Медитсина тәтқиқатчиси имамҗан ибраһимниң лагерға қамалғанлиқи илгири сүрүлмәктә
2020.03.26
2017-Йилидин буян хитай һөкүмити 1 милйондин 3 милйонғичә уйғур, қазақ вә башқа йәрлик милләт кишилирини лагерларға қамиған болуп, уларниң арисида көплигән уйғур билим игилириму бар иди.
Американиң бостон шәһиридә медитсина кәспи бойичә оқуш вә тәтқиқатини тамамлиғандин кейин 2014-йили үрүмчигә қайтип кәткән вә 2017-йили тутқун қилинип лагерға қамалғанлиқи ашкариланған имамҗан ибраһим әнә шуларниң биридур.
Имамҗан ибраһимниң америкадики мәзгилидә оқуш вә хизмәт үчүн йоллиған илтимасидики тәрҗимиһалиға қариғанда, у 1985-йили қәшқәр шәһиридә туғулған. 2004-Йилдин 2009-йил 7-айғичә шинҗаң теббий университетиниң доригәрлик кәспидә оқуп баклавурлуқ унвани алған. 2010-Йили 6-айдин 2011-йили 12-айға қәдәр токйо медитсина университети дохтурханисиниң йүрәк кесәллири бөлүмидә зиярәтчи илмий хадим болуп билим ашурған. 2012-Йилидин 2014-йилиға қәдәр американиң бостон шәһиридә оқуш вә тәтқиқат хизмити билән шоғулланған. Бу җәрянда у бостондики “бет исраил теббий мәркизи” дә бир мәзгил ишлигән.
Игилишимизчә, имамҗан ибраһим 2014-йили 11-айда бостондин үрүмчигә қайтип кәткәндин кейин вечат тори арқилиқ чәтәлләрдики кәсипдашлири вә достлири билән болған алақисини 2017-йилиға қәдәр давамлаштуруп кәлгән. У өзиниң 2015-йилдин башлап үрүмчидики мәлум шәхсий ширкәттә мәхсус уйғур бимарлириға японийә қатарлиқ дөләтләрдики дохтурханиларда давалинишиға ярдәм беридиған мулазимәт кәспини қиливатқанлиқини билдүргән. У бу җәрянда йәнә бирқанчә қетим японийәгә берип-кәлгәнликини достлириға ейтқан икән.
Имамҗан ибраһимниң кәсипдашлиридин 2010-йили японийәдики оқушини тамамлап түркийәгә кәткән дохтур абләт туран әпәнди зияритимизни қобул қилди. У имамҗан ибраһимниң 2009-йилиниң ахири японийәдики токйо медитсина университети дохтурханисиниң йүрәк кесәлләр бөлүмигә келип билим ашурғанлиқини, буниңға өзиниң ярдәмдә болғанлиқини әсләп өтти.
Американиң бостон шәһиридики массачустес техник университетиниң уйғур тәтқиқатчиси, алимә майсәм мутәллипова ханим билән финландийәдики уйғур паалийәтчи халмурат әпәндиләр бу һәқтә зияритимизни қобул қилди.
2020Йили 3-айниң 15-күни “шаһит биз” торида имамҗан ибраһим һәққидә син көрүнүшлүк гуваһлиқ бәргән майсәм мутәллипова ханим 25-март күни радийомиз зияритини қобул қилип, имамҗан ибраһимниң 2011-йилдин 2014 йилғичә американиң бостон шәһиридики оқуш вә тәтқиқати һәққидә өзи билидиған әһвалларни аңлатти.
Мәлум болушичә, 2017-йили 1-айдин кейин имамҗан ибраһим йәнә өзиниң америка яки японийәдә докторлуқ оқуш арзуси барлиқини билдүрүп, японийә вә америкадики устазлири вә бу саһәдики уйғур кәсипдашлиридин ярдәм сориған икән.
Майсәм мутәллипова ханимниң әслимә қилишичә, 2017-йили әтияз мәзгилидә у иманҗан ибраһимдин туюқсиз телефон алған.
Әйни чағда өзиниң хәтәр ичидә икәнликини билдүргән имамҗан ибраһим телефонда өзиниң бостонда докторлуқ унвани үчүн оқуш илтимасиниң қобул қилинғанлиқини, әмма паспорти тартивелинғанлиқи үчүн америкаға виза елишқа амалсиз қалғанлиқини ейтқан. Шу йили 4-айниң ахири униң лагерға елип кетилгәнлики ашкариланған.
Финландийәдики уйғур паалийәтчиси халмурат уйғур әпәнди имамҗан ибраһимниң 2017-йили 4-ай мәзгилидә үрүмчидә тутқун қилинип, лагерға елип кетилгәнлик хәвирини әң дәсләп иҗтимаий таратқуларда ашкарилиған.
Халмурат әпәндиниң 25-март күни радийомизға билдүрүшичә, у имамҗан ибраһимниң лагерға елип кетилгәнлик хәвирини әң дәсләп чәтәлләрдики достлири вә кәсипдашлиридин уққан икән.
Халмурат әпәндиниң баян қилишичә, у 2017-йили 4-айниң 18-күни имамҗан ибраһимниң вечаттики “достлар чәмбирики” дин туюқсиз ғайиб болғанлиқи һәққидики учурни алған. Шуниңдин кейин у ениқлаш арқилиқ имамҗан ибраһимниң үрүмчидә тутқун қилинип, лагерға елип кетилгәнликини билгән икән.