Ғулҗа шәһәр 8-оттура мәктәптин аз дегәндә 7 оқутқучиниң түрмидә икәнлики ашкариланди
2022.04.25
Биз алдинқи күни ғулҗа шәһәр 9-оттура мәктәпниң иқтидарлиқ мудири дилмурат абдуреһимниң ғулҗа шәһәрлик қамақханида бир йилдин буян тутуп турулуватқанлиқи һәққидә хәвәр бәргәндин кейин, аңлиғучилиримиздин бири радийомизға учур йоллап, дилмурат илгири хизмәт қилған 8-оттура мәктәптин он нәччә оқутқучиниң тутқунда икәнликини вә булардин икки нәпириниң исимлирини мәлум қилди. Мухбиримизниң телефон зиярәтлири давамида мәзкур мәктәптин аз дегәндә 7 оқутқучиниң нөвәттә түрмидә икәнлики айдиңлашти.
Бәйду учур амбирида тонуштурулушичә, ғулҗа шәһәр 8-оттура мәктәпниң 4000 әтрапида оқуғучиси вә 200 ишчи-хизмәтчиси бар икән. Бу мәктәптә 2010-йилдин башлап қош тиллиқ оқутушму йолға қоюлған болуп, шуниңдин башлап һәр йили 10 қош тиллиқ синип, 10 хитайчә синип қобул қилған. Мәктәптә уйғур вә хитай оқуғучиларниң нисбити тәңгә-тәң тоғра кәлгән.
Ғулҗа вәзийитидин хәвәрдар кишиләрдин бири алдинқи күни радийомизға учур йоллап, әнә шу 8-оттура мәктәптин нөвәттә 10 нәччә оқутқучиниң тутқунда икәнликидин хәвири барлиқини вә булардин абдуреһим, ниғмәт, шөһрәт қатарлиқ оқутқучиларниң исмини мәлум қилди. Биз бу әһвал һәққидә мәлумат елиш үчүн, ғулҗа шәһиридики маарип тармақлириға телефон қилдуқ. Ғулҗа шәһәрлик 8-оттура мәктәпниң нөвәтчи хадими, бу мәктәптин бир қисим оқутқучиларниң тутқунда икәнликини инкар қилмиди. У пәқәт бу һәқтики тәпсилий мәлуматларниң мәктәп кадирлар бөлүмидә бар икәнликини, әмма өзиниң мәлуматиниң йетәрсиз икәнликини ашкарилиди. Биз униңдин тутқундики оқутқучилар арисида ниғмәт вә шөһрәт исимлик оқутқучиларниң бар-йоқлуқини сориғинимизда, у бу һәқтиму шәһәрлик маарип идарисидин мәлумат соришимизни тәвсийә қилди. Мәзкур мәктәпниң кадирлар бөлүми хадими, өзиниң бу мәктәпкә йеңи икәнликини билдүрүп, тутқундики оқутқучилар һәққидә мәлумат берәлмиди. Әмма уму бу мәктәптин биртүркүм оқутқучиларниң тутқунда икәнликини инкар қилмиди. Мәктәпниң байиқи нөвәтчи хадими, бу мәктәптин тутулған оқутқучиларниң қанчә йилдин қанчә йилға қәдәр кесилгәнликини сориғинимизда, у дәсләптә буларниң яшта чоң оқутқучилар икәнликини, шуңа тонумайдиғанлиқини билдүргән болса, арқидин буниң дөләт мәхпийәтликигә ятидиғанлиқини әскәртип, җаваб беришни қопаллиқ билән рәт қилди.
Мәлум болушичә, мәзкур мәктәптә бәлгилик санда қазақ оқуғучи вә оқутқучиларму бар болуп, мәктәпниң қоғдаш хадими, бу мәктәптин тутулғанлар арисида қәмәр, нурҗан вә әвзәл қатарлиқ қазақ оқутқучиларниң тутуп кетилип, бир мәзгил тәрбийәләнгәндин кейин қоюп берилгәнлики вә нөвәттә хизмитини давам қиливатқанлиқини тилға алди.
Биз йәнә мәзкур мәктәп җайлашқан тәвәликтики сақчиханиларғиму телефон қилип, бу мәктәптин қанчилик оқутқучиниң “тәрбийәләш” кә апирилғанлиқини соридуқ. Сақчи хадими, 20-30 чә оқутқучини тәрбийәләшкә апарғанлиқи вә булардин 7-8 чә кишиниң кесилип болғанлиқини ашкарилиди. У йәнә кесилип болғанлардин бириниң илшат, йәнә бирсиниң исми ниғмәт икәнликини ашкарилиди. Тордики материялларда хатирилинишичә, 8-оттура мәктәп, 1934-йили қурулған тарихий бир мәктәп болуп, у әйни йилларда, уйғур районида қурулған икки оттура мәктәпниң бири икән. 1940-Йилларда бу мәктәп “гимназийә” дәп аталған, 1949-йилидин кейин “әхмәтҗан қасими намидики или билим юрти” дегәндәк намларда аталған. 1966-Йили 8-оттура мәктәпкә өзгәртилгәникән.
Юқирида ғулҗа 8-оттура мәктәптин аз дегәндә 7 оқутқучиниң түрмидә икәнлики һәққидә мәлумат бәрдуқ.