Үрүмчи шәһиридә 51 кәспий орун әмәлдин қалдурулған
2005.12.18
Тәңри тағ торида йеиқнда елан қилинған хәвәрдин ашкарилинишичә, үрүмчи шәһиригә қарашлиқ кәспий орунларда " апарат ислаһати" хизмити намида ислаһат елип берилип, 51 кәспий орун әмәлдин қалдурулған.
Мәлум болушичә, мәзкүр ислаһат шәһәргә қарашлиқ 341 идарә - орунда елип берилған болуп, униңға четишлиқ адәм 20 нәччә миңға йәткән. Буниң билән кәспий орундин 37 си азайтилип, 3421 шитат кәмәйгән.
Хәвәрдә әмәлдин қалдурулған кәспий орунларниң нами вә хизмитидин бошитивитилгән кишиләрниң милләт айримиси һәққидә ениқ санлиқ мәлумат берилмигән болсиму, әмма өзини ашкарлашни халимиған бир кишиниң ейтип беришичә, нөвәттә уйғур дияридики ишсизлар асасән уйғурлар болуп, улар хитай тили өткилидин вә дөләт хадимлири имтиһанидин өтәлмигән дегән баһаниләр билән иштин қалдурулидикән. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хоңкоң вә тәйвәнликләрниң уйғур аптоном районида хизмәт қилиш чәклимиси бикар қилиниду
- Ваң лечүән хитай оқуғучилирини уйғур дияриға келишкә чақирди
- Уйғур елидики "оқутқучилиқ кенишкиси" болмиған оқутқучилар чикиндүрүлиду
- Уйғур елидә яшлар ишқа орунлаштуруш мулазимәт мәркизи қурулди
- Уйғур елидә әмгәкчиләр нопусиниң күнсайин ешиши, ишсизлиқ әһвалини еғирлатмақта