Уйғур кишилик һоқуқ дәвасини қоллиғучилар америкидин уйғурларға көңүл бөлүшни тәләп қилди
2005.05.08
Франсийә ахбарат агентлиқиниң йәкшәнбә күни елан қилған бир парчә мақалисидин мәлум болушичә, америка қатарлиқ ғәрб дөләтлиридики уйғур кишилик һоқуқ дәвасини қоллиғучилар америка һөкүмитиниң уйғурларға техиму көңүл бөлүшини тәләп қилмақта.
Өткән һәптә америка дөләт мәҗлисидики бир испат бериш йиғинида сөз қилған дөләт мәҗлиси әзаси дана рохрабачер "уйғурларниң күриши, пиланитимиздики типик әркинлик күришиниң бири" дәп билдүргән һәмдә америка һөкүмитини уйғурларға техиму көңүл бөлүшкә чақирған.
Әмдила хитай түрмисидин чиққан, даңлиқ уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханимму америка һөкүмитиниң уйғурларға ениқ бир сиясәт бәлгилишиниң, уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийитини яхшилашқа пайдилиқ икәнликини тәкитлигән.
Мақалидә ейтилишичә, уйғур дәвасини қоллайдиған ғәрбтики затлар нөвәттә америка һөкүмитини хәлқара террорчилиққа қарши туруш еһтияҗини нәзәрдә тутуп, уйғурларниң кишилик һоқуқини яхшилашта йитәрлик тиришчанлиқ көрсәтмиди дәп қарайдикән.
Әмма, америка һөкүмәт даирилири өзлириниң уйғур мәсилисигә сәл қараватқанлиқини инкар қилип, өзлириниң хитай һөкүмитигә "терррочилиққа қарши күрәш" тин пайдилинип, уйғурларни бастурмаслиқ һәққидә қаттиқ агаһландуруп келиватқанлиқини билдүргән.
Мақалидә көрситилишичә, америка дөләт мәҗлиси кишилик һоқуқ комитетиниң рәиси том ләнтисму вашингтонниң уйғур елидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә бипәрвалиқ қиливатқанлиқини рәт қилған. Бирақ у америкиниң кишилик һоқуқ сиясити билән бихәтәрлик әндишлири оттурисида һәқиқәтән тәңпуңсизлиқ барлиқини етирап қилип, америка даирилириниң бу мәсилини һәл қилиш үчүн тиришиватқанлиқини билдүргән. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир , америка дөләт мәҗлисидә уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийитиниң начарлиқини паш қилди
- Америка дөләт мәҗлиси кишилик һоқуқ комитети уйғур вәзийити һәққидә йиғин чақирди
- Рабийә қадир, хәлқиниң кишилик һоқуқи вә демократийиси үчүн күрәш қилидиғанлиқини билдүрди
- Рабийә қадир, америка мәмликәтлик демократийини илгири сүрүш җәмийитидә сөз қилди
- Рабийә қадирниң қоюп берилиши, уйғур елидә баһар болғанлиқидин дерәк бәрмәйду