Хитай уйғур елидә 50 күнлүк "қақшатқуч зәрбә бериш" һәрикитини башлиди
2004.09.23
Хитайниң -1 өктәбир дөләт байрими келиш алдида, хитай һөкүмити уйғур елидә 50 күнлүк " қақшатқуч зәрбә бериш" һәрикитини қанат яйдурди.
" Шинҗаң иқтисад гезити" ниң хәвәр қилишичә, бу қетимлиқ " қақшатқуч зәрбә бериш һәрикити" 8- айниң ахирилири башлинип, 10- айниң оттурилириғичә давам қилидикән. Һәмдә бу һәрикәт асаслиқи хитайниң тавуз чағини вә дөләт байрими мәзгилидә уйғур елиниң җәмийәт аманлиқи вә сиясий муқимлиқини бәрпа қилишни мәқсәт қилидикән.
Уйғур аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлик идариси, өзлириниң бу һәрикәтни башлапла үнүмлүк нәтиҗиләрни қолға кәлтүргәнликини җакарлап, 9- айниң 1- күнидин 15- гичә болған арилиқтила, пүтүн уйғур ели бойичә 3 миңдин ошуқ делони паш қилғанлиқини билдүргән.
Мухбиримиз бу һәқтә тәпсилий мәлуматқа еришиш үчүн мунасивәтлик сақчи идарилириға телефон ачқинида, улар бу мәхпий разветка болғанлиқи үчүн бу һәқтә җавап берәлмәйдиғанлиқини билдүргән. (Пәридә )
Мунасивәтлик мақалилар
Уйғур елида хитай дөләт байрими һарписида "қахшатқуч зәрбә бериш" һәрикити қайта башланди