1 - Өктәбир мунасивити билән уйғур елида бихәтәрлик тәдбирлири күчәйтилиду
Мухбиримиз әқидә хәвири
2008.08.28
2008.08.28
Учур мәркизиниң билдүрүшичә, аманлиқ тәдбирлири ичигә, уйғур елигә сирттин кәлгән мәдикар, саяһәтчи вә яки турушлуқ нопуси болмиған барлиқ кишиләр тәкшүрүлгәндин сирт, меһманхана, киралиқ туралғу өйләр вә чәт йезиларға қәдәр тәкшүрүш астиға елинидикән.
Учур мәркизиниң хәвиридә йәнә, болупму нөвәттә һөкүмәт тәрипидин хәтәрлик җайлар дәп қаралған қәшқәр, хотән қатарлиқ җайларға қаритилған тәкшүрүш хизмити алаһидә күчәйтилип, террорчиларни һимайисигә алған һәрқандақ бир кишиниң қаттиқ җазалинидиғанлиқи, террорлуқ вәқәлири йүз бәргән җайларда әтраптики аһалиларниңму мәсулийитиниң қаттиқ сүрүштә қилинидиғанлиқи тәкитләнгән.
4 - Авғуст қәшқәрдә икки уйғур яш 16 хитай қораллиқ сақчи әскирини өлтүрүш һәм, 10 - авғуст куча вәқәсидә 12 адәмниң өлүшидәк бир қатар вәқәләр садир болған иди.