Уйғур елиниң җәнубидики үч вилайәт бир област хитай һөкүмитиниң пиланлиқ туғут муһим нуқтиси болмақта
Мухбиримиз гүлчеһрә хәвири
2008.08.26
2008.08.26
Йиғинда даириләрниң доклат беришичә җәнубтики үч вилайәт бир областта һазирғичә 43 миң аилә пиланлиқ туғутни йолға қойған, пәқәт қәшқәр вилайитидила йеқинқи бәш йилдин буян" аз туғуп тез бейиш "сияситигә маслишип, ялғуз пәрзәнт көрүш шәрәпнамиси алған аилиликләр 22 миң 288 аилигә йәткән болуп, бәш йил ичидә 40 һәссә көпәйгән.
Хитай һөкүмитиниң елан қилишичә бу үч вилайәт бир областиниң омумий нопуси бәш милйон 932 миң болуп уйғур ели нопусиниң 32йеқин салмиқини игиләйдикән.
Хитай һөкүмити бу җайларда 2005 - йилидин башлап ялғуз пәрзәнт көрүшкә көнгән деһқан аилиләрни 3000 йүән билән мукапатлаш сияситини йолға қойған.
Хитай пиланлиқ туғут даирилириниң бу йиғинда, уйғур елидики пиланлиқ туғут хизмитиниң интайин яхши нәтиҗә бәргәнлики буниңдин кейинму мушу җәнуптики үч вилайәт бир областиниң пиланлиқ туғут хизмитини нишанлиқ тутуп ишләш, бу җайларниң нопусини контрол қилиш хизмәтлирини партийә һәм һөкүмәтниңму маслишип йәниму күчәйтип ишлиши тәкитләнгән.
Қәшқәр, ақсу, хотән һәмдә қизилсудин ибарәт, җәнубтики үч вилайәт бир област атиливатқан бу җайлар уйғурлар әң зич олтурақлашқан җайлар болуп, бу җайлардики уйғурлар уйғур елидики уйғур нопусиниң %87.5 Тидин көпрәкини тәшкил қилиду.
Ваң лечүән илгири җәнубтики үч вилайәт бир областниң пиланлиқ туғут хизмитини күчәйтишниң, уйғур елиниң тәрәққияти һәмдә муқимлиқиға мунасивәтлик муһим вәзипә дәп дәп көрсәткән иди.