Хитай һөкүмити қәшқәрдики коча исимлирини өзгәртти


2005.02.07

Уйғур аптоном райониниң қәшқәр шәһиридики йәрлик даириләр өткән һәптә ухтуруш чиқирип, қәшқәр шәһиридики 17 асаслиқ кочиниң исмини өзгәрткән. юқириқи кочиларниң кона исми дүшәнбә күндин башлап рәсми әмәлдин қалған.

Шәрқий түркистан учур мәркизиниң хәвәр қилишичә, исми өзгәртилгән кочиларниң 12 сигә хитайчә исим қоюлған, қалған бәш кочиниң исми уйғурларниң тарихини әкс әттүридиған исимлар билән аталған. Қәшқәр шәһәрлик 4 - оттура мәктәптин пойиз истансисиғичә баридиған йолға тяншан шәрқий йоли, дәп нам берилгән шундақла айдурумдин йеңи миһманханиғичә болған арлиқни җичаң йоли, дәп атиған.

Қалған кочиларға қурулуш йоли, шинчиң шимали йоли, шинчиң җәнубий йоли, банчав йоли қатарлиқ исимлар қоюлған. Уйғурларниң тарихий вә җуғрапийисини ипадиләйдиған миллийчә исим қоюлған кочилар музтағ йоли, арсланхан йоли, ипархан кочиси вә шундақла тарим йоли қатарлиқ кочилардин ибарәт.

Қәшқәр уйғур мәдинийити, тарихи вә иҗтимаий турмушиниң һәқиқи йүзигә вәкиллик қилидиған қәдимий шәһәр. Илгири қәшқәрдики йәр намлар шундақла коча - койларниң исими уйғурчә иди. Шәрқий түркистан учур мәркизиниң билдүрүшичә, қәшқәрдики уйғурлар хитай һөкүмитиниң буниңдин кейин қәшқәрдики мәһәлә исимлирини өзгәртиветишидин енсирәйдикән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.