Бешкәктә хатириләш йиғини өткүзүлди
2005.04.06
5-Април күни қирғизистанниң бешкәк шәһиридики ниязи намлиқ уйғур ресторанида инсан һоқуқини қоғдаш демократийә тәшкилатиниң уюштуруши билән шәрқий түркистан миллий армийиси қурулғанлиқиниң 60 йиллиқ хатирә күни һәмдә барин инқилабиниң 15 йиллиқ хатирә күни мунасивити билән хатириләш йиғини өткүзүлди.
Йеғинға йеқин әтраптики уйғурлар вә шәрқий түркистан миллий армийисиниң сабиқ офитсер җәңчилири, қирғизистан мудапиә министирлиқи мәхсус бөлүминиң вәкиллири һәмдә өктичи партийә рәһбири турсунбәг ахунофлар қатнашти.
Бу һәқтики мәлуматларни қирғизистанда турушлуқ ихтияри мухбиримиз турсун исламдин аңлаң.
©
2005 Radio Free Asia