Исмаил тиливалди"3 хил күчкә зәрбә бериш " сияситини йәнә бир қетим оттуриға қойди
2007.01.16
Уйғур аптоном райониниң рәиси исмаил тиливалди 15 - январ күни ечилған аптоном районлуқ 10 - нөвәтлик хәлқ қурултийиниң 5 - қетимлиқ йиғинида, мәхсус доклат берип, уйғур елидә аталмиш "террорлуққа қарши туруш, миллий бөлгүнчиликкә қарши туруш вә диний радикаллиққа қарши туруш" дегәндәк 3 хил күчкә зәрбә бериш һәрикитини изчил һалда давамлаштуруш керәкликини қайтилап оттуриға қойди.
Исмаил тиливалди сөзидә, илгири ваң лечүән дегән сөзләрни тәкрарлап, " кә зәрбә бериш һәрикитидә, тәшәббускарлиқ билән һуҗумға өтүш, баш көтүргән һаман зәрбә бериш - дегән принсип бойичә, мудапиәлинишни күчәйтип, чегра ичи вә сиртидики дүшмән күчлиригә қаттиқ зәрбә бериш керәк " дәп көрсәткән.
Аптоном районда елип бериливатқан аталмиш 3 хил күчкә зәрбә бериш һәрикити америкида йүз бәргән 11 - сентәбир вәқәсидин кейин, узун өтмәйла башланған. Көплигән анализчилар, " хитай һөкүмити хәлқара террорлуққа қарши туруш һәрикитидин пайдилинип, уйғур хәлқиғә болған бастурушни техиму бәк күчәйтмәктә" дәп көрсәтмәктә. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай сақчилири шәрқи түркистан террорчилириниң йошурунувалғанлиқини билдүрди
- Хитай өзиниң террорлуқ һәрикәтләргә қаттиқ зәрбә беридиғанлиқини йәнә бир қетим җакарлиди
- Хитай һөкүмити 18 нәпәр шәрқи түркистан террорчисини өлтүргәнликини җакарлиди
- Уйғур аптонум районлуқ сиясий қанун хизмәт йиғини мәхсус үч хил күчләрни қаттиқ бастурушни тема қилди
- Исмаил тиливалди йеңи йил нутиқида уйғурларға тәһдит салди