“чаған” вә “панус байрими” ни тәбрикләшкә мәҗбур болуватқан уйғурлар вә мәдәнийәт қирғинчилиқи

Мухбиримиз меһрибан
2022.02.16
“чаған” вә “панус байрими” ни тәбрикләшкә мәҗбур болуватқан уйғурлар вә мәдәнийәт қирғинчилиқи Хитайниң чаған байримида яңгир уссули ойнашқа тәшкиллигән уйғурлар. 2022-Йили феврал.
Social Media

Игилишимизчә 3-феврал башланған хитайниң 2022-йиллиқ “чаған” байримидин буян, уйғур дияриниң һәрқайси вилайәт наһийәлиридә, хитайчә кийиндүрүлгән уйғурлар коча айлинип, коллектип һалда хитайниң “яңгер уссули”, “йәлпүгүч уссули”, “бәлдумбақ уссули” қатарлиқ хитайчә уссулларни ойнашқа селинған.

Хитай таратқулири хәвәрлиридә бу мәнзирә, “тәшкилләнгән коча усули оюнчилири чаған вә панус байримида байрам кәйпиятини яратти, саяһәтчиләрни җәлп қилип райондики һәр милләт хәлқниң бәхт туйғусини намаян қилди” дегәндәк ибариләр билән мәдһийәләнди.

16-Феврал күни ақсу ахбарат торида “дақа думбақ челинип коча оюни қоюлуп, йүәншяв байрими бәк қизиди” сәрләвһилик хәвәр берилди. Хәвәрдә, “учтурпан наһийәсиниң имамлирим базирида коча оюни паалийити әвҗигә чиққанлиқи, паалийәткә учтурпан наһийәсидики һәрқайси кәнтләрдин кәлгән пуқра мәдәнийәт маһирлири қатнашқан” лиқи, тилға елинған. Хәвәрдә йәнә “уларниң учисиға байрамлиқ кийимләрни кийип, яңгир уссули ойнап, һәр милләт аммисиға баһар байримилиқ бәхт тилики тилигәнлики, дақа-думбақ авазиға тәңкәш қилип әҗдиһа, шир уссули ойниғанлиқи” алаһидә тәкитләнгән.

Һалбуки, чәтәлләрдики анализчилар вә уйғур мәдәнийитини тәтқиқ қиливатқан мутәхәссисләр буни “уйғурлар коллектип һалда учраватқан еғир дәриҗидики мәдәнийәт қирғинчилиқи” дәп әйиблимәктә.

Америкадики хитай вәзийәт анализчилиридин обзорчи ху пең әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң әнәнивий миллий байрамлирини чәкләп, хитайниң “чаған”, “панус байрими” ға охшаш хитай байрамлирини уйғурларға теңиши, типик һалдики “мәдәнийәт йоқитиши” һесаблинидикән.

Ху пең әпәнди мундақ деди: “хитай һөкүмити әслидә уйғурларниң әнәниви байрамлирини уларниң өз земинидики қанунлуқ байрамлири қилип бекитип, уйғурларниң өз байрамлиридин һузур елишиға йол қоюши керәк иди. Илгири хитай һөкүмитиму һәрқайси милләтләрниң өз байрамлирини өткүзүш әркинлики барлиқини билдүргән иди. Әмма һазир бу һөкүмәт пүтүнләй әксичә иш қиливатиду. У һазир хитай байрамлирини уйғурларға мәҗбурий теңиватиду. Чүнки уйғурларда ‛чаған‚, ‛панус байрими‚ға охшаш хитай байрамлирини өткүзүш адити йоқ. Әмма хитай һөкүмити һазир уйғурларға хитай байрамлирини мәҗбурий теңип, уйғурларниң өзлириниң байрамлирини чәкләп йоқитиватиду. Мана буниң өзи типик һалдики ‛мәдәнийәт йоқитиши‚ һесаблиниду”.

Ху пең әпәнди йәнә хитай һөкүмитиниң бу хил мәҗбурлишиниң уйғурларға елип келидиған яман ақивити һәққидә мундақ деди: “буниң яш әвладларға болған зийини интайин чоң болиду. Чүнки йеши чоңлар өзлири шу муһиттин кәлгини үчүн, улар әнәниви байрамлирини унтумайду. Улар өз байрамлирини өткүзүштин чәкләнгән һаләттиму, қәлбидә миллий байрамлири сақланған болиду, улар өзлириниң өтмүши вә һекайилирини билиду. Әмма һазир бу хил усул қоллинилғанда бир әвлад яшлар өзиниң миллий байрамлири билмәйдиған болуп йетилиду. Уларда миллий байрамлириға болған тәсиратму йоқилиду. Мана бу әһвал мәдәнийәт йоқилишидәк ақивәтни кәлтүрүп чиқириду”.

Ху пең әпәнди йәнә, хитай һөкүмитиниң мәқсити “мәдәнийәт қирғинчилиқи” арқилиқ милләтни йоқитиш нишаниға йетиштәк хәтәрлик ақивитини тәкитләп, буниңға қарши җиддий инкас қайтуруш вә алдини елиш керәкликини тәкитлиди.

Ху пең мундақ деди: “хитай коммунист һөкүмитиниң мәқсити наһайити аддий. У болсиму уйғурларға, тибәтләргә өз кимликини унтулдуруш. Йәни улардики өзиниң уйғур икәнликини, өзиниң тибәт икәнликини билдүридиған барлиқ алаһидиликләрни йоқитиш. Униң мәқситиму һазир әң үзүл-кесил усулда ‛мәдәнийәт қирғинчилиқи‚ни әмәлгә ашуруш. Буниң хәтириму мушу нуқтида. Чүнки хитай коммунист һөкүмити пүткүл уйғурларни қирип түгитәлмәйдиғанлиқини билиду. Әмма у уйғурларға өзиниң уйғурлуқ кимликини унтулдуралайду. Шуңа у мәдәнийәт җәһәттики йоқитиш усулини қолланмақта. Униң үчүн мәдәнийәт қирғинчилиқиниң әһмийити дәл мушу нуқтида. Әгәр униң бу тәдбири бирнәччә әвлад давамлашқанда, у бу җинайи қилмишиниң үнүмигә еришкән болиду. Кейин биз уйғурларни көргинимиздә улар өзлириниң уйғурлуқини унутқан болиду. Мана бу әң хәтәрлик әһвал. Шуңа бу хил әһвалдин җиддий агаһ болушимиз вә буниңға қарши мәйданимизни ипадилишимиз керәк”.

Уйғур мәдәнийитини тәтқиқ қиливатқан мутәхәссисләрдин америкадики доктур қаһар барат әпәндиниң қаришичә, уйғурларға қарита “ирқий қирғинчилиқ” сиясити йүргүзүватқан хитайниң “чаған”, “панус байрими” ға охшаш хитай байрамлирини уйғурларға мәҗбурий теңиштики мәқсити, уйғурларни милләт бойичә ассимилятсийә қилип, хитайлаштуруп еритип түгитиш икән.

Қаһар барат әпәнди алди билән хитай һөкүмитиниң уйғурларға теңиватқан “чаған” байрими вә уйғурларниң хитайдин пүтүнләй ят болған миллий мәдәнийәт алаһидилики һәққидә тохталди.

Униң билдүрүшичә, “чаған оттура түзләңликтики хитайларниң баһар байрими болуп, кейинчә шәрқий җәнубий асия районлири вә шәрқий шималдики манҗуларға кеңәйгән. Түркий милләтләр қовмидин болған уйғурларниң өз тарихида хитайлар билән һечқандақ қандашлиқи вә мәдәнийәт ортақлиқи болмиған. Тарихий мәнбәләрдиму уйғурларниң хитайниң чаған байримини өткүзгән мәлуматлар йоқ. Уйғурларниң баһар байрими дәл 3-айниң 22-күни қар-музлар еригәндин кейин келидиған норуз байрими. Әмма хитай һөкүмити нөвәттә хитайниң чаған, панус байримиға охшаш миллий байрамлирини уйғурларға мәҗбурий теңиш арқилиқ, уйғурларни хитайлаштуруп йоқитиш мәқситигә йәтмәкчи”.

Қаһар барат әпәнди йәнә хитай һөкүмитиниң нөвәттә уйғурларға йүргүзүватқан “мәдәнийәт қирғинчилиқи” ниң алаһидики һәққидә тохталди.

Униң билдүрүшичә, “бүгүнки күндә уйғурларниң, кочиларға мәҗбурий чиқирилип, хитайчә кийинип, хитайчә чаған тәбрикләшкә мәҗбур қилинишиниң өзи уйғур миллий кимликини йоқитишқа йүзлиниватқанлиқиниң әмәлий пакити” икән.

Доктур қаһар барат әпәнди йәнә хитай һөкүмити тәрипидин йоқитиливатқан уйғур миллий кимликини қоғдаш һәққидики қарашлириниму ортақлашти.

Юқиридики аваз улинишидин тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.