Хитай даирилири "уйғурбиз" тор понкитини пичәтлигән
Мухбиримиз әркин хәвири
2008.05.23
2008.05.23
Енгилизчә чиқидиған "йәр шари пикир әркинлик тәрғибатчи тори"хитайдики мусулман аһалә вә башқа етник гуруһлар билән хән миллити арисидики зор алақә бошлуқида көврүклүк рол ойнаватқан "уйғур торда" тор бекитиниң пичәтләнгәнликини вә тор бекәтлирини сәвәбсиз печәтләш хитайда адәттики бир иш болуп қалғанлиқини язди.
" Уйғур торда " дегән нам билән чиқидиған мәзкур тор бекитиниң 15 - май күни тордашларға елан қилған хошлишиш хетидә " уйғур торда" понкитиниң һәммәйләнгә мәлум болған сәвәбләр түпәйлидин тақилидиғанлиқини вә буни елан қилиш өзлиригә наһайити еғир келиватқанлиқини тәкитлигән. Лекин торда тор бекитиниң һәммәйләнгә мәлум болған тақилиш сәвәблирини изаһлиған уланма болса ечилмиди.
Хошлишиш хетидә мундақ дәйду:" биз бу йәрдә охшимиған милләтләрдин болған нурғун достларни өз - ара тонуштуруш вә учраштуруш арқилиқ улар арисидики өз - ара чүшинишни техиму кәң вә чоңқурлаштурдуқ. Уйғур торда милләтләрниң аммиви алақә қанилини ачти. Биз хәлқләр арисидики аммиви диалогниң наһайити муһим икәнликигә ишинәттуқ ".
Мәзкур тор бекити уйғурлар дуч келиватқан бәзи сәзгүр мәсилиләрни қорқмай муназирә қилалайдиған, бу мәсилиләргә хитайдики охшимиған милләтләр җүмлидин хитайлар пикир қатнаштуридиған аз сандики уйғурларға мунасивәтлик тор бәтләрдин иди. " Уйғур торда"ниң хошлишиш хетидә әскәртишичә, мәзкур тор күндә бир милйон бәт ечилидиған тор бекити болуп қалған икән.