Уйғурлар бүгүн явропа парламенти алдида намайиш өткүзди
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.06.25
2008.06.25
Бу намайиш өткүзүлүватқанда, дуня уйғур қурултейиниң рәиси, уйғур миллий һәрикитиниң йетәкчиси рабийә қадир ханим башчилиқидики бир һәйәт явропа парламентиниң венгрийә, руминийә, италийә, германийә, чех қатарлиқ дөләтләрдин кәлгән парламент әзалири иштирак қилған бир йиғинға қатнишиватқан иди.
Ихтияри мухбиримиз әркин таримниң хәвәр қилишичә, уйғурлар белгийидики явропа парламент бинаси алдида, хитайниң олимпикни баһанә қилип уйғурларни бастурғанлиқи вә бу җәрянда 60 нәпәр уйғурни наһәқ сотлиғанлиқиға наразилиқ билдүрүп өткүзгән бу намайишиға, явропа парламенти йиғинға қатнишиватқан парламент әзалириниң көпинчиси чиқип қатнашқан.