Бурлингтон почта гезити: олимпик мәзгили һүсәйин җелилни қутқузушниң әң яхши вақти
Мухбиримиз әркин хәвири
2008.05.30
2008.05.30
Аптор баш мақалидә мундақ дәйду," бейҗиң олимпик мусабиқисиниң башлинишиға йәнә 69 күн қалди. Биз канаданиң сияси бесим ишлитип, һүсәйин җелил билән көрүшни қолға кәлтүрүшкә буниңдин яхши пурсәт кәлмәйдиғанлиқиға ишинимиз. Пүтүн дуняниң диққити хитайға мәркәзлишидиған мушу пәйттә, униң қоюп берилиши үчүн сөһбәтлишишниң буниңдин яхши пурсити болмаслиқи муқәррәр". Баш мақалидә йәнә, шуниңға қаримай һечнемә қилмаслиқниң "һүсәйин җелилға вә аилисигә униң бир вәтәнсиз адәм икәнлики бишарити" ни беридиғанлиқини тәкитлигән.
Канада даирилириниң җелилниң делоси үстидә баш қатуруватқанлиқини сүзлишигә қаримай, " оттаваниң айлардин бери җелилниң һаят -маматлиқидин хәвәр алалмиғанлиқи униң бу җәһәттики муваппәқийити йоқ дийәрлик" икәнликидин дерәк беридиғанлиқини язди. Баш мақалидә "шүбһисизки, җелилниң 2001 - йилдин бери вәтән қилип таллиған бу дөләткә болған ишәнчисидә........Зор тәвриниш болғанлиқи чоқум " дәйду. Һүсәйин җелил март ейида анисиға язған хетидә "икки йил болай дәп қалди, лекин мән канададин кәлгән һечкимни көрмидим " дәп тәкитлигән һәм канада һөкүмитиниң "мән билән кари болмайватамду " дәп сориған иди.
Һүсәйин җелилниң вәқәси хитай - билән канада арисида дипломатик көңүлсизликләргә йол ачқан, илгири канада баш министири стипан харпер җелилниң мәсилисини хитай рәһбири ху җинтав билән учрашқанда оттуриға қойған иди. Лекин хитай һүсәйин җелилниң канада пуқраси икәнликини инкар қилип, канада әмәлдарлириниң униң билән көрөшүшини рәт қилмақта.