған болсиму, ениқ һөкүм қилалмиғанлиқини, өзи вә балилиридиму кесәллик аламәтлири көрүлүшкә башлиғанда андин дохтурханилар билән уқушқанлиқини ейтти.
Абдуләзизниң ейтишичә, аялиниң әһвали еғиррақ болғачқа дохтурханиға елип барғанда дохтурлар униң әһвалиға қарап беқип бир нәрсә демигән, өйигә қайтип давалинишқа буйруған; улар өйидә өзини давалашқа башлиған, дохтурлардин мәслиһәт сориған, өзлиригә пайдилиқ теббий учурлар вә башқиларниң тәҗрибисидинму пайдиланған.
Абдуләзизниң аялиниң билдүрүшичә, аилә дохтури уларға бир дора бәргән болуп, бу дора кар қилмиса уларға корона вируси юққан болидикән. Бу дориму абдуләзизниң аялиға пайда қилмиғачқа у иккинчи қетим өзини тәкшүртүшкә барған. Тәкшүрүш җәрянида дохтурларниң вирустин юқумлиништин әнсириши вә тәдбир елиш җәһәттики позитсийиси уни әнсизликкә селип, өйидә давалиниш ирадисини күчәйткән.
Абдуләзизниң ейтишичә, улар өйгә қайтип кәлгәндин кейин, өзлиридә бар имканийәт вә игилигән ретсепларниң һәммисидин пайдиланған. Аялини бу кесәллик хелила қийниған болсиму, өзи вә балилири бир һәптә қийнилип, арқидин яхшилинишқа башлиған.
Ню-йорктики коломбийә университетиниң теббий пәнләр тәтқиқатчиси доктор мәмәт имин уларға теббий җәһәттин мәслиһәт берип келиватқан икән. Доктор мәмәт имин бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилип, өзиниң уларға давалиниш җәһәттә толуқ йетәкчилик қилип кетәлмисиму, роһий җәһәттин ишәнч вә хатирҗәмлик бәргәнликини билдүрди.
Абдуләзизниң ейтишичә, үч күндин кейин тәкшүрүш нәтиҗиси негатип чиққан; буниңдин бир туруп хушал болса, бир туруп гуманланған вә дохтурлардин мәслиһәт сориған.
Доктор мәмәт имин бу һәқтә тохтилип, тәкшүрүш нәтиҗисиниң негатип чиқиши бимарда у кесәлликниң йоқлуқидин дерәк бәрмәйдиғанлиқини, башқиларниң бихәтәрлики үчүн өзини карантин қилиш вә қәтий давалиниш керәкликини тәвсийә қилди.
Абдуләзиз йәнә бу вирусниң ундақ яки бундақ шәкилләр билән кишиләргә юқуши мумкинликини, тордин бир нәрсә алғанда диққәт қилиш, заказ қилған мәһсулатни һойлида яки гараҗда бир нәччә күн турғузуш, әгәр вирус юқуп қалған тәқдирдә вақтида тәдбир елип өзини карантинға елиши вә давалиниш керәкликини тәвсийә қилди.
Радийомиз бу һәқтики учурларға изчил диққәт қиливатқан болуп, әнглийәдә бу вирус билән юқумлинип, кейин сақайған нәфисә вә түркийәдә бу вирус түпәйлидин өлүп кәткән ғоҗаабдулла тоғрилиқ хәвәр бәргән иди. Канададики абдуләзиз аилисиниң вирус билән юқумлиниш әһвали шуни көрситидуки, бу вирус һәр хил йоллар билән юқидикән. Әгәр вирус юққан тәқдирдә имканийәтниң баричә өзигә тайиниш арқилиқ униңдин ғалип келишкә тиришиш керәк изкән.
Мәлуматлардин қариғанда, корона вируси ямриған дөләтләр ичидә канада һазир 12-орунда болуп, юқумланғучилар 50 миңға, өлгәнләр 2900 ға йеқинлишип қалған.