Уйғур районда озуқлуқ йетишмәсликкә мунасивәтлик кесәлликләр көпийишкә башлиған

Мухбиримиз мәмәтҗан җүмә
2021.02.21
Уйғур районда озуқлуқ йетишмәсликкә мунасивәтлик кесәлликләр көпийишкә башлиған Аилисидики барлиқ чоңлар тутуп кетилип қаранчуқсиз қалған уйғур пәрзәнтлири.
RFA/Gulchehre

Хитай даирилири уйғур елидә “турмуш шараитиниң яхшиланған” лиқини күчәп базарға селип келиватқан болсиму, әмма районда озуқлуқ йетишмәсликкә мунасивәтлик созулма характерлик кесәлликләр барғанчә көпәймәктә икән.

“җәнубий хитай сәһәр гезити” ниң хәвәр қилишичә, бу һәқтә елан қилинған икки парчә доклатта райондики 15 яш яки униңдин кичик балиларниң 16 пирсәнтидә кәм қанлиқ һадисиси көрүлгәнлики оттуриға қоюлған.

Бу нисбәт, пүтүн хитайға селиштурғандиму 23 пирсәнт юқири икән. Гәрчә пүтүн хитай миқясида яш-өсмүрләр арисидики кәм қан кесәлликиниң нисбити төвәнләшкә башлиған болсиму, әмма у 2016-йилидин 2018-йилиғичә уйғур дияридики балиларда 0. 11 Пирсәнт ашқан.

Озуқлуқ сүпитиниң начар болуши, тәдриҗий һалда қизил қан данчиси кемийип кетиш, қизил қан данчилири функсийәсини йоқитиш аламәтлири билән характерлинидиған кәм қан кесилини пәйда қилидикән.

Доклатниң бирини чаңша шәһиригә җайлашқан җоңнән университети қармиқидики шяңя дохтурханисиниң профессори сун хоң уйғур аптоном районлуқ сәһийә тармақлири тәминлигән санлиқ мәлуматларға асасән тәйярлиған.

У, өз тәтқиқатиға асасән: “озуқлуқ йетишмәслик у йәрдики чоңлар арисидиму мәвҗут болуши мумкин” дегән йәкүнгә кәлгән.

Униң бу һәқтики тәтқиқати бу йил феврал “сағламлиқ юмшақ илми” намлиқ журналда елан қилинған.

Хәвәрдә көрситишичә, бу санлиқ мәлуматлар йәрлик һөкүмәт даирилири уйғур елидә “омумий хәлқ саламәтлик тәкшүрүш хизмити” намида 2016-йилидин башлап йолға қойған қәрәллик тәкшүрүш һәрикитиниң һасилати икән.

Бу хилдики доклатниң йәнә бири шинҗаң теббий университети тәрипидин елан қилинған болуп, униңда көрситишичә, райондики 7-яштин төвән балиларниң төттин бир қисмида кәм қанлиқ кесили байқалған.

Мәзкур мәктәпниң тәтқиқатчиси закийә нәҗим тәрипидин “заманиви мудапиә медитсинаси” намлиқ илмий журналда елан қилинған мақалидиму кәм қанлиқниң озуқлуқ тәркибидә төмүр вә башқа керәклик витаминларниң кәм болуши сәвәбидин келип чиққанлиқи көрситилгән.

Хәвәрдә профессори сун хоңниң мақалисидин нәқил елип көрситишичә, 2018-йили уйғур районида елип берилған саламәтлик тәкшүрүшигә 17. 5 Милйон адәм иштирак қилған.

Һалбуки хәвәрдә буларниң арисидики қанчиликиниң 15 яштин төвән балиларни тәшкил қилидиғанлиқи, буларниң аталмиш “ятақлиқ мәктәп” намида уйғур өсмүрлири йиғивелинған “түрмә шәкиллик йәсли” ләрдики балиларни өз‍ ичигә алидиған яки алмайдиғанлиқи көрситилмигән.

Уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң илгири сүрүшичә, 2016-йилидин буян ата-анилири лагерларға елип кетилип қаранчуқсиз қалған 500 миң нәпәр уйғур пәрзәнти һөкүмәт башқурушидики дарилетамларға елип кетилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.