Киристофер симис, хитай даирилириниң уйғурларға қаритилған нәзәрбәнд қилиш сияситини әйиблиди
Мухбиримиз җүмә хәвири
2008.09.15
2008.09.15
Йиғинға америка дөләт мәҗлиси әзалиридин франк волф, киристофер симис, ед ройис, лоретта саншәз қатарлиқлар қатнашти.
Бу йил июлда хитайниң олимпик вәдисини ақлаш дәриҗисини көздин кәчүрүш үчүн бейҗиңға берип кәлгән дөләт мәҗлиси әзаси киристофер симис, хитай даирилириниң уйғур районида уйғур мусулманларға қаритилған нәзәрбәнд қилиш вә көзитишни олимпиктин кейинму илғар техникилиқ үскүниләрдин пайдилинип елип бериватқанлиқини оттуриға қойди.
Уйғур миллий һәрикитиниң йетәкчиси вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимға вакалитән мәзкур йиғинға қатнашқан уйғур америка бирләшмиси хадими әймий хеним, хитай һөкүмитиниң олимпиктин кейин контрол қилиш вә чәкләш ишлирини нуқтилиқ һалда уйғур яш - өсмүрләргә қаратқанлиқини мисаллар билән оттуриға қоюп йиғин әһлиниң диққитини тартти.