Хитай уйғур елидики 20- април вәқәсиниң тәпсилатини тунҗи қетим ашкарилиди
2006.08.09
Хитай мәтбуатлирида йеқинда, 1998- йили 20- април күни йүз бәргән сақчилар билән миллий мустәқилчилири оттурисидики қораллиқ тоқунуш вәқәсиниң тәпсилати тунҗи қетим ашкарә елан қилинған.
"Шинҗаң пайтәхт гезити" вә хитай хәвәр торлирида елан қилинған мақалида, 20- април вәқәсиниң алди-арқа көрүнүши тәпсилий тәсвирлинип, бу вәқә, хитайниң террорчилиққа қарши көрәш тарихидики әң даңлиқ вәқә дәп көрситилгән.
Униңда 1997- йили 12- айдин башлап қолға чүшүргән йип училириға асасән, 1998- йили 4-айниң 20- күни ғулҗа наһийисиниң худиярйүзи йезисидики тийипҗанниң өйигә икки әтрәт хитай сақчилириниң бастуруп киргәнлики, тийипҗан вә һаммад әмәт исимлик йәнә бир уйғур сақчилар билән ахириғичә қораллиқ тоқунушуп бир хитай сақчини етип өлтүргәнлики вә ахирида уларниңму сақчилар тәрипидин етип өлтүрүлгәнлик җәрянлири тәпсилий йезилған.
Илгири хитай даирилири гәрчә бу вәқәни чоң бир қетимлиқ қорал йөткәш вәқәсини паш қилғанлиқи һәққидә тилға елип өткән болсиму, лекин вәқә җәрянини бундақ тәпсилий чүшәндүрмигән иди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Шинҗаң вәкили шаңхәйдә бөлгүнчи идийидики уйғурчә нәшр боюмлири вә әдәбий әсәрлиригә зәрбә беришни тәкитлиди
- Ваң лечүән мәмликәт ичи вә сиртидики "үч хил күч" кә қарши йәнә сәпәрвәрлик елан қилди
- Ваң лечүән илида йәнә уйғур мустәқилчилиригә зәрбә беришни тәләп қилди
- Америка ахбарат әмәлдари: хитайда өктичи күчләрни бастуруш муқимсизлиқ амиллирини күчәйтмәктә
- Хитай қайтидин қаттиқ зәрбә бериш һәрикити елип беришни пиланлимақта