Лео майларт: “әнәнивий мәһәллиләрниң чеқилиши әсирләр бойи давамлишип кәлгән уйғур туралғу мәдәнийитини йоқ қилиду”
2024.01.21
Мухбир: һөрмәтлик лео майлет (Leo Maillet), йәни ширәли әпәнди, сиз билән уйғур әнәниви мәһәллилириниң чеқилиши вә уйғурлар һаятиниң өзгәртиветилиши һәққидики бүгүнки сөһбитимизни давамлаштурсақ. Билгиниңиздәк, уйғур мәһәллиләрни уйғурлар үчүн кичиклитилгән вәтән, йәни уйғурлар һаятиниң һәммә тәрәплири муҗәссәмләнгән әң кичик аһалиләр нуқтиси дейишкә болиду. Сизгә охшаш чәт әллик зиярәтчиләрниң көзидә уйғур мәһәллиси зади қандақ җай? уйғур әнәниви мәһәллиләрниң қурулмиси, у җайлардики иҗтимаий вә мәдәний һаят көрүнүшлири қандақ хаслиққа вә алаһидиликләргә игә?
Лео майларт: бизгә охшаш уйғур диярини яки шәрқий түркистанни 2016-йилидин бурун, йәни хитай һөкүмитиниң у җайда кәң көләмлик җаза лагерлирини қуруштин илгири зиярәт қилғучи чәтәлликләргә нисбәтән, уйғур мәһәллири һәқиқәтәнму уйғурларниң миллий мәдәнийәт вә иҗтимаий һаят өзгичиликлири җуғланған җай иди. Бу хаслиқлар нурғунлиған китаплардиму тәсвирләнгән. Әмди ғулҗаға кәлсәк, чәт әллик тәтқиқатчилар ичидә америкалиқ антирополог җәй довчер (James Dautcher) ниң “тар коча” намлиқ китабида ғулҗадики уйғур мәһәллилириниң алаһидиликлири вә хаслиқи әң яхши шәкилдә йорутулған дәп қараймән.
Мәзкур китабта аптор өзиниң ғулҗа шәһиридики бир мәһәллидә елип барған узун мәзгиллик тәкшүрүши вә тәтқиқат җәрянини хатирилигән. Бу китабтин ғулҗа йезилиридики уйғурларниң мәдәний вә иҗтимаий һаятини ениқ көрәләймиз. Уларниң бу мәһәллиләрни қандақ бәрпа қилғанлиқи, өй вә бағ-варанларни қандақ қуруп чиққанлиқи, бу мәһәллиләрниң муһити вә қурулмисини қандақ қилип өзлириниң иҗтимаий һаятиға маслаштурғанлиқини чоңқур һес қилалаймиз. Йәни бу мәһәллиләр уларниң бир бириниң өйлирини йоқлап-зиярәт қилишиға, өз-ара муһәббәт йәткүзүшигә, қошна-холумлар арисида тамақ сунушуп һәмбәрһрлинишигә қулайлиқ шәкилдә қурулған. Уйғурлар яшайдиған мәһәллиләрдә мәһәллә мойсипитлири интайин муһим ролға игә инсанлардур. Улар баһар, язниң һава очуқ күнлири өйниң ичидә олтурмайду, бәлки дәрваза алдиға чиқип олтурушуп, өз-ара параңлишиду. Улар ялғуз мәһәллидики қошнилар биләнла әмәс, йолдин өткән-кәчкән кишиләр биләнму өз-ара саламлишип, учур алмаштуриду. Бу җәрянда қошна-қулумлардин бирәриниң ярдәмгә еһтияҗи барму-йоқ, буларни сорап билиду. Өз-ара хәйр-еһсан йәткүзүш болса улардики қошнидарчилиқниң әң йүксәк әхлақ өлчәмлиридин бири болуп, бу қиммәт қараш уларниң күндилик һаятиниң бир қисмиға айлинип кәткән.
Мухбир: сиз мисалға алған җәй давчер әпәндиниң “тар коча” намлиқ китабида тәсвирләнгәндәк, уйғурларму ашундақ мәһәллә һаяти тәсвирләнгән “тар коча” намлиқ нахшини бәкму яхши көрүп аңлайду. Сизчә, бу хил мәһәлливи һаяттики өз-ара йеқинчилиқ, қошнидарчилиқ, меһир-шәпқәт йәткүзүштәк инсаний хисләтләрниң мәниви әһмийити қандақ вақитларда бәкрәк гәвдилик болиду?
Лео майларт: мениңчә, әң гәвдилик ипадилинидиған вақитлар, дәл һейт-айәм вә байрам мәзгиллиридур, болупму рамзан ейи мәзгилидә бу әһвал техиму гәвдилик ипадилиниду. Мәсилән, рамзан айлирида балилар кечиләрдә рамзан нахшилирини ейтишип өйму-өй арилап, кишиләрни ойғитиду, уларни закат вә назунемәтлирини беришкә үндәйду.
Мән шәхсән өзүм ғулҗаға берип бақмиған болсамму, әмма 2014-йилидики қәшқәр вә үрүмчиләргә қилған қисқа мәзгиллик зиярәтлирим давамида, уйғур мәһәллилиридики мәдәнийәт вә иҗтимаий һаятини өз көзүм билән көрдүм. Болупму таам мәдәнийитиниң уйғурлар һаятида, уларниң кишилик мунасивәтлиридә қанчилик муһим әһмийәткә игә икәнликини чоңқур һес қилдим.
Мухбир: сизниң уйғурларниң нан мәдәнийити үстидә тәтқиқат елип барғиниңиз, һәтта нан вә навайчилиқ һәққидә мәхсус китаб йезиватқиниңиз мәлум. Сизниң истанбулға берип навайлиқни қандақ өгәнгәнликиңиз һәққидиму илгири мәхсус сөһбәтләр елип барған идуқ. Уйғурдин башқа оттура асиядики түркий милләтләрдиму нан мәдәнийити әнәниси бар. Сизчә, уйғурларниң нан мәдәнийитиниң өзигә хас қандақ алаһидиликлири бар, сизни әң җәлп қилған өзгичилики зади немә?
Лео майларт: тоғра, мениң бәкрәк қизиқишимни қозғиғини нан, йәни навайлиқ болди. Уйғурларниң нан әнәниси узақ тарихқа игә. Мәһәллиләрдә аяллар қолум-қошнилири билән йиғилип, өз ара ярдәмлишип нанни биллә яқидикән. Улар нан йеқиш баһанисидә өзара муңдишип, чақчақ қилишип яки өзи билгән хәвәрләрни һәмбәһрлишип, турмушниң түрлүк тәрәплирини сөзлишидикән, нан йеқиш вә нан әнәниси уларниң кишилик мунасивити вә мәниви һаятидики интайин муһим бир мәзмун һесаблинидикән.
Әгәр мәһәллидә бирәри той қилип қалса, мәһәллидикиләр той қилған саһибхана аилигә ярдәмлишип, меһманларға иссиқ нанларни йеқип, тамақларни тәйярлишидикән. Уйғурларниң күндилик тамақ түрлири өзлиригә хас алаһидиликкә вә тәйярлаш усуллириға игә болғинидәк, нан йеқишму өзгичә алаһидиликкә игә икән.
Мухбир: уйғур мәһәллиридики өйләрниң қурулмисида уларниң иҗтимаий вә мәниви һаяти билән җипсилашқан қандақ хаслиқларни байқидиңиз, бу хаслиқларниң роли немә дәп қарайсиз?
Лео майларт: мимарлиқ алаһидикилигә кәлсәк, уйғур мәһәллилиридики өйләр бир-биригә алаһидә җипсилашқан, дәп қараймән. Әлвәттә, бу өйләрниң қурулмисида икки миң йилдин артуқ тарихий җәряндики оттура асия түрк-парс бинакарлиқ алаһидиликлири муҗәссәмләнгән, шундақла шәрқий түркистанниң өзигә хас бинакарлиқ услубини шәкилләндүргән. Уйғурлар земиндин пайдиланғанда яки мәһәллә-койларни бәрпа қилғанда, ериқ-өстәңләрниң бойлириға, йол яқилириға йәрлик терәкләрни тикиш әнәнисини сақлап кәлгән. Бу пәқәт дәрәхләрниң сайисидин пайдилиниш яки шамал вә қум-боранлардин мудапиәлиниш үчүнла әмәс, әлвәттә. Улар униңдин йәнә өй ясаш вә турмуш боюмлириға материял қилиштиму пайдилиниду. Уйғур бинакарлиқида мәһәллидикиләрниң өз ара мунасивитини алдин ойлишип лайиһәләнгәнлики ипадилинип туриду. Адәттә мәһәллидикиләрниң опчә паалийәтлири көздә тутулуп, ишлитишкә қулайлиқ болсун үчүн қоруларниң алди яки арқа бағчилириға очақ, тонур вә башқа турмушқа лазимлиқ әсләһәләр ясап қоюлиду.
Мухбир: сиз ейтқан алаһидиликләрдин башқа, уйғурларниң һойла-арамлириниң һәммиси йешиллиқ, йәни бағваранлиқ болиду. Буниң көкәртиштин башқа йәнә қандақ роли бар дәп қарайсиз?
Лео майларт: әлвәттә, көкәртишму уйғурларниң мәһәллә вә һойла-арам мәдәнийитидики интайин муһим бир тәрәп. Мәсилән, һойла-арамлардики үзүм бараңлири яз күнлири сайә чүшүрүш үчүнла тикилгән әмәс, у йәнә қолум-хошнилар билән биллә параңишидиған қулайлиқ вә раһәт җайдур. Турпандики уйғурларниң әнәниви туралғу қурулушлирини тәтқиқ қилған франсийәлик архитектор жон паолуп, бу һәқтики китабида турпандики уйғурларниң һойлилирини интайин күчлүк екологийәлик бинакарлиқ алаһидиликкә игә дәп баһа бәргән. Мениңчә, уйғурларниң өй-имарәтлири вә мәһәллилири екологийәлик муһит асраш алаһидиликигә игә болупла қалмай, бәлки йәнә интайин типик иҗтимаийлиққа игә болуштәк алаһидиликләрни намаян қилиду.
Мухбир: билгиниңиздәк, хитай һөкүмити йеқинда уйғур дияридики милләтләрниң юғурулушини илгири сүридиған бир йәрлик низамини или областида йолға қоюлушқа башлиди. Буниң билән уйғур мәһәллилиридики аилиләрниң арисиға хитай көчмәнлирини қистуруш, әслидики мәһәллиниң қурулма вә қияпәтлирини өзгәртиш, “заманивилаштуруш” яки “тәрәққий қилдуруш” дегәндәк намларда уйғур әнәниви мәһәллилирини хитайчә қияпәткә киргүзүватқанлиқи мәлум. Уйғурларниң шәрқий түркистандики асаслиқ йәрлик милләт икәнликиниң бәлгиси болған тарихий вә әнәниви мәһәллиләрниң йоқ қилиниши нәтиҗисидә уйғурлар йәнә немиләрдин айрилип қелиши мумкин?
Лео майларт: бу өзгәртишләр ялғуз уйғур әнәниви өй-имарәтләрниң орнини хитайчә алаһидиликкә игә заманиви өй-имарәтләрниң игилинишидинла дерәк берипла қалмайду. Хитай көчмәнлириниң уйғур мәһәллиләргә көпләп қистурулуп киргүзүлүши билән, хитайчә мәдәнийәт мәркәзлири, сода-сетиқ орунлири тәдриҗий һалда әслидики уйғурларниң дукан-базарлири, әнәниви мәсчит вә навайханилириниң орнини алиду. Буниң билән биз юқирида тәсвирлигән уйғур мәһәллилири вә кочилиридики турмуш усуллири пүтүнләй өзгириду. Биз узундин буян хитай һөкүмитиниң уйғурларниң әнәниви кона мәһәллилирини ашундақ намларда тез сүрәттә өзгириватқанлиқини көрүватимиз. Бу ялғуз уйғурларниң иҗтимаий һаятиға зор тәсир көрситипла қалмай, бәлки йәнә уйғур җәмийитиниң муқимлиқи вә муһит тәңпуңлуқиму интайин зор сәлбий тәсирләрни елип келиду. Чүнки хитай һөкүмити тәрипидин семонт битонлар билән қопурулған аталмиш “заманиви мәһәллиләр” уйғурларни асас қилған түркий милләтләрниң бу земинда узақ тарихий әсирләрдин буян тәбиәткә маслишип бәрпа қилған, муқим вә тәбиий яшаш муһитини бузуп ташлайду.