Ваң лечүән, рабийә ханимни террорлуқ паалийәт уюштурмақчи дәп әйиблиди


2005.08.25

Уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқи мунасивити билән пәйшәнбә күни бейҗиңда өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, хитай мәркизий сиясий биюросиниң әзаси, уйғур аптоном райониниң партком секритари ваң лечүән, атақлиқ уйғур паалийәтчиси рабийә қадирни чәтәлдә террорлуқ тәшкилатларға арилашқан вә террорлуқ паалийәт оюштурмақчи болған дәп әйиблиди.

Ваң лечүән мухбирниң рабийә қадир һәққидә сориған суалиға җавабән бу сөзләрни қилған болуп, у рабийә қадирниң америкиға барғандин кейин, "3 хил күчләр" ниң рәһбәрлири һәмдә ғоллуқ террорчилар билән көрүшүп мәхпий пиланларни оюштурғанлиқини, болупму германийидә ечилған дуня уйғур қурултийиниң 2 - қетимлиқ йиғини вақтида, уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқи мәзгилидә террорлуқ паалийәтләрни қандақ елиш бериш һәққидә кечичә мәслиһәтләшкәнликини билдүрди.

Әмма, дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит, ваң лечуәнниң бу әйибләшлирини рәт қилип, дуня уйғур қурултийиниң, уйғурларниң әркинликини тинч йол билән истәйдиған бир тәшкилат икәнликини, шундақла уларниң йиғинида пәқәт, кишилик һоқуқ мәсилисиниң музакирә қилинғанлиқини, һәргизму зораванлиқ вастилириниң тилға елинмиғанлиқини тәкитлиди.

Дилшат ришит йәнә, хитай һөкүмитиниң әзәлдин, уйғур паалийәтчилириниң һәммисинила террорчи дәп атайдиғанлиқини, шундақла хитай бундақ қилиш арқилиқ өзини хәлқарада террорчиларниң қурбани дәп көрситип, уйғурларға қаратқан бастурушини һәқләштүрүшни мәқсәт қилидиғанлиқини билдүрди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.