Уйғурчә календар уйғур пәрзәнтлириниң уйғур роһи вә миллий кимлик туйғусини ашурушта көврүклүк рол ойнимақта
2024.01.01

Германийәниң мюнхен шәһиридики “уйғурийә ана тил мәктипи” ниң оқутқучиси саламәт һашимниң тиришчанлиқи нәтиҗисидә 2024-йиллиқ уйғур тил-йезиқидики календар йеңи йил һарписида кәң җамаәт билән йүз көрүшти. Уйғурларға хас миллий хаслиқ вә өзгичә алаһидиликләрни гәвдиләндүрүп лайиһәләнгән бу календар германийә вә башқа дөләтләрдә тарқитилғандин кейин, муһаҗирәттики уйғур җамаитиниң қизғин алқишиға сазавәр болмақта.
Игилинишичә, тунҗи қетим 2023-йилидики йеңи йиллиқ календар билән йоруқ көргән уйғур календарниң 2024-йиллиқ йеңи нусхисидиму уйғур тарихи, мәдәнийити, өрп-адити қатарлиқ саһәләрни өзара муҗәссәмләшкә алаһидә етибар берилгән. Уйғурчә ишләнгән календарниң пиланлиниши вә түзүп чиқирилиши җәрянида өзиниң меһнәт-тәри вә әҗрини сиңдүрүп келиватқан “уйғурийә ана тил мәктипи” ниң оқутқучиси саламәт һашим ханим бу мунасивәт билән радийомизниң зияритини қобул қилип, уйғурчә календар түзүшкә илһам вә түрткә болған амиллар һәққидә тохталди.
Мәзкур календарниң мәзмун җәһәттики өзгичилики, лайиһәлиништики сиптилиқи, шуниңдәк уйғурларға хас вәкиллик образларниң толуқ гәвдиләндүрүлүши түпәйлидин муһаҗирәттики һәр саһә кишилири мушундақ бир календарниң нәшр қилинғанлиқидин бәкму сөйүнгән. “германийә уйғур мәдәнийәт-маарип бирлики” ниң рәиси, “уйғурийә ана тил мәктипи” ниң мудири пәридә нияз ханим бу һәқтики сөһбитимиздә, уйғурчә календарни қолиға алғандин кейинки тунҗи һаяҗанлиқ һес-туйғулирини изһар қилди. Шундақла, бу календарниң мәйли мәзмун җәһәттин болсун вә яки лайиһәлиниш җәһәттин болсун камаләткә йәткәнликини тәрипләш билән бир вақитта йәнә, униң әһмийити һәққидики өз қаришини билдүрди.
Мәлум болушичә, бу йиллиқ йеңи календар ялғузла адәттики календарниң орнида ишлитилиш үчүн тәйярланмиған. Саламәт һашим ханим бу икки йил җәрянида муһаҗирәттики уйғур хәлқиниң болупму, уйғур пәрзәнтлириниң миллий кимликини тонуш вә сақлаш җәһәтләрдә муһим түрткилик рол ойнап келиватқан мәзкур уйғурчә календарниң мәзмун вә лайиһә қатарлиқ тәрәпләрдики хаслиқ-алаһидиликлирини аңлармәнләр билән ортақлашти.
Хитайниң уйғурларға қарши иҗра қиливатқан “нәсәбини үзүп ташлаш, йилтизини кесип ташлаш, мунасивитини боғуп ташлаш” шәклидики ирқий қирғинчилиқ сиясити уйғур мәдәнийитини пүтүнләй вәйран қилиш гирдабиға йүзләндүрүватқан вәзийәттә, чәтәл туприқида туғулуп чоң болуватқан иккинчи әвлад уйғур пәрзәнтлириниң өз миллий кимликини тонуш вә сақлаш мәсилиси нөвәттә муһаҗирәттики уйғурлар үчүн ортақ болған хирисларниң биригә айлинип қеливатқанлиқи мәлум. Саламәт һашим ханим уйғур елидә хитайниң уйғур ирқий қирғинчилиқи, җүмлидин мәдәнийәт қирғинчилиқи һелиһәм давамлишиватқан пәйттә, өз тил-йезиқида календар чиқиришниң зөрүрийити вә әһмийитиниң зор икәнликини илгири сүрди. Униң қаришичә, уйғурчә календарниң чиқирилиши уйғур балилириға өз ана тилиниң нәқәдәр муһим, гүзәл тил икәнликини тонутушта һәмдә униңдин пәхирлинидиған иптихарлиқ туйғусини йетилдүрүштики җанлиқ бир өрнәк икән.
Пәридә нияз ханимму нөвәттә ана юртимизда уйғур тил-йезиқи, мәдәнийити, әдәбият-сәнити хитай һакимийити тәрипидин йоқитиливатқан җиддий вәзийәттә, уйғурчә календарниң ишлинишиниң техиму қиммәтлик икәнликини изаһлап өтти.
Бу қетимқи календарниң ишлинишини “германийә уйғур мәдәнийәт-маарип бирлики” зор күч билән қоллиған болуп, “шәрқий түркистанниң җуғрапийәлик алаһидилики” темисиғиму мәхсус сәһипиләр аҗритилған. Бу һәқтә сөз болғанда саламәт һашим ханим 2024-йиллиқ календар ят бир әл, ят бир муһитта өсүп йетиливатқан уйғур пәрзәнтлириниң ана вәтәнниң җуғрапийәлик алаһидиликлирини өгинишидә муһим түрткилик рол ойнайдиғанлиқини алаһидә тәкитлиди.
Нөвәттә муһаҗирәттики уйғурлар үчүн уйғур хәлқиниң бибаһа дурданилиридин болған уйғур мәдәнийитини қоғдаш вә сақлаш толиму зөрүр, дәп қаралмақта. Саламәт һашим ханим ахирида, чәтәлләрдә яшаватқан уйғур пәрзәнтлиридә уйғур роһи вә миллий кимлик туйғусини йетилдүрүшниң нәқәдәр муһимлиқини тәкитләп, уйғурчә календар түзүш вә ишләшни йәнә давамлаштуридиғанлиқиға болған ирадисиниң күчлүк икәнликини билдүрди.
Нөвәттә бу календарни тарқитиш хизмити аллиқачан башланған болуп, еһтияҗлиқ шәхсләр вә тәшкилатларниң қолиға йәткүзүп беришкә қолайлиқлар яритилған.