“зулумниң қурулмиси” да әкс әткән уйғур киризиси

Мухбиримиз әзиз
2021.10.21
Корлада лагерға тизимлитишни рәт қилған әркин сулайманниң сақчиханидин җәсити чиққан Хитай сақчилири даванчиңдики 3-номурлуқ тутуп туруш мәркизиниң сиртқи кириш еғизида поста туруватқан көрүнүш. 3-Номурлуқ тутуп туруш мәркизи хитай бойичә әң чоң болуп, ватикан шәһириниң икки һәссисигә тоғра келиду. 2021-Йили 23-апрел.
AP

Уйғур дияридики қирғинчилиқ дуня җамаитигә мәлум болғандин башлапла буниң җавабкарлирини сораққа тартиш чуқанлири оттуриға чиқишқа башлиған иди. Әнә шу вақитлардин башлап уйғур дияридики әң зор һоқуқдар чен чуәнго йәнә бир қетим кишиләрниң диққәт нәзәриниң мәркизи болди. Кейинчә йәнә бир қисим мутәхәссисләр бундақ зор вәқәни чен чуәнгониң ‍өз алдиға иҗра қилалмайдиғанлиқини, униңға йолйоруқ бериватқан һәмдә арқа тирәк болуватқан кишиниң бир қисим чәт әл ахбаратлири “хитайниң йеңи императори” дәп атаватқан хитай рәиси ши җинпиң икәнликини оттуриға қойди. Йәнә бир қисим кишиләр болса буниңға уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң мәсул болуши лазимлиқини тәкитлиди.

19-Өктәбир күни австралийә истратегийәлик сиясәт иниститути елан қилған “зулумниң қурулмиси” сәрләвһилик зор һәҗимлик доклатта уйғур дияридики қирғинчилиқниң бейҗиңдин үрүмчи вә хотәнгичә болған даиригә йейилған ғайәт зор һөкүмәт системиси ортақ хизмәт сүпитидә вуҗутқа кәлтүргән һадисә икәнлики тәпсилий баян қилинди.

Австралийә истратегийәлик сиясәт инистутиниң тәтқиқатчилиридин вики шю, дария импийомбато, профессор җеймис лейболд қатарлиқ үч киши коллектип йезип чиққан мәзкур доклатта көрситилишичә, уйғур дияридики зор тутқун вә сиясий бастуруштин башланған қирғинчилиқни мәркизий һөкүмәт, уйғур аптоном районлуқ партком вә һөкүмәт, шуниңдәк һәрқайси вилайәт, шәһәр, наһийә вә йеза дәриҗилик партком вә һөкүмәтләр “муқимлиқ” намида зич һәмкарлашқан асаста ишқа ашурған. юқуриси хитай компартийәси мәркизий комитети, алий сот, дөләт кабенити (говуюән) төвәндә аптоном районлуқ сиясий-қанун комитети, биңтуән системиси, йәрлик мәмурий вә һәрбий органлар бирдәк охшимиған дәриҗидә бу хизмәтни өзлириниң “сиясий вәзиписи” қатарида иҗра қилған. Әқәллиси хотәнниң әң чәт йезилиридики сақчиханилар вә ярдәмчи сақчиларму пүтүн күчини мушу ишқа сәрп қилған. Әнә шу йосунда “терорлуққа қарши туруш” вә “қайта тәрбийәләш арқилиқ ашқунлуқни түгитиш” һәркити пүткүл район миқясида әвҗ алған омумий хәлқ һәркитигә айландурулған. Дәл шундақ болғанлиқи үчүн уйғур дияридики һәрқандақ һәрбий, мәмурий, партийә вә башқа идарә яки җәмийәтләр, шуниңдәк һәрқандақ һөкүмәт кадири уларниң қандақ дәриҗилик болушидин қәтинәзәр “муқимлиқ” намидики сиясий бастурушқа бир кишилик һәссә қошқан. Чүнки бу зор қирғинчилиқниң тәшвиқат, лагер, “төвәнгә чүшкән кадирлар” намидики назарәтчиләр, “үч хил күчләр” гә атап лайиһиләнгән қанун-низамлар, үрүмчидин хотәнниң әң хилвәт йеза-қишлақлириғичә орунлашқан “сиясий вәзийәткә мәсул” кадирлар дегәндәк һалқилири әнә шу кишиләрниң хизмити арқилиқ бир-биригә бағлинип, бир мукәммәл система һасил қилған.

Доклатта алаһидә орун алған бир тема уйғур дияридики қирғинчилиқниң алдинала пиланланған бир қетимлиқ зор көләмлик сиясий һәркәт икәнлики һесаблиниду. Апторлар өзлири топлиған язма һөҗҗәтләр асасида бу қирғинчилиқниң лайиһәлиниши 2009-йилидики “5-июл ‍үрүмчи қирғинчилиқи” дин кейин рәсмий башланғанлиқини, әнә шу вәқәдин кейин “үч хил күчләр” ниң һуҗум нишани болуши бекитилгәнликини, 2014-йили ши җинпиң уйғур диярида хизмәт тәкшүрүшигә кәлгәндә ениқ қилип “терорчи күчләрни кочида ур-урға қалған чашқанниң һалиға чүшүрүш керәк” дәп бу һәқтә йолйоруқ бәргәнликини, 2016-йили авғустта болса чен чуәнгониң тибәттин йөткәп келинип бу зор қирғинчилиқни иҗра қилишқа қоюлғанлиқи, әнә шуниңдин кейин милйонларчә кишиниң “терорлуқ”, “әсәбийлик” вә “ишәнчсизлик” қатарлиқ сәвәбләр билән “қайта тәрбийәләш мәркизи” намидики түрмә шәклидә қурулған лагерларға қамалғанлиқини, әнә шу лагерларда дуняға мәлум болуватқан түрлүк зиянкәшликләр вә өлүм вәқәлириниң көпләп көрүлүватқанлиқини әтраплиқ йорутуп бериду. Шуниңдәк хитай һөкүмити “терорлуқ” вә “әсәбийлик” дәп бекиткән һадисиләрниң әмилийәттә әң әқәллий иҗтимаий һадисиләр икәнликиму җанлиқ мисаллар билән көрситип берилиду. Мәсилән, улар қолға чүшүргән бир дело материялида анайәт аблиз исимлик 19 яшлиқ уйғур йигит һәрхил компютер һөҗҗәтлири вә үн-син һөҗҗәтлирини торсиз муһитта һәмбәһирләшкә ишлитилидиған Zapya намлиқ әпни телефониға чүшүргәнлики үчүн “қанунсиз әпни орнатқан вә VPN ни ишләткән” дегән әйиб билән үч йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған.

Уйғур дияридики сиясий һәрикәттә бәрпа қилинған йәнә бир механизим пүткүл җәмийәт хитайниң феодализим дәври, җүмлидин миң вә чиң ханданлиқлири дәвридики һәр он аилини бир гуруппа қилип четип қоюш, гуруппа башлиқи бу аилиләргә назарәтчи болуш, пүткүл җәмийәт қатлимиға йейилған аһалилар комитети өз тәвәликидики һәр бир гуманлиқ аилини һәр күни бир қетим тәкшүрүш қатарлиқ тәдбирләр уйғур җәмийитидә “бир тал йиңнә йәргә чүшсә сақчилар шу һаман хәвәрдар болидиған” вәзийәт һасил болған.

Доклатниң хуласә қисмида уйғур диярида алиқачан мунтизим система алған назарәт, контроллуқ, җаза вә өзгәртип тәрбйәләш басқучлириниң толуқ синақтин өткән тәдбирләр қатарида ниңшия, хоңкоң қатарлиқ җайларға кеңийиватқанлиқи, бу мәнидин алғанда уйғур дияридики қирғинчилиқниң хитай үчүн бир қетимлиқ синақ болғанлиқи алаһидә тәкитләнгән.

Мәзкур доклат елан қилинғандин кейин уларниң өткән йили елан қилған “сетиливатқан уйғурлар” сәрләвһилик доклатқа охшашла зор тәсир қозғиди. Һәрқайси даңлиқ ахбарат вастилири арқиму-арқидин бу доклат һәққидә обзор мақалилири елан қилди һәмдә бу доклатта оттуриға қоюлған қарашларниң уйғур дияридики сиясий реаллиқни һәқиқи йосунда әкс әттүргән пакитлиқ материял икәнликини алаһидә тәкитлиди. “хитайға қарита хәлқара парламентлар иттипақи” (IPAC) бу доклатни қизғин алқишлаш билән биргә “һәрқайси сиясийонлар вә һөкүмәтләрни мушу доклатта көрситилгәндәк зулум вә қирғинчилиқниң җавабкарлирини әстайидиллиқ билән айдиңлаштуривелишқа чақиримиз,” деди.

Шу қатарда вашингтон шәһридики “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилати” ниң директори өмәр қанат ‍әпәнди бу доклатта оттуриға қоюлған пикирләр һәмдә ахирқи хуласиниң уйғур дияридики реаллиқни әйнән әкс әттүргән, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Доклатта алаһидә йәр алған бир нуқта уйғур дияридики қирғинчилиқни иҗра қилишта һәр дәриҗилик йәрлик һөкүмәтләр вә мәмурий бирликләрниң “авангартлиқ” ролини ойнаватқанлиқи, әмма буларни тәшкил қилғучи мәмурий системидики барлиқ биринчи қол партийә секретарлириниң мутләқ хитайлардин болидиғанлиқи, уйғурларниң пүтүнләй муавин орунда болидиғанлиқи, һәтта тунҗи болуп “компартийәдин миннәтдар болуш” һәққидики очуқ мәктуп елан қилиш билән даң чиқарған обулқасим мәттурсунниңму ават наһийисиниң муавин партийә секретари болушниң нерисиға өтәлмигәнликини мисал қилиш арқилиқ уйғурларниң иҗтимаий орни һәққидә бир чоң суал қойиду. Өмәр қанат әпәнди бу һәқтә сөз болғанда “нәччә он йиллап давам қилған бу әндизиниң өзи уйғурларниң һечқачан ‛ишәнчлик‚ дәп қаралмайдиғанлиқиниң испати” дәйду.

Мәлум болушичә, нөвәттә бу доклат һәққидики обзор мақалилири арқиму-арқидин елан қилиниватқан болуп, бу доклатниң уйғур дияридики қирғинчилиққа қарши техиму үнүмлүк тәдбирләрниң елинишиға муәййән дәриҗидә түрткилик рол ойниши үмид қилинмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.