Хитай һөкүмити уйғур елидә мәтбуат саһәсидә тазилаш һәрикитини башлиди


2005.03.03

Хитай һөкүмити уйғур елидә "сериқ" вә "қанунсиз" нәшрият буюмлириға зәрбә бериш һәрикитини башлиди.

Уйғур аптонум районлуқ парткомниң муавин секритари нур бәкри чаршәнбә күни " бөлгүнчиликкә қарши туруш" вә " сиңип киришкә қарши туруш" ниңму бу йилқи "сериқ" вә "қанунсиз" нәшрият боюмлирини тазилаш һәрикитиниң муһим тәркиби икәнликини билдүргән.

Хитай һөкүмитигә қарашлиқ хитай хәвәр ториниң билдүрүшичә, уйғур елиға чәтәлниң "қанунсиз" мәтбуатлири көпләп киридикән. Өткән йили хитай һөкүмити уйғур елидә елип барған тазилаш һәрикити җәрянида җәмий 430 миң парчидин артуқ нәшрият боюмлирини мусадирә қилған.

Әмма чәтәлдики бир қисим паалийәтчиләр хитай һөкүмитиниң "сериқ" вә "қанунсиз" нәшрият боюмлириға зәрбә бериш намида, һөкүмәт халимайдиған бир қисим диний, тарихий вә сиясий китаб- жорнал , үналғу вә синалғу лентилирини мусадирә қиливатқанлиқини билдүрмәктә.

Уйғур елидин кәлгән инкасларға қариғанда, уйғур елидә һәтта шотландийә миллий азатлиқ инқилабини тема қилған "җәсур йүрәк" намлиқ кино филимиму чәкләнгән.

Хитай хәвәр ториниң ейтишичә, хитай даирилири бу йилқи "сериқ"вә "қанунсиз"нәшрият буюмлириға зәрбә бериш һәрикитидә интернет тор бәтлири вә торханиларниму тазилаш обйекти қилидикән. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.